Германийә мәтбуати: хитай билән русийә бир-бирини әң чоң истратегийилик тәһдит дәп қаришиду

Германийә мәтбуатлири хитай билән русийә истратегийичилириниң қарши тәрәпни кәлгүсидики әң хәтәрлик истратегийилик рәқиб, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Ихтиярий мухбиримиз азад қасим
2012.06.12
putin-xu-jintaw-shangxey-hemkarliq-305.jpg Ху җинтав виладимир путин билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинида көрүшти. 2012-Йили 7-июн, бейҗиң.
Yomiuri Shimbun

Германийә мәтбуатлири йеқинда хитай билән русийиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бейҗиң башлиқлар йиғинидики мунасивәтлиригә баһа берип, соғуқ мунасивәтләр уруши дәвридики бу икки коммунист рәқибләрниң көрүнүштә иттипақлашқандәк қилған билән әмәлийәттә йәнила бир-биридин һәзәр әйләп туридиған риқабәтчиләрдин икәнликини, һәр икки дөләтниң истратегийичилириниң қарши тәрәпни кәлгүсидики әң хәтәрлик истратегийилик рәқиб, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Германийидә чиқидиған “әйнәк” гезитиниң 6-июн күнидики санида хәвәр қилинишичә, хитай алимлири тәрипидин әйни вақиттики русийә баш министири виладимир путинға дуняниң тинчлиқ ишлириға қошқан көрүнәрлик төһписи үчүн дегән пәтива билән берилгән хитайчә нобел тинчлиқ мукапатиға (бу хитай тәрипидин 2010-йили күздә тәсис қилинған “куңзи тинчлиқ мукапати” ни көрситиду) қарита путин интайин мәнситмәслик билән муамилә қилип, пәқәт бейҗиңдики чәт әл тиллири университетида оқуватқан икки нәпәр русийилик қизға бу мукапатни тапшурувелишни һавалә қилиш биләнла чәкләнгән.

Бу гезиттә йезилишичә, хитай билән русийә гәрчә бирләшкән милләтләр тәшкилатида бир-бирини қоллишип сүрийә мәсилисидә икки қетимдин хәвпсизлик кеңишиниң қарарини рәт қилишқан болсиму,әмәлийәттә соғуқ мунасивәтләр уруши дәвридики бу икки коммунист рәқибниң оттурисида һеқиқи иттипақлиқниң болуши һәргизму мумкин әмәс. Шу сәвәбтин русийиниң путин һакимийити хитайниң өзиниң шәрқи чеграсида күнсери күчийиватқан тәсиригә тақабил туруш мәқситидә йеңидин йирақ шәрқ тәрәққият министирлиқи намида йеңи бир министирлиқ тәсис қилишқа мәҗбур болди.

“вйена гезити” ниң 5-июн санида йезилишичә, хитай билән русийидин ибарәт бу икки дөләткә нисбәтән ейтқанда, гәрчә йеқинқи йиллардин буян буларниң мунасивитидә бәзибир өзгиришләр барлиққа кәлгән болсиму, бирақ һәр иккила мәмликәт пәрдә арқисида бир-бирини йетим қалдурушқа уруниватқанлиқтин, һеқиқи ишәнчлик иттипақдашлардин болуш һәққидә сөз қилиш әсла мумкин әмәс.

Узун йиллардин буян русийиниң һәрбий санаәт тармақлири хитай армийисини зор миқдардики қорал-ярақлар билән тәминләп кәлгән иди. Бирақ хитайниң русийидин импорт қилинған қорал- ярақларни тәқлид қилип ясап хәлқара базарға селиши билән русийиниң қорал-ярақ експорти еғир зәрбигә учрап, русийини назук һәрбий техникиларни хитайға сетип беришни тохтитишқа мәҗбур қилди. Униңдин башқа москва билән бейҗиң оттурисидики тәбиий газ содисида узунғичә пүтүшәлмәслик нәтиҗисидә хитай һакимийити русийини бир чәткә қайрип қоюп, униң арқа һойлиси һесабланған оттура асия дөләтлирини үндәккә кәлтүрүп өзиниң енергийә қийинчилиқини һәл қилиш арқилиқ русийини йәнә бир қетим оңда қалдурди.

Шветсийидики стокһолм тинчлиқ тәтқиқат мәһкимисиниң бир парчә тәтқиқат доклатида йезилғандәк мәйли бейҗиң яки москва болсун, һәр икки тәрәп қарши тәрәпни кәлгүсидики узун муддәтлик шундақла әң зор истратегийилик тәһдит дәп қарайду. Буни русийидики хәлқ райини синашта 79% русийиликниң хитайни кәлгүсидики әң зор тәһдит дәп қарайдиғанлиқи аллиқачан испатлап болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.