Рабийә қадир ханим голландийә мусапирлар лагиридики уйғурларни зиярәт қилди
Мухбиримиз әркин тарим
2010.03.29
2010.03.29
RFA Photo / Erkin Tarim
Рабийә қадир ханим 3 - айниң 28 - күни чүштә адвокат мартин берг әпәнди, алим сейитоф әпәнди вә голландийидики уйғур тәшкилатлириниң мәсуллири билән биргә, мусапирлар лагириға берип уйғур мусапирлардин һал сораш билән бирликтә уларниң тизимликини чиқирип голландийиниң мунасивәтлик органлириға сунған.
Рабийә қадир ханим 200 әтрапида мусапир уйғурни көрүп көңлиниң қаттиқ йерим болғанлиқини, бундин кейинки паалийәтлиридә мусапирлар мәсилисигә алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини ейтти. У сөзидә, хитай һөкүмитиниң голландийә һөкүмитигә уйғурлар һәққидә ялған мәлуматларни бериш арқилиқ бу мусапирларниң илтиҗасиниң қобул қилинишини тосушқа тиришиватқанлиқини ейтти.
Биз бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн рабийә қадир ханим билән телефон зиярити елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.