Руслар арисида 40 йил өз миллий кимликини сақлиған адәм
Мухбиримиз үмидвар
2009.06.12
2009.06.12
Русийиниң санкитпетербург шәһиридә яшайдиған һәмраҗан әпәнди 40 йилдин буян руслар арисида өз кимликини сақлаш үчүн күрәш қиливатқан бир шәхстур.
Әсли қазақистанниң йәркәт тәвәсидә туғулған һәмраҗан әпәнди 16 йешидин тартип, руслар арисида яшашқа башлиған болуп, униң санкитпетербург шәһиридә яшаватқанлиқиға бу йил 27 йил болған. Һәмраҗан әпәнди 5 йилдин буян рус вә уйғур тиллирида "әмрән" намлиқ тор бети чиқирип, уйғур тили өгинишни тәшвиқ қилмақта вә уйғурларниң мәдәнийити, тарихи вә түрлүк мәсилилирини тонуштурушқа тиришмақта.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.