Русийидә йүз бәргән сайлам алдамчилиқиға қарши намайишларға даир йеңи учурлар

Русийиниң 2011-йиллиқ парламент сайлимида алдамчилиқ байқилип, бир қисим хәлқ бу алдамчилиққа наразилиқ билдүрүп “русийигә раст сайлам керәк, путин керәк әмәс” дәп шоар товлап намайиш қилди.
Мухбиримиз вәли
2011.12.08
rusiye-saylam-qarshi-namayish-305.jpg Русийиниң 2011-йиллиқ парламент сайлимида алдамчилиққа қарши намайиш қилмақта. 2011-Йили 8-декабир, русийә.
AFP

Бүгүн франсийә агентлиқи, б б с, фокс хәвәрлири қатарлиқ учур васитилири русийидә йүз бәргән парламент сайлими (дума сайлими) дики алдамчилиққа қарши намайишлар вә русийә даирилириниң бундақ намайишларға қарита һәйвә ипадилигәнлики тоғрисида йеңи учурларни елан қилди.

Б б с баян қилишичә, бир нәччә күндин буян русийидә йүз бәргән парламент сайлимидики алдамчилиққа қарши намайишларни көзитип җим туруватқан баш министир владимир путин бүгүн мәйданға чиқип, өктичи партийиләрдин “пүтүн русийә хәлқ бирликсәп” иниң әзалириға, “һазир америка русийидә топилаң қозғаватиду” дегән. Путинниң чүшәндүрүшичә, америка дөләт ишлири министири хилари килинтон русийидики парламент сайлимини һәм адил болмиған һәм әркин болмиған сайлам дәп сөзләп, русийидики өктичиләргә илһам бәргән. Русийидики өктичиләрниң сайламға наразилиқ билдүрүш намайиши шуниңдин реғбәтлинип пәйда болған.

Хәвәрдә ейтилишичә, русийә баш министири путин өктичиләргә қаттиқ тәләппуз билән сөз қилип, русийидә худди қирғизистан вә украинийидикидәк “рәңлик инқилаб” ниң болушиға рухсәт қилинмайду. Әгәр кишиләр қанун бойичә иш қилса, уларниң пикир баян қилиш һоқуқи болиду, әмма биз һәр қандақ кишиниң һоқуқини чәклийәләймиз вә қоғдиялаймиз, дәп һәйвә қилған.

“фокс” хәвәрлиридә баян қилинишичә, русийә даирилири намайиш қилмақчи болған кишиләр алди билән илтимас қилип рухсәт елиш, намайиш үчүн топланған адәм сани 300 дин ашмаслиқ дәп бәлгилигән. Бир нәччә күндин буян русийә даирилири, әркин намайишни, болупму бундақ намайишчиларниң путинни қоллиғучиларниң намайиш қошуни билән шәһәрниң мәркизи районлирида тоқунушуп қелишини қаттиқ чәкләватиду. Әмма һазир интернет арқилиқ алақилишип, шәнбә күни кремил сарийи әтрапида өткүзүлидиған сайлам алдамчилиқиға қарши намайишқа қатнашмақчи болған адәм сани 50 миңға йәтти. “иттипақлишиш һәрикити” дәп аталған бир тәшкилат һазир йәнә, русийидики 80 шәһәрдә бирла вақитта өткүзүлидиған сайлам алдамчилиқиға қарши чоң намайишни тәшкилләватиду.

Б б с ниң баян қилишичә, явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң көзәткүчилири 5‏-өктәбир күни, русийидики 2011-йиллиқ парламент сайлиминиң рәсмийәтлиридә алдамчилиқ барлиқини байқиған. Бу қетимқи сайламда назарәтчи болуватқан тәшкилатлардин “голос” дәп атилидиған һөкүмәткә беқинмайдиған бир тәшкилатла 53 миң сахта сайлам белитини көргәзмә қилған. Америка дөләт ишлири министири хилари килинтон явропа бирлики көзәткүчилири елан қилған доклатқа асасән, бу қетимқи русийә парламент сайлимини һәм әркин болмиған һәм адил болмиған сайлам дәп көрсәткән иди.

Шу күни москвада, сайлам алдамчилиқиға қарши намайиш йүз берип, намайишта “русийигә адил сайлам керәк”, “русийигә путин керәк әмәс”, “русийә бирлик партийиси алдамчи” дегән шоар товланған иди. Гәрчә бу намайиш 500 адәм қатнишиду дәп пиланланған болсиму, әмәлийәттә қатнашқа адәм сани 8 миңға йәткән иди. Бу намайиш һазир русийидә һоқуқ тутуватқан русийә бирлики партийиси үчүн, болупму бу партийиниң рәһбири болған владимир путинниң келәр йили 3‏-айда өткүзүлидиған президент сайлимида қайтидин сайлиниш хияли үчүн интайин зиянлиқ намайиш иди.

Америка авазниң баян қилишичә, нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән сабиқ совет иттипақи президенти горбачев бүгүн, һазирқи русийә һөкүмити 2011‏-йиллиқ парламент сайлимида инавитини йоқатти вә җәмийәттә муқимсизлиқ пәйда қилди, русийиниң бу қетимқи парламент сайлимини қайтидин елип бериш керәк, дәп тәшәббус оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.