Японийиниң русийә биләнму арал маҗираси қозғалди
Мухбиримиз вәли
2010.11.01
2010.11.01

AFP Photo
Русийә президенти демитри медведеф 11 - айниң 1 - күни әтигәндә, ханойдин русийиниң сахалиниски шәһиригә, бу шәһәрдин йәнә кечик айропилан билән курил араллириға келип, русийә өзиниң 'җәнубий курил араллири' дәп атаватқан, әмма японийә 'шималий территорийимиздики төт арал' дәп келиватқан җайларни зиярәт қилған. Бу, сабиқ совет иттипақиниң вә русийә рәһбәрлириниң бу талаш - тартиштики аралларға тунҗи қетим қәдәм бесиши болуп һесаблиниду.
Медведиф курил араллирини зиярәт қилғандин кейин, русийә билән японийә оттурисида арал маҗираси қозғалди
Бирләшмә агентлиқиниң токйодин баян қилишичә, русийә президенти медведиф курил араллирини зиярәт қилғандин кейин, русийә билән японийә оттурисида арал маҗираси қозғалди. Һазир хитай билән японийә оттурисидики арал маҗираси техичә бесиқмай турувататти.Японлар русийиниң японийидә турушлуқ баш әлчиханисиниң алдида намайиш қилди
Медведиф курил араллириға кәлгәндин кейинла, японийә ташқи ишлар вәзирлики баянат елан қилип, русийигә наразилиқ билдүрди. японийә баш вәзири наотокан бу һәқтә инкас қайтуруп 'медведефниң русийә қанунсиз игиләп туруватқан япон араллириға қәдәм басқанлиқиға әпсуслинимән' деди. Русийиниң японийидә турушлуқ баш әлчиханисиниң алдида, японлар русийә президентиға наразилиқ билдүрүп намайиш қилди.Русийә ташқи ишлар министири японийиниң инкасини 'қобул қилишқа болмайдиған һәрикәт' дәп әйиблиди
Русийә ташқи ишлар министири сергей лаврув токйониң инкасиға җаваб қайтуруп уни 'қобул қилишқа болмайдиған һәрикәт' дәп әйиблиди вә курил араллириға даир ишларниң һәммиси русийиниң ички иши дәп җакарлиди.Шинхуа агентлиқи 'японийиниң күни тәс болди' деди
Шинхуа агентлиқи бүгүн бу һәқтә хәвәр елан қилип, русийә президенти медведиф җәнубтики миң аралға келип (хитай бу хәвәрдә 'җуңгониң куйе араллири' дәп келиватқан бу аралларни миң арал дәп атиди) русийиниң земин һоқуқини җакарлиди, японийиниң бу аралларни өзиниң территорийиси дәп келиватқанлиқиға писәнт қилмиди, һазир японийиниң күни тәс болди, дәп баян қилди.Курил араллири мәсилисиниң тарихий арқа көрүнүши
Франсийә агентлиқи бүгүн курил араллириға даир учурларни елан қилди. Униңда баян қилинишичә, иккинчи дуня урушида, америка 1945 - йили 6 - авғуст күни японийигә атом бомба атқандин кейин, совет иттипақи 8 - авғуст күни, йәни япон мелитаризими тәслим болғанлиқини җакарлашқа тәйярлиниватқанда, японийиниң шималидики төт арилини, курил араллирини бесивалған. Бу аралларниң әйни вақиттики япончә нами һазирға қәдәр русчида сақлинип кәлмәктә. Мәсилән япончә 'кунашизи' арили русчида кунашир, японийидики 'хабомай' арили русчидиму хабомай, японийидики 'шикотан'арили русчидиму шикотан, японийидики 'еторофу' арили русчида илтуруп дәп атилип кәлмәктә.Алтун, күмүш вә минерал байлиқлири мол болған курил араллирини русийә бесивелиштин бурун, бу аралларда 19 миң япон бар иди. Совет иттипақи 1946 - йилидила улардин 17 миңни қазақистан, үзбекстанларға көчүрүвәткән. Кейин, 1956 - йили японийә билән совет иттипақи оттурисида бу араллар мәсилиси буйичә мәхсус сөһбәт өткүзүлгәндә, никта херошеф икки арални, йәни шикотан, хабомай араллирини японийигә қайтуруп беришкә қошулған. Әмма 1991 - йили совет иттипақи гумран болғучә гепигә әмәл қилмиған.
Японийә йиллардин буян курил араллирини русийә қанунсиз игиләп туруватқан япон земини дәп җакарлап, русийә билән тинчлиқ келишими түзүшни рәт қилип кәлмәктә. Русийә болса, бу, иккинчи дуня урушиниң нәтиҗиси, уни инкар қилишқа болмайду дәп җакарлап кәлмәктә.
Японийә вейтнам билән ядро истансиси вә сирәк тапа келишими имзалиғандин кейинки вәзийәт 'японийиниң күни тәс болуп қеливатқан' вәзийәт әмәс
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, русийә президенти медведефниң бүгүн японийиниң хоккайдо араллиридин 10 километир йирақлиқтики әслидики японийиниң земини болған курил араллириға берип, әмди бу аралларни тәрәққи қилдурушқа башлайдиғанлиқи вә хәлқниң турмуш сәвийисини оттура русийә сәвийисигә йәткүзүшкә вәдә бәргәнлики, худди японийә баш вәзири наотокан ейтқандәк 'япон хәлқниң дилиға қаттиқ азар бәргәнлик' болди.Хәвәрдә баян қилинишичә йәнә, медведефниң бүгүн курил араллириға барған вақти, хануйда ечилған асия - тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң алий дәриҗилик учришишида, вейтнам японийини өзигә иқтисадий шерик талливелип, ядро електир истансиси вә сирәк топа келишими имзалап әмәлий һәмкарлиқ башлап йеңи тарих яратқан, русийә өзиниң қәдинас сәпдешидин айрилип қеливатқан; асия - тинч окян дөләтлириниң рәһбәрлири йәнә 10 нәччә күндин кейин японийидә учришип, хитай билән японийә оттурисидики арал маҗирасини өз ичигә алған район характерлик бихәтәрлик мәсилилирини музакирә қилиш алдида туруватқан; хәлқарада муһим рол ойнаватқан әнглийә билән франсийидин ибарәт икки дөләт, хәлқаралиқ мәсилиләрдә техиму чоң рол ойнаш үчүн, бүгүн дөләт мудапиәси җәһәттә һәмкарлиқ орнатқанлиқини җакарлиған бир вақитқа тоғра кәлди.
Тәһлилчиләрниң қаришичә, һазирқи вәзийәт, худди хитай дегәндәк 'японийиниң күни тәс болуп қеливатқан' вәзийәт әмәс.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.