Рабийә қадир ханим истанбулдики уйғурларниң роза һейтини тәбриклиди
Мухбиримиз арислан
2010.09.13
2010.09.13

RFA Photo / Arslan
Бу паалийәтни истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан вәхпи билән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң бирликтә уюштурған болуп, шәрқий түркистан вәхпи вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң идарә һәйәт мәсуллири вә әзалири шундақла истанбулда яшаватқан уйғурлардин әр - аял болуп 300 гә йеқин киши қатнашти.
Мәзкур мурасимға йәнә, истанбул фатиһ районлуқ шәһәр башлиқи мустафа дәмир һәм адаләт вә тәрәққият партийисиниң мәсул вәкили қатарлиқ әрбаблар қатнашти.

Мурасимға шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи атавулла әпәнди риясәтчилик қилди. Мурасим шәрқий түркистан вәхпиниң башлиқи һамут көктүрк әпәнди ечилиш нутқи сөзлиди.
Мурасимда йәнә дуня уйғур қурултийиниң дини ишлар мудири турғунҗан алавиддин, шәрқий түркистан вәхпиниң башлиқи һамутхан көктүрк, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи һидайәтулла оғузхан, баш назири абликимхан мәхсум, истанбул - фатиһ районлуқ шәһәр башлиқи мустафа демир, вә адаләт тәрәққият партийисиниң фатиһ шөбә башлиқи қатарлиқ шәхсләр сөз қилип уйғурларниң роза һейтини тәбрикләш билән биргә уйғурлар һәққидә муһим сөз қилди. Мурасим ахирида зияпәт берилди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.