'Әҗдиһа билән елишқучи' намлиқ китабини тонуштуруш йиғини лентиға елинди
Мухбиримиз җүмә
2009.08.25
2009.08.25
www.uyghuramerican.org Дин елинди.
Уйғур миллий һәрикити йетәкчиси рабийә қадир ханимниң әслимиси " әҗдиһа билән елишқучи: бир аялниң тинчлиқ үчүн хитай билән елишиши һәққидә дастан" намлиқ китабини тонуштуруш программисик с - спан телевизийисиниң орунлаштуруши бойичә 24 - авғуст дүшәнбә күни, уйғур америка бирләшмисиниң йиғин залида лентиға елинди.
Мәзкур программини лентиға елиш сөһбәт шәклидә орунлаштурулған болуп, сөһбәт кәчқурун саәт 5:30 лар әтрапида башланди.
Сөһбәт йиғини башлиниш алдида, уйғур кишилик һоқуқ программисиниң директори һенри шаҗәфиски меһманларниң кәлгән қәдимигә рәһмәт ейтиш билән йиғинниң башланғанлиқини уқтурди. Һенри шаҗәфиски йәнә, рабийә қадир ханимниң һаяти паалийитини қисиқичә тонуштуруп өтти.
Тәртип бойичә сөзгә чиққан рабийә қадир ханим, алди билән йиғин қатнашқучилириға рәһмәт ейтти вә кәйпиятниң таза яхши әмәслики буниң сәвәблири һәққидә тохталди.
Рабийә ханим, "әҗдиһа билән елишқучи" намлиқ әслимисини йезиш мәқсити һәққидә тохтилип, мәзкур китабини йезиштин мәқситиниң уйғурлар тартиватқан азаб - оқубәтләрни дуняға ашкарилаш икәнликини билдүрди.
" Әҗдиһа билән елишқучи: бир аялниң тинчлиқ үчүн хитай билән елишиши һәққидә дастан" намлиқ китаб илгири " әҗдиһа билән елишқан аял" дәпму аталған иди.
Китабта рабийә ханимниң әң кичик қизи қеқнус һәққидиму баянлар бар болуп, қеқнус тәклип билән китабниң бу қисимлиридин арийә оқуп өтти. Зал ичи тимтаслиққа чөмгән, һәммә адәм китабтики вәқәни берилип аңлайтти.
Қеқнус китабниң бу бөликини оқуп болғанда, йиғин әһли ихтиярсиз чавак челишип алқиш яңратти.
Йиғин давамида рабийә қадир ханим мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди. У, йәрлик хитай һөкүмитиниң " 5 - июл үрүмчи вәқәси " дин кейин мәхпий һалда бир қисим уйғурларға өлүм һөкүм қилғанлиқини аңлиғанлиқини, әмма хитайниң буни йошуруп кәлгәнликини илгири сүрди.
Йиғинда башқиларниң диққитини әң җәлп қилған бир тәрәп болса үрүмчидә 196 уйғурниң қийнап өлтүрүлгәнликигә аит учур иди.
Рабийә қадир ханимниң билдүрүшичә, уйғур америка җәмийити йеқинда оттура асия райониға қечип чиққан бир уйғур сақчидин бу һәқтә бир факс тапшуруп алғанлиқини билдүрди. У факс мәзмунлирини тонуштуруп мундақ деди.
Мәлум болушичә, бу уйғурларниң һәммиси уланбай түрмисидә қийнап өлтүрүлгән болуп, өлтүрүлгәнләр сани җәмий 196 нәпәргә йетидикән.
Рабийә қадир ханим бу һәқтә тохтилип, хитай интернет телефон вә линийиси қатарлиқ алақә қаналлириниң һәммисини қамал қилған болғачқа, бу хәвәрни дәлилләш мумкин болмиғанлиқини билдүрди.
"Әҗдиһа билән елишқучи: бир аялниң тинчлиқ үчүн хитай билән елишиши һәққидә дастан" намлиқ китаб, уйғур миллий һәрикити йетәкчиси рабийә қадир ханим вә германийә язғучиси аликзадира кавелиус апторлуқида 2007 - йили нәшр қилинған " көкни титрәткән аял" намлиқ китабниң инглизчә нусхиси. Мәзкур китаб бу йил майда, кәйлис нәшрияти тәрипидин инглиз тилда нәшр қилинған иди.
Китабини америка аммиви вәқәләр кабел вә суний һәмраһ қанили с - спан сүрәткә алди. Бу қанал мәхсус америка һөкүмәт хәвәрлири, дөләт мәҗлисидики гуваһлиқ бериш йиғинлири қатарлиқларни нәқ мәйдандин аңлитидиған қаналдур. Мәлум болушичә, бу программа қаналниң китаб тонуштуруш программисида тонуштурулидикән.