Русийә йеңи президент медведев дәвригә кирди

7 - Май совет иттипақи парчиланғандин кейинки русийә федератсийисиниң тарихидики муһим күн. Бүгүн москвада йеңи президент дмитрий медведевниң қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасими өткүзүлүп, путинниң 8 йиллиқ президентлиқ дәвригә хатимә берилди.
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.05.07
putin-medwedev-305 7 - Май, бүгүн москвада йеңи президент дмитрий медведевниң қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасими өткүзүлүп, путинниң 8 йиллиқ президентлиқ дәвригә хатимә берилди.
AFP Photo
 Путин кремил сарийидики ишханисини 42 яшлиқ дмитрий медведевқа өткүзүп бәрди. Әмма, мәзкур йеңи президент шу күнила путинни баш министирлиққа көрсәткән.

Қәсәмяд мурасими

Совет иттипақи парчиланғандин кейинки 17 йиллиқ русийә сиясий тарихи бүгүн йеңи сәһипә билән йезилди. 70 Йиллиқ совет империйисини ғолитип, русийә тарихидики тунҗи президент болған борис йелтсиндин кейин тәхткә чиқип, 8 йил бу дөләтни идарә қилған 55 яшлиқ владимир путин чаршәнбә күни президентлиқ һоқуқини дмитрий медведевқа тапшурди.

Бу йил 3 - айда президентлиққа сайланған дмитрий медведевниң қәсәм берип, вәзипә тапшурувелиш мурасими 7 - май күни кремил сарийидики андрейевский залида өткүзүлди.

Русийиниң "нәвсру" учур ториниң хәвәр қилишичә, русийә байрақлири есилған, русийиниң әнәниви һәрбий формисини кийгән һөрмәт қаравуллири қоғдаватқан каридордин өткән дмитрий медведев андрейевский залиға кирип кәлгәндә икки тәрәпкә топланған мурасим қатнашқучилириниң гүлдүрас алқишлири һәм музика садалири ичидә тез қәдәм ташлап, мунбәргә чиқти һәмдә путинниң қисқа сөзидин кейин, бир қолида русийә асасий қануни тутуп туруп, " қәсәм беримәнки, русийә федератсийисиниң президентлиқ вәзиписини атқуруш җәрянида пуқраларниң әркинлики, һоқуқлирини һөрмәт қилимән һәм қоғдаймән, русийә федератсийисиниң асасий қанунини қоғдаймән, русийиниң мустәқиллиқи, бихәтәрлики вә земин пүтүнлүкини қоғдап, хәлқ үчүн садақәтмәнлик билән хизмәт қилимән" дәп қәсәмяд қилди.

Президент дмитрий медведев нуқтида йәнә, у өзиниң 8 йиллиқ мөһләт ичидә топланған күчлүк асасқа тайинип туруп, русийини дунядики қудрәтлик дөләт қилип қуруп чиқидиғанлиқини җакарлап, " русийини дунядики қудрәтлик дөләт қилип қуруп чиқиш бизниң истратегийимиз вә бизниң буниңдин кейинки сиясий йөнилишимиз" дәйду. У йәнә дөләтниң қанун - түзүмлирини чиңитип, чирикликкә зәрбә беридиғанлиқи һәмдә хәлқниң турмуш параванлиқини капаләткә игә қилидиғанлиқини тәкитлигән.

 Қәсәм бериш мурасимида сабиқ президент путинму қисқа нутуқ сөзләп, медведевниң униң 8 йилдин буян давамлаштуруп келиватқан сияситини давамлаштуридиғанлиқини әскәртиш билән биргә өзиниң 8 йил ичидики сиясәтләрниң тоғра болғанлиқини һәмдә бу қетимқи һоқуқ тапшурушниң русийә үчүн наһайити муһим қәдәм икәнликини тәкитләп, медведевқа утуқ тиләйдиғанлиқини билдүрди.

"8 Йил илгири мән биринчи қетим президентлиққа қәсәм бәргәндин буян очуқ ашкара, сәмимий һәм садақәтмәнлик билән хәлқ һәм дөләт үчүн хизмәт қилиш мәҗбурийитини зиммәмгә алған идим. Мән өзәмниң бу вәдилиригә хилаплиқ қилмидим" дәйду путин сөзидә. Қәсәм бериш мурасимиға 2000дин артуқ меһман қатнашқан.

Медведев русийә тарихидики яш президент

Медведев русийиниң борис йелтсин, владимир путиндин кейинки 3 - президенти шуниңдәк 1917 - йилидин кейинки пүтүн русийә тарихидики әң яш президент болуп һесаблиниду. У, бу йил 42 яшқа киргән болуп, узун мәзгил санктпетербург һөкүмитидә владимир путин билән биргә ишлигән, мәмликәт бойичә чоң сода - санаәт ширкәтлирини башқурған һәмдә путин тәрипидин муавин баш министир вәзиписигә тәйинләнгән иди.

Медведев өткән йили путин тәрипидин өзиниң избасари сүпитидә елан қилинғандин кейин, бу йил 3 - айдики сайламда ғәлибә қазинип, %70 аваз билән президентлиққа сайланған иди.

Хитай медведевни қарши алди

Дмитрий медведевни тунҗи болуп, хитай рәиси ху җинтав тәбриклигән болуп, шинхуаниң хәвәр қилишичә, ху җинтав тәбрикнамисидә медведевни тәбрикләш билән биргә йәнә җуңго билән русийиниң чоң қошна дөләтләр икәнлики, уларниң өзара истратегийилик мунасивәтлириниң давамлиқ күчийиватқанлиқи һәмдә буниң икки дөләт хәлқлириниң мәнпәәтлиригә уйғун икәнликини тәкитләш билән биргә өзиниң буниңдин кейин давамлиқ түрдә униң билән һәмкарлишип, җуңго - русийә истратегийилик мунасивәтлирини техиму юқири сәвийигә көтүрүшкә тиришидиғанлиқини тәкитлигән.

Медведев шу күни путинниң баш министир намзати икәнликини җакарлиди

Русийә президент ахбарат идарисиниң хәвәр қилишичә, йеңи президент димитрий медведев шу күнила владимир путинни биринчи нөвәтлик баш министир намзати қилип көрсәткән. Әгәр медведев президент болса, владимир путинниң баш министири болидиғанлиқи илгирила бекитилип болунған болуп, буни һәтта медведев өзиму биваситә билдүргән иди.

Демәк, русийә асасий қануни бойичә 3 - қетим президент болуш мумкинчилики болмиғанлиқиға қаримай, путин әмди баш министирлиқ салаһийити билән президент медведев билән бирликтә русийини идарә қилиши мумкин. Көзәткүчиләр һәтта, русийиниң ички - ташқи сиясити йәнила медведевқа қариғанда, путин билән бәкрәк бағлиқ болуп қелиши мумкинликини оттуриға қоюшмақта.

Медведевму путинниң ички - ташқи сиясәтлириниң давамлишидиғанлиқини изчил тәкитлигән иди. Қариғанда, медведев дәвридә русийиниң хитайға қаратқан сиясәтлири путин дәвригә охшаш һалда давамлишиду, җүмлидин русийиниң уйғурлар мәсилисидики мәйданида өзгириш болмаслиқи мумкин.
 
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.