Русийә һәрбий разветка хадими корнилофниң 'қәшқәрийә яки шәрқий түркистан' намлиқ китабида ейтқанлири(1)

Руслар, уйғурлар вә уйғур ели һәққидә әң бурун вә әң көп тәтқиқат елип барған явропа хәлқлириниң бири. Уйғурларниң тарихи, мәдәнийити вә иҗтимаий - сиясий әһваллиридин башқа йәнә уйғур елиниң һәрбий - сиясий әһвали 19 - әсирдин тартипла русийә һөкүмитиниң қизиқишини қозғап, бу мәсилиләр һәққидә мол материяллар топланған иди.
Мухбиримиз үмидвар
2010.06.09
Kornilofning-Qeshqeriye-yaki-sherqiy-türkistan-kitawi-1-305 Сүрәт, русийә һәрбий разветка хадими корнилофниң 1903 - йили нәшир қилинған 'қәшқәрийә йаки шәрқий түркистан' мавзулуқ китабиниң муқава көрүнүши.
RFA Photo / Nebijan Tursun

Сабиқ чар русийә һәрбий разветка хадимлири 19 - 20 - әсирдә уйғур диярини көзитиш арқилиқ, бу җайниң сиясий тәқдири һәққидә русийә рәһбәрлиригә мәслиһәт бәргән һәмдә тәшәббусларни оттуриға қойған болуп, 1903 - йили ташкәнт шәһиридә нәшр қилинған русийә армийисиниң под полковники корнилофниң "қәшқәрийә яки шәрқий түркистан" мавзулуқ тәкшүрүш доклати әнә шуларниң җүмлисидиндур.

Мәзкур әсәрниң аптори корнилоф чар русийиниң мәркизий асияға җайлаштурулған түркистан һәрбий райони баш қоманданлиқ шитабиниң подполковник дәриҗилик офитсери болуп, у 1899 - йили, қәшқәрийидә мәхсус тәкшүрүш елип берип, мол материял топлиған. Мәзкур әсәр һәрбий еһтияҗ үчүн ишлитилгән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.