Мәрһум сабит абдурахманниң һаят паалийәтлири

Мәрһум сабит абдурахман әпәнди (тартилған йили намәлум)

Уйғуристан азадлиқ тәшкилатиниң қурғучилири вә рәһбәрлиридин шуниңдәк уйғурларниң чәтәлләрдики сиясий дәва паалийитиниң пешивалиридин бири сабит абдурахман әпәнди 14-июл күни қазақистанниң алмута шәһиридә вапат болди. Учурларға қариғанда мәрһум һаятиниң ахирқи минутлиридиму өзиниң сөйүмлүк миллити уйғурлар һәққидә язған китабини нәшир қилдуруш йоллирини издәп йүргән икән.

Мәрһумниң әләм күриши

Сабит абдурахманниң сәпдеши, 1940-йилидин етибарән униң билән тонушлуқи болған язғучи мәсүмҗан зулпиқаровниң сөзләп беришичә, мәрһум сабит абдурахман әпәнди 1928-йили қазақистанда туғулған, 30-йилларда ата-аниси билән ғулҗиға көчүп келип, шу җайда маарип тәрбийиси алған. 1944-Йили или гимназийисини түгәткән.

Сабит абдурахман әпәндиниң күрәш һаяти һәққидә мәлумат бәргән язғучи мәсүмҗан зулпиқаровниң көрситишичә, мәрһум сабит абдурахман әпәндиниң күриши икки йол билән йәни қәләм вә әләм билән болған. У 1944-йилидики миллий азадлиқ инқилабниң қатнашқучиси болуш сүпити билән ғулҗа шәһири вә башқа җайларни азад қилиш җәңлиригә иштирак қилған. Дәсләптә бир һәрбий әтрәтниң катипи, кейин ғени батурниң хусусий катипи болуп хизмәт қилған.

Сабит абдурахман миллий армийиниң пропуршик дәриҗилик офитсери болуш сүпити оттура йөлүнүш фронтида йәни манас дәряси бойида таки 1948-йилиғичә турған. Шунчә җәңгивар миллий армийиниң манас дәряси бойида алға илгирилимәстин ятқинидин ғәзәпләнгән сабит абдурахман башқа мәсләкдаш җәңчи-офитсерлар билән "яш шәрқий түркистанчилар" дәп аталған мәхпий тәшкилат қуруп, армийә ичидә дүшмәнгә һуҗум қозғап, пүтүн шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини қолға кәлтүруш җеңигә атлиниш тәшвиқати елип барған. Бирақ, миллий армийә қоманданлиқ шитаби уни һәрбий интизамни бузғанлиқ билән җазалиған болсиму, әмма инқилаб рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасими, исһақбәг мунуноп қатарлиқлар тәрипидин азад қилинған.

Сабит абдурахман уйғурларниң мустәқиллиқ идийисидин янмай күрәш қилғанлиқи үчүн униңға 1958-йили түрмә җазаси берилгән. 1967-Йили болса, шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийисиниң паалийәтлиригә атип иштирак қилғанлиқи үчүн йәнә он нәччә йил түрмидә ятқан.

Мәрһумниң қәләм күриши

Мәрһум сабит абдурахманниң сиясий паалийәтлири совет иттипақиға көчүп чиққандин кейин техиму җиддийләшкән болуп, у илгири кейин уйғуристан азадлиқ тәшкилатиниң муавин рәиси, рәисилик вәзипилирини һәмдә кейинчә уйғуристан хәлқ партийисиниң муавин рәисилик вәзипилирини атқурған. Бу җәрянда у пүтүн күчи билән қәләм күришигә атлинип, уйғурларниң сиясий даваси, уйғурларниң мустәқиллиқ күрәш тарихи темилирида көплигән мақалилар, бирашурилар вә китабларни язған.

Мәрһум сабит абдурахман сиясийон болупла қалмастин, қәлими күчлүк әдип болуш сүпити билән вәтәнпәрвәрлик вә милләтпәвәрлик темиси бойичә көплигән шеирларни йезип, өз миллити, вәтинигә болған чоңқур муһәббитини изһар қилған иди. Мәрһумниң милләтпәрвәрлик билән толған бу қәлб сирлири униң "һаят мәшили" намлиқ шеирлар топлимида толуқ намайән болиду.

Бир мәһкум милләтниң дәвасини қилғучи сиясийон болуш үчүн алди билән әшу өз миллитиниң өтмүш тарихини яхши тәтқиқ қилиш вә өгинишниң зөрүрликини тонуп йәткән сабит абдурахман әпәнди пүтүн вуҗуди билән уйғурларниң қәдимки заман, йеқинқи заман вә һазирқи замандики тарихи кәчүрмишлиригә аит нурғун материялларни топлап өгиниду һәм тәтқиқ қилиду. У көпинчә һалларда уйғур мәсилисигә тарихий нуқтидин чиқиш қилип, тарихий шәхсләргә илмий баһа берип, биртәрәплимиликтин сақлинишқа тиришиду.

У, уйғурларниң йеқинқи заман тарихидики миллий азадлиқ инқилаблири вә шәрқий түркистан җумһурийити һәм униң миллий армийиси һәққидә көп издәнгән киши болуш сүпити билән илгири кейин бу темиға аит нурғун мақалиларни йезип елан қилғандин сирт йәнә" шәрқий түркистан миллий армийиси" , "сөйүмлүк рәһбиримиз әхмәтҗан қасими"(2001)," шәрқий түркистан инқилаби тоғрисида" қатарлиқ бирашуриларни йезип нәшир қилдуриду. Муәллипниң бу китабчилири әйни вақиттики тарихий реаллиқни өгиниш вә тәтқиқ қилишта муһим пайдилиниш қиммитигә игә болупла қалмастин бәлки, йәнә бир тәрәптин яш әвладларни милләтпәрвәрлик идийиси билән тәрбийиләш әһмийитигә игә. Униң әхмәтҗан қасими, әлихан төрә, абдукерим аббасоп қатарлиқ тарихий шәхсләргә бәргән баһалири вә көз қарашлири өзгичиликкә игидур.

Уйғур сиясий дәвасиниң пешивалиридин бири сабит абдурахман әпәнди өмриниң ахирқи вақитлирида чоң һәҗимлик тарихий китаб үстидә ишлигән болуп, у үч томлуқ бу әсиригә "уйғурларниң һәқиқи тарихи" дәп нам бәргән. Бу әсәрдә уйғурларниң оғузхан дәвридин тартип, таки һазирғичә болған сиясий тарихи әкис әттүрүлгән болуп, у бу әсәрни йезишта, уйғурчә, өзбекчә, қазақчә, русчә вә башқа тиллардики көплигән материяллардин пайдиланған.

Мәрһумниң арзуси, уйғурларниң узақ әсирлик мәдәнийәт тарихи, сиясий тарихини җүмлидин уйғурларниң мустәқил дөләтчилик әнәнисини йорутуш арқилиқ, уйғурларниңму оттура асиядики башқа қериндаш түркий хәлқләрниң қазақистан, қирғизистан, өзбекистани болғинидәк мустәқил уйғуристан җумһурийитини қуруш салаһийити вә һоқуқиға игә икәнликини шәрһләшкә тиришқан. Әпсуски, пүтүн өмри җәң мәйданлирида, түрмиләрдә, сиясий күрәш сәплиридә өткән, әмма, һеч қачан мадди турмуш баяшатчилиқи көрмигән, барлиқ вуҗудини һәтта тапқан –тәргининиң һәммисини өз миллитигә атиған мәрһум сабит абдурахман әпәнди өзиниң мәзкур йирик әсири" уйғурларниң һәқиқи тарихи"ни йоруққа чиқиралмай қалди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org