Рәйһангүлниң қолини кесип наразилиқ билдүрүши ширкәт мәсуллириниң позитсийисидә өзгириш пәйда қилди

Ширкәт рәйһангүл вә униң һәмраһлириниң мәсилисини қисмән һәл қилишқа вәдә бәргән; бирақ рәйһангүл вә сәпдашлири мәсилилири толуқ һәл болмай туруп наразилиқ һәрикитини тохтатмайдиғанлиқини билдүрмәктә.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.04.27
polat-tomur-ishchisi-305.jpg Хәвп-хәтәргә қаримай җапалиқ ишләватқан полат-төмүр тавлаш ишчилири. 2008-Йили 10-июл.
AFP

Полат завутида иш һәққи мәсилисидә миллий тәңсизликкә дуч кәлгән уйғур ишчиларниң сани 1000 дин артуқ; уларниң һәр бириниң өткән 10 йилда тартқан зийини болса 150 миң йүән әтрапида. Әмма буларниң ичидә, өзлириниң зиянкәшликкә учриғанлиқини билгән вә һес қилалиғанлар һәммиси әмәс; өз һәқ-һоқуқини тәләп қилишқа җүрәт қилалиғанлар вә униңдин нәтиҗә қазинишқа ишәнч қилалиғанлар болса наһайити аз. Булардин рәйһангүл мәтреһим, халмурат вә гөлҗәннәт қатарлиқ 3 нәпәр ишчи 3 йилдин бери һәқ-һоқуқлири үчүн күрәш қилмақта.

Рәйһангүл икки һәптә бурун полат завутиниң шаңхәйдики ширкәт бинаси алдида беликини кәскәндин кейин, ширкәт мәсуллириниң позитсийисидә бәлгилик дәриҗидә өзгириш болған. Ширкәт рәйһангүл вә 2 нәпәр сәпдишини ишқа орунлаштурушқа вә бу 3 кишиниң тартқан зийини һесабиға бәлгилик миқдарда пул ярдәм қилишқа вәқәдә бәргән. Әмма рәйһангүл вә сәпдашлири, мәсилиниң бу хил шәкилдә һәл болушиға рази әмәс.

Юқириқи мәлуматлардин қариғанда, рәйһангүл қатарлиқ 3 нәпәр дәвагәрниң мәсилиси асасән һәл болған. Әмма уларниң нөвәттә биарам болуватқини қалған хизмәтдашлириниң йәни 1000 дин артуқ ишсиз қалған уйғур ишчиниң дәхли-тәрузға учриған мәнпәитидур. Улар нөвәттә әнә ашу зиянкәшликкә учриған қериндашлириниң мәнпәити үчүн һәрикәт қилмақта.

Рәйһангүл вә сәпдашлири дава үчүн йолға чиққанда пүтүнләй өз хираҗити биләнла йолға чиққан; завуттики зиянкәшликкә учриған башқа уйғур ишчилар, буларға әрз вә шикайәтлирини һавалә қилғанму әмәс. Пәқәт инсаний мәсулийәт туйғуси вә миллий қериндашлиқ еңила уларниң бу тапшурулмиған вәзипә үчүн әҗир сиңдүрүшигә түрткә болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.