Һиҗрәттики уйғурлар “салам хәлқим ! салам әл-юрт...”
2011.08.29

Салам айәм әһли! роза һейтиңларға мубарәк болсун. Бүгүн биз әлчи, һиҗрәттә яшаватқан уйғурларниң отлуқ саламлирини аваз долқунлиримиз арқилиқ аңлиғучилиримизға йәткүзидиған. Бүгүн биз булбул, инақ-иттипақлиқ, тинчлиқ, бәхт һәм сөйгүгә чақиридиған. Бүгүн биз гүзәл ибариләрдин пүтүлгән бир пиялә чай, пүтүн дунядики уйғур қериндашларға сунулған. Бүгүн биз бир дәстә гүл, пүтүн иқлимниң рәңдар гүллиридин тизилған.
Америкида һиҗрәттә туруватқан дуняни айлинип “уйғур” дәп товлаватқан, уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир, бүгүнкидәк һейт күнидә башқа анилардәк саңза селип һейт тәйярлиқиниң алдирашчилиқида әмәс, у йәнила әл ғемидә, дава тәйярлиқида. Уни қәйәрдин издәймиз? әлвәттә йәнила униң һәрбир күниниң тәңдин толисини өткүзидиған ишханисидин.
Мәйли у сиясийон болсун яки алим болсун вә яки палван болсун, уйғурла болидикән бүгүнкидәк күндә өзиниң вәтән, хәлқини сеғинип муңлиниду, әнә һейт һарписини америкиниң аләм бошлуқи тәтқиқат оргинидики ишханисида алдираш тәҗрибә хизмити билән өткүзүватқан уйғурларниң пәхирлик алими әркин сидиқ әпәндиму шу.
Рамзан ибадәтлиригә барлиқ имканлар яритилған, мусулман әллиридин түркийидә яшаватқан дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит төмтүрк өмрә һәҗини түгитип әмдила босуғисидин кирипла радиомиз арқилиқ уйғур вәтининиң ичи-сиртидики барлиқ қериндашларға алий еһтирам вә яхши тиләклирини тилиди.
Бүгүн һиҗрәттики һаят ғемидә, алдирашчилиқларда айлап көрүшәлмигән уйғурларму һейт намизи баһанисидә бир-бирини қанғудәк қучақлишип һал-муң соришиду, японийә уйғур җәмийити рәиси илһам мәһмуд әпәнди һәтта японийидиму һейт намизини биллә оқушниң өзи һиҗрәтлик һаяттики һейтниң хушаллиқи дәйду.
Пүтүн дуняниң һәммә җайлирида яшаватқан уйғурларға охшашла, германийидики дуня уйғур қурултийиниң аяллар комитети рәиси гүлнар ханим бүгүнкидәк һейт айәмдә ата-анисиға, әл-юртқа бир пиялә иссиқ чай туталмисиму, чин қәлбидин оқуған һейтлиқ тиләклириниң радиомиз долқунлири арқилиқ уларға йетип беришини үмид қилиду шундақла бу, әркин асия радиомизда силәр үчүн хизмәт қиливатқан барлиқ хизмәтчиләрниң ортақ арзуйимиз.
Сеғинишлиқ йүрәкләрдин барлиқ аңлиғучилиримизға, айәм әһлигә йәнә бир отлуқ салам! роза һейтиңларға мубарәк болсун!!!