Рабийә ханим токйода сиясәтчиләр вә мухбирлар билән сөһбәт елип барди
Мухбиримиз әркин тарим
2009.10.21
2009.10.21

AFP Photo
Булардин башқа йәнә бәзи сиясәтчиләр билән учришип уларға уйғур мәсилиси һәққидә мәлумат бәргән. Рабийә қадир ханимниң радиомизға бәргән мәлуматиға қариғанда бүгүнки учришишлирида нуқтилиқ һалда 5 - июл үрүмчи вәқәсидә тутуп кетилгән вә йеқинда өлүм җазаси берилгән 12 уйғурниң адил сотланмиғанлиқини ейтқандин кейин япон һөкүмитини вә япон җамаәтчиликини хитайларға бесим ишлитишқа чақирған.
Биз йәнә рабийә қадир ханимни японийидә 10 университетта лексийә сөзләшкә тәклип қилған кагошима хәлқара университети филолоҗи факултети мудири нишихава сичи әпәнди биләнму сөһбәт елип бардуқ. У бизгә рабийә қадир ханимни алаһидә тәклип қилишидики мәқсәт вә буниң әһмийити һәққидә мәлумат бәрди. У рабийә қадир ханим японийигә келишниң алдида хитайларниң университетқа келип наразилиқ билдүргәликини, әмма уларниң японйиниң демократик дөләт икәнликини ейтип хитайларға рәддийә бәргәнликини ейтти.
Дуня уйғур қурултийи рәиси, рабийә қадир ханим 10 - айниң20 - күнидин 11 - айниң 2 - күнигичә японийидики 10 университетта "йипәк йолидики әҗдәрһа билән елишиватқан уйғур аниси" темисида лексийә сөзлимәкчи. Шундақла япончә нәшир қилинған китабиниму тонуштурмақчи.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.