Рабийә қадир ханим юта штатидики паалийәтлирини ғәлибилик аяғлаштурди
Мухбиримиз әқидә
2010.09.23
2010.09.23

RFA Photo / Erkin Tarim
Рабийә қадир ханим өткән үч күндин буян, юта штатидики университетларниң оқутқучи - оқуғучилириға уйғурларниң сиясий вәзийити һәққидә нутуқ сөзлигән иди.
Рабийә ханим билән биргә юта штатида елип берилған паалийәтләргә қатнашқан, америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси алим сейитоф әпәнди, вашингтонға келиш алдида, ютада туруп бизниң телефон зияритимизни қобул қилип, рабийә ханимниң чаршәнбә күни ютадики әң чоң университет һесабланған юта университетида сөзлигән нутқи һәмдә университет оқутқучи вә оқуғучилириниң рабийә ханимниң нутқини аңлиғандин кейинки тәсиратлири тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрди.
Алим сейитоф әпәндиниң билдүрүшичә, рабийә қадир ханим хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан адаләтсиз сиясити нәтиҗисидә, уйғурларниң һазирқи вәзийитиниң интайин начар икәнлики һәққидә нутуқ сөзләватқан пәйттә, бир хитай оқуғучи рабийә ханимдин соал сораш баһаниси билән наһайити юқири авазда варқирап, рабийә ханимға "ялғанчи" дегәнгә охшаш сөзләр билән һуҗум қилған.
Бирақ рабийә қадир ханим бу хитай оқуғучиға демократик бир дөләттә һәрқандақ бир кишиниң пикир қилиш әркинлики барлиқини, мушундақ дадиллиқ билән хитай һөкүмитиниң тоғра болмиған сиясити үстидин наразилиқ билдүрүш керәкликини ейтип, униң сориған соаллириға әтраплиқ җаваб бәргән.
Алим сейитоф әпәнди йәнә, йиғинниң тәртипини бузушни мәқсәт қилған хитай оқуғучиниң рабийә қадир ханимдин сориған соали вә бу оқуғучиниң хитай һөкүмити тәрипидин йиғинни тәртипини бузуш үчүн мәхсус орунлаштурулған болуши мумкинликини оттуриға қойди.
юта университетида йәнә, рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән "муһәббәтниң 10 шәрти" намлиқ һөҗҗәтлик филим қоюлған. Филим ахирлашқандин кейин рабийә қадир ханим юта университетиға тәвә асия вә оттура шәрқ институтиниң президент, доктор вә профессорлири билән учрушуп уйғурлар мәсилиси үстидә муһим сөһбәтләрни елип барған.
Рабийә қадир ханимниң юта штатидики паалийәтлири, ютадики нопузлуқ гезит - журнал радио вә теливизийиләрдә берилгән.
юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.