Рабийә қадир ханим юта штатида нутуқ сөзлиди

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, америкиниң юта штатидики бир қанчә университетларниң оқутқучи вә оқуғучилириға уйғурларниң тарихи вә бүгүнки вәзийити һәққидә мәхсус доклат бәрди.
Мухбиримиз әқидә
2010.09.22
Rabiye-xanim-Gollandiye-Erkinlik-uniwersitetida-nutuq-sozlidi-305.jpg Сүрәт, д у қ рәиси рабийә қадир ханим, 3 - айниң 30 - күни ахшам, голландийиниң амстердам шәһиридики әркинлик университетида доклат бәргән болуп, сүрәттә, рабийә қадир ханим йиғин иштиракчилири билән қизғин сөһбәттә.
RFA Photo / Erkin Tarim

Рабийә қадир ханим, 20 ‏- сентәбир күни вашингтондин айрилип, америкиниң юта штатида елип баридиған 4 күнлүк паалийитини башлиди.

Рабийә қадир ханим юта штатида юта университетини өз ичигә алған бир қанчә мәшһур университетларда уйғурларниң тарихи вә һазирқи сиясий вәзийити тоғрисида нутуқ сөзләп, оқутқучи вә оқуғучиларниң алаһидә диққитини тартқан шуниңдәк юқири баһасиға еришкән.
 
Рабийә қадир ханимниң юта штатидики паалийәтлиридә униңға  һәмра болған вә тәрҗиманлиқ хизмитини ишлигән америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси алим сейитоф әпәнди, телефон зияритимизни қобул қилип, рабийә ханимниң ютадики университетларда елип барған сиясий паалийәтлири тоғрисида мәлумат бәрди.
 
Алим сейитоф әпәндиниң билдүрүшичә, рабийә қадир ханим, юта вәллй университетидики доклатини аяғлаштуруп, юта бринғам яң университети асия бөлүминиң мудирлири билән учрашқан вә улар биләнму уйғурларниң вәзийити тоғрисида сөһбәтләшкән.

22 ‏- Сентәбир күни, рабийә ханим йәнә ютаниң мәркизи софитлак шәһиригә йетип берип, юта университети оттура шәрқ вә асия институтиниң тәклипигә бинаән, уйғурларниң вәзийити һәққидә доклат беридикән.

Алим сейитоф әпәнди, бу қетимқи паалийәтниң рабийә ханимниң уйғурларниң әһвалини америка зиялийлириға тонуштурудиған бир қетимлиқ чоң пурсәт һесаблинидиғанлиқини билдүрди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.