Рабийә қадир ханим җәнвәдә 'инсан һәқлири алий' йиғинида сөз қилди

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, шивитсарийиниң пайтәхти җәнвәдә ечилған "инсан һәқлири алий йиғини"да сөз қилди.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.03.08
Rabiye-xanim-Yawropa-parlamentida-sozde-305.jpg Сүрәт, 2009 - йили 1 - сентәбир күни, рабийә қадир ханим йавропа парламентиниң бруйусселсдики баш шитабида йавропа парламентиға 5 - ийул вәқәси тоғрисида гуваһлиқ бериватқан көрүнүшлиридин бири.
AFP Photo

У йиғинда қилған  сөзидә хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини аңлатқан. У нутуқида нуқтилиқ һалда 5-июл  үрүмчи вәқәси һәққидә тохталған. Шивитсарийиниң пайтәхти җәнвәдә  ечиливатқан  "инсан һәқлири алий  йиғини"ға 55  әтрапида дөләттин инсан һәқлири  тәшкилат мәсуллири вә инсан һәқлири паалийәтчилири қатнашқандин башқа 800 әтрапида меһман қатнашқан.  

Рабийә қадир ханим билән алим сейитов  зияритимизни қобул қилип,  паалийәтлири вә бу йиғин  һәққидә тәпсили мәлумат бәрди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.