Рабийә қадир ханим японийидики зияритини башлиди

RFA Photo
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим японийә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң орунлаштуруши билән японийидә елип баридиған зияритини рәсмий башлиди. Хитай һөкүмити дүшәнбә күни, японийә һөкүмитиниң рабийә қадир ханимға японийидә паалийәт елип бериши үчүн йол қойғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүргәндин сирт, рабийә қадир ханим вә у рәһбәрлик қиливатқан дуня уйғур қурултийини 5 - июл үрүмчидә йүз бәргән миллий тоқунушниң баш пиланлиғучиси дәп әйиблигән иди.
Хитай һөкүмити рабийә қадир ханимниң һәр қандақ бир дөләттә елип баридиған зияритигә изчил түрдә қаршилиқ билдүрүш позитсийисидә болуп, уни дөләтниң бирликини парчилашқа урунған бөлгүнчи дәп қарилимақта. Әмма " рафто тенчлиқ мукапати" ға еришкән вә " нобел тенчлиқ мукапати" ниң күчлүк намзати шәрипигә мүйәссәр болған рабийә қадир ханим, демократик әлләрниң һимайисигә еришиш билән биргә, уйғур хәлқи тәрипидин " уйғурларниң аниси" дәп тәрипләнмәктә.

Уйғурларниң чәтәлләрдики бирдин - бир вәкиллик оргини һесабланған дуня уйғур қурултийи бундин 4 йил илгири, рабийә ханим тоғрисида, " узун йиллиқ җапалиқ һаятини мүстәмликә астидики миллитиниң кишилик һоқуқи, демократийиси вә әркинлики үчүн сәрп қилған, пүтмәс - түгимәс миллий җасарәткә, мүкәммәл истиқлал етиқадиға, өз хәлқигә қарита чәксиз муһәббәт вә һөрмәткә игә болған, томурлирида миллий сөйгү, әқидисидә азадлиқ висали йәр алған, һаятини әҗдатлириниң армани вә әвлатлириниң бәхти үчүн тәқдим қилған һөрмәтлик рабийә қадир ханимни уйғур миллитиниң мәнивий аниси, миллий һәрикитимизниң лидири, дуня инсан һәқлири күришиниң байрақдари дәп тонуйду вә бу шәрәплик салаһийәтни дуняға һәм шәрқий түркистан хәлқигә иптихар билән тәқдим қилиду" дегән мәхсус қарарини чиқарған иди.
Гәрчә хитай һөкүмити рабийә қадир ханимниң бу қетимқи японийә зияритиниң хитай билән японийә оттурисидики дипломатик мунасивәтниң бузулушиға сәвәб болидиғанлиқи тоғрисида җар салған болсиму, рабийә қадир ханим японийә мәтбуатлири, кишилик һоқуқ тәшкилатлири, японийидики уйғур сиясий паалийәтчиләр вә японийидә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң қизғин күтивелишиға еришти.
Рабийә қадир ханим, японийидә туруп бизниң телефун зияритимизни қобул қилип, японийидики өз паалийити тоғрисида тохталди. Шундақла, зияритимизни қобул қилған японийидә яшаватқан уйғурлар вә оқуғучилар, рабийә қадир ханимниң японийә зияритиниң әһмийити һәққидә тохталди.
Японийә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң билдүрүшичә, хитайниң японийидә турушлуқ баш әлчиханиси рабийә қадир ханимниң японийә туприқиға қәдәм бесишини барлиқ күчи билән тосиған болуп, мәқситини ишқа ашуралмиған әлчихана хадимлири 29 - июл күни рабийә ханим үчүн орунлаштурулған мухбирларни күтивилиш йиғинидин икки саәт бурун 5 " - июл үрүмчи вәқәси " вә " рабийә қадир " ханим тоғрисида мәхсус мухбирларни күтивилиш йиғини чақиридикән. Бирақ рабийә қадир ханим, өзиниң әмәлий паалийәтлири арқилиқ хитайниң рәзил қилмишлирини паш қилидиғанлиқини билдүрмәктә.