Рабийә қадир ханим японийиниң кийото шәһиридә доклат бәрди

AFP Photo
Доклат ахирлашқандин кейин рабийә қадир ханим мухбирларниң соалиға җаваб бәргәндин башқа, өзиниң һаяти баян қилинған китабниң япончә нусхисиға қол қоюп, оқурмәнләргә тарқатқан.
Уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханим бүгүнгичә японийидики 4 университетта доклат бәргән болуп, 11 - айниң 2 - күнигичә йәнә 6 университетта лексийә сөзлимәкчи шундақла япончә нәшр қилинған китабини тонуштурушниму давам қилмақчи икән.
Рабийә қадир ханимниң ейтишичә, униң бу қетимқи зиярити һәр җәһәттин бурунқи зиярәтлиригә охшимиған һалда давам қиливатқан. Биз бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип, рабийә қадир ханим вә башқилар билән телефон зиярити елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.