Рабийә қадир ханим явропаға паалийәтләр үчүн йолға чиқти

Уйғур қурултийиниң рәһбири рабийә қадир ханим, шветсарийидә ечилидиған икки хәлқаралиқ йиғинға қатнишиш үчүн сәйшәнбә күни җәнвәгә қарап йолға чиқти. Рабийә қадир ханим, бу қетим җәнвәдә қатнишидиған икки хәлқаралиқ йиғинниң бири 4 ‏- нөвәтлик дуня өлүм җазасиға қарши туруш йиғини, йәнә бири болса, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң дуня кишилик һоқуқ алий йиғини.
Мухбиримиз әқидә
2010.02.23
Rabiye-xanim-Yawropa-parlamentida-sozde-305.jpg Сүрәт, 2009 - йили 1 - сентәбир күни, рабийә қадир ханим йавропа парламентиниң бруйусселсдики баш шитабида йавропа парламентиға 5 - ийул вәқәси тоғрисида гуваһлиқ бериватқан көрүнүшлиридин бири.
AFP Photo

Бу икки йиғин б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йиллиқ хәлқара йиғини ечилиш алдида турған бир мәзгилгә тоғра кәлгән.

Рабийә ханим зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу қетимқи җәнвә сәпириниң конкрет күнтәртивигә даир мәсилиләр һәққидә тохталди.

Юқиридики аваз улинишидин, рабийә қадир ханим билән бу қетимлиқ сәпири тоғрисида өткүзгән сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.