Рабийә қадир ханим испанийә ахбарат саһәсигә уйғур давасини аңлатти

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати испанийә шөбисиниң 2010-йиллиқ инсан һәқлири доклатини елан қилиш йиғинида рабийә қадир ханим мухбирларниң асаслиқ зиярәт обйекти болған.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.04.06
Rabiye-xanim-Yawropa-parlamentida-sozde-305.jpg Сүрәт, 2009 - йили 1 - сентәбир күни, рабийә қадир ханим йавропа парламентиниң бруйусселсдики баш шитабида йавропа парламентиға 5 - ийул вәқәси тоғрисида гуваһлиқ бериватқан көрүнүшлиридин бири.
AFP Photo

Испанийидә зиярәттә болуватқан рабийә қадир ханим, зияритиниң иккинчи күни йәни 6-апрел, испанийә пайтәхти мадритта, хәлқара кәчүрүм тәшкилати испанийә шөбисиниң 2010-йиллиқ инсан һәқлири доклатини елан қилиш йүзисидин ечилған мухбирларни күтүвелиш йиғиниға қатнашқан.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң мәзкур инсан һәқлири доклатида уйғурлар учраватқан инсан һәқлири мәсилилиригиму алаһидә орун берилгән болуп, бу мунасивәт билән уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим мухбирларниң асаслиқ зиярәт обйекти болған.

Гәрчә рабийә қадир ханимниң бүгүнки паалийити наһайити зич орунлаштурулған болсиму испанийә вә хәлқаралиқ ахбарат органлириниң зиярәтлиридин кейин, истансимиз мухбириниң телефон зияритигә вақит аҗритип, өзиниң испанийигә қаратқан бу қетимлиқ зиярәт тәсиратлирини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.