Рабийә қадир ханим шветсийә зиярити үчүн стокһолимға йетип кәлди

Рабийә қадир ханим шветсийә зиярити үчүн бүгүн, 6 - өктәбир күни, әтигәндә стокһолимға йитип кәлди. Рабийә қадир ханимниң шветсийә зияритиниң асаси мәқсити шветсийә нарин нәшрияти тәрипидин шивет тилида нәшр қилинған "әҗдиһар билән елишқучи аял" намлиқ китабниң тарқитилиш мурасимиға қатнишиш.
Мухбиримиз йалқун
2010.10.06
Rabiye-xanim-kitawi-Shiwetsiye-tilida-neshirdin-chiqti-305 Сүрәт, шветсийә "нарин нәшрийати" тәрипидин шиветчигә тәрҗимә қилинип нәшир қилған, рабийә қадир ханимниң "әҗдиһар билән елишқучи айал" намлиқ китабиниң муқава көрүнүши.
RFA Photo / Yalqun

Рабийә қадир ханим бу җәрянда йәнә, шветсийә ахбаратлириниң зияритини қобул қилиш вә шветсийә парламент әзалири билән учришиш қатарлиқ бир қатар паалийәтләрдә болиду.

Рабийә қадир ханимни шветсийигә нарин нәшрияти тәклип қилған болуп, нарин нәшриятиниң башлиқи лаш әпәнди рабийә қадир ханимни айрудурумда күтүвелиш җәрянида зияритимизни қубул қилип сориған соаллиримизға җаваб бәрди.

Лаш әпәнди: "мән өткән йили бу китаб һәққидә учур аңлап китабтин бирни сетивалған идим. Китабни уқуп чиққандин кейин, шивет тилиға тәрҗимә қилип нәшр қилишниң зөрүрлүкини һес қилдим. Шивет хәлқиниң маңа охшаш бу китабқа қизиқидиғанлиқиға ишинимән. Чүнки бу китабта тәсвирләнгини ялғуз рабийә қадирниңла һаяти болмастин, бәлки униң хәлқи болған уйғурларниң һаятидур. Мана бу, китабниң кишиләрдә қизиқиш қозғайдиған муһим тәрипидур."

Лаш әпәнди сөзини давамлаштуруп йәнә мундақ деди: "мән уйғурларни тонуғили 20 йилларчә болди. Мән изчил түрдә уйғурларниң әһвалини күзүтүп келиватимән. Аз санлиқ дәп аталған хәлқләрниң тәқдири давамлиқ қийин болиду, мән китабни оқуғандин кейин, буни техиму һес қилдим."

Рабийә қадир ханим бу қетим шветсийини зиярәт қилиш җәрянида шветсийә парламентида өткүзүлидиған бир қисим паалийәтләргә қатнишиду вә радио - телевизийә, гезит мухбирлириниң зияритини қобул қилиду. У, зияритимизни қобул қилип бу қетимқи шветсийә зиярити һәққидә тохталди.

"Әҗдиһар билән елишқучи аял" намлиқ бу китаб бундин илгириму бир қанчә тилда нәшр қилинған болуп, бу китабниң шивет тилида нәшр қилиниши 8 - хил тилда нәшр қилиши болуп һесаблинидикән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.