“уйғур санаәтчи вә содигәрләр җәмийити” ниң қурулуши түркийидә ғулғула пәйда қилди

2010-Йилиниң ахирида түркийиниң истанбул шәһиридә сабир боғда әпәнди башчилиқидики бирқанчә тиҗарәтчи бирлишип, “уйғур санаәтчи вә содигәрләр җәмийити” қурған.
Мухбиримиз әркин тарим
2011.07.25
xitay-konsolosliqigha-yezilghan-xet-305.jpg Уйғур санаәтчи вә содигәрләр уюшмиси башлиқи сабир боғданиң хитайниң истанбулда турушлуқ консулханисиға язған хети
RFA/ERkin Tarim

 Уюшминиң www.Uysid.Com Намлиқ торбетиниң баш бетидә бу уюшминиң қурулуш мәқсити һәққидә мунулар йезилған:
Уйғурларниң тунҗи бирдин бир хәлқаралиқ содигәрләр уюшмиси болған уйғур санаәтчи вә содигәрләр җәмийити 2010-йили, сабир боғда башчилиқида бир гуруппа уйғур тәрипидин түркийә вә дунядики уйғур санаәтчи вә содигәрләр үчүн хизмәт қилиш мәқсити билән түркийә җумһурийити истанбул валийлиқиға әнгә алдурулди.

Бу җәмийәтниң хитай баш министири вен җиябавниң түркийигә елип барған зияритидин кейинла қурулуши, бу җәмийәтниң қурғучиси сабир боғда башчилиқидики бир қанчә уйғурниң 10-айниң 9-күни хитай баш министири вен җябав тәрипидин истанбулда қобул қилиниши, һәтта сабир боғда әпәндиниң үрүмчидә нурбәкри билән көрүшүши түркийидики уйғурлар арисида қаттиқ ғулғула пәйда қилмақта.

Түркийидики уйғур дияридин кәлгән бәзи уйғур вә қазақларниң түркийини зиярәт қилған хитай рәһбәрлири билән учришишини вә хитай әлчиликиниң зияпәтлиригә қатнишишини хитай мәтбуатлири чәтәлдики уйғур вә қазақ муһаҗирлар хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләт сияситини қоллап қуввәтлимәктә дәп язмақта.

wen-jiabao-bilen-Uyghur-qazaq-muhajirlar-turkiye-385.jpg
Уйғур қазақ муһаҗирлар вән җябав билән. Солдин оңға: дилшат уйғур, вокқан өзтүрк, шөһрәт оғуз, сабир боғда, вән җябав, зәйнәш исмаил, аял(исми намәлум),вә мәхмут филиз. 2011-Йили.
www.uysid.com

Түркийә дуняда әң көп уйғур, қазақ вә қирғиз көчмән олтурақлашқан дөләтләрдин бири.

5-Июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитай һөкүмити түркийигә туғқан йоқлашқа келидиған уйғурларға паспорт беришни тохтатқан болса, түркийидики уйғурларға виза беришниму қийинлаштурди. Бундақ бир пәйттә уйғур санаәтчи вә содигәрләр уюшмиси башлиқи сабир боғданиң хитайниң истанбулда турушлуқ консулханисиға язған хети ашкариланди. Бу хәт бир уйғурға виза берилиши үчүн хитай консулханисиға йезилған болуп, хәттә мундақ дейилгән:
Хитай хәлқ җумһурийитиниң истанбул баш консулиға

Мустафа муһаммәтоғлу уюшмимизниң әзаси. Инисиниң тойиға қатнишиши үчүн хитайға бериши керәк. Буниң үчүн визида асанлиқ яритип беришиңларни илтимас қилимән.

Һөрмәт билән:

Уйғур санаәтчи вә содигәрләр уюшмиси иҗраийә һәйити башлиқи

Сабир боғда

Өткән йили 10-айниң 8-күни түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири намайиш өткүзүп хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан бесим сияситигә наразилиқ билдүрүш үчүн түркийидә зиярәттә болуватқан вен җябавға аяғ атса, түркийидики уйғурлардин дилшат уйғур, волқан өзтүрк, шөһрәт дохтур, сабир боғда, зәйнәш исмаил вә мәхмут филиз қатарлиқ кишиләр вен җябав билән көрүшкән. Бу көрүнүш уйғур санаәтчи вә содигәрләр җәмийитиниң тор бетидә елан қилиниши вә сабир боғда әпәндиниң хитай консулханисиға язған хетиниң ашкарилиниши шәрқий түркистан аммиви тәшкилат мәсуллири вә уйғур паалийәтчиләрниң қаттиқ наразилиқини қозғиди. Биз бу һәқтики көз қаришини елиш үчүн түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилат мәсуллири вә бәзи паалийәтчиләр билән сөзләштуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.