Рамизанниң ахиридики фитир сәдиқиси вә уйғурлар
Фитир сәдиқиси рамизан ейиниң сәвәби билән пеқирларға бериш бәлгиләнгән мәхсус сәдиқә болуп, уйғурлар мусулман болған шу узун йиллиқ тарихи җәрянида, роза һейт күнлиридә пеқирларниң, йетим - йесирларниң йүзлирини күлдүрүш, һейт хошаллиқини улар билән биргә тәнтәнә қилиш нийити билән рамизан ейиниң ахирқи күнлиридә беришкә адәтләнгән, көрүнүштә адди, әмма иҗабий тәсири зор болған бир хил ярдәмлишиш ибадитидур.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2008.09.29
Абдулла һаҗим билән сөһбәт
Сәуди әрәбистанниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ яш алим абдулла һаҗим фитир сәдиқиси һәққидә тохтилип мундақ деди:" фитир сәдиқисини бериш нормал еһтияҗидин ташқири мал - мүлүккә игә болған һәрқандақ мусулманниң үстигә ваҗибтур, йәни чоң - кичик, әр - аял, әқил һоши җайида болған яки болмиған һәрқандақ мусулманниң өз еһтияҗидин ташқири болған мал - дунясидин берилиду.
Ваҗибни ада қилиш пәрзгә охшаш зөрүрдур. Рамизанда фитир сәдиқисини бәрмигән кишиниң үстидә бу сәдиқә закатқа охшаш қәрз болуп қалиду, лекин тутқан розиси дурустур. Фитир сәдиқисиниң ваҗип болуп буйрулушиниң һекмәтлиридин бири шуки, розиниң нуқсанлирини толуқлаш вә пеқирларға еһсан қилиш арқилиқ уларниму бу роза һейт күнидә хошал қилиштин ибарәттур. Ибни җарраһ бу һәқтә:" рамзанниң фитир сәдиқиси намазниң сәвәнлик сәҗдисигә охшаштур, сәвәнлик сәҗдиси намазниң нуқсанлирини толуқлиғандәк, фитир сәдиқисиму розиниң нуқсанлирини толуқлайду " дегән. Пәйғәмбәр әләйһиссалам кишиләрни бу сәдиқини ада қилишқа тәшәббус қилип "бу һейт күнидә пеқирларни бир нәрсә сораштин биһаҗәт қилиңлар" дәп көрсәткән."
Фитир сәдиқиси қачан берилиду?
Абдулла һаҗим фитир сәдиқисини ада қилишниң вақти тоғрулуқ мундақ деди:" фитир сәдиқиси рози һейтниң биринчи күни әтигини қуяшниң чиқиши билән ваҗип болиду. Буниңға бинаән, фитир сәдиқиси һейт күни бамдат намизидин кейин вә һейт намизини оқуштин бурун берилиду. Фитир сәдиқисини һейт күнидин бурун бериш җаиз болғандәк, уни һейт күнидин кейин беришму җаиздур. Әмма әң әвзәл вақти һейт күни һейт намизини оқуштин бурун бериштур."
Фитир сәдиқисиниң миқдари қанчилик вә кимләргә берилиду?
Абдулла һаҗимниң ейтишичә, һәр бир кишиниң үстигә пәрз болған фитир сәдиқисиниң миқдари 3 кило 800 грамма буғдайниң өзи яки хәлқ пулидики қиммитидур. Фитир сәдиқиси закат елиши дурус болған еһтияҗлиқ кишиләргә берилиду. Чүнки фитир сәдиқисиму иқтисадий ибадәт болғанлиқтин, уму закатқа охшаштур.