Уйғурлардики сақал вә хитайлардики әндишә һәққидә мулаһизә
2010.12.09

Үрүмчи нефит химийә завути 1975 -йили қурулған, униң қармиқида химийә завути вә суляв завути қатарлиқ 19 тармақ завут вә мулазимәт ширкити мәвҗут. Завут шәһәрдин 20 километир йирақлиқта, завутниң көлими 18 квадрат километир болуп, завутлар вә сехлар арисидики аптобус қатниши завуттики ишчи - хизмәтчиләрниң хизмәт вә турмушиниң муһим парчиси һесаблиниду. Йеқинда радиомизға кәлгән бир инкаста бу завутта ишләйдиған сақал - бурут қойған вә яғлиқ артқан уйғур ишчи - хизмәтчиләрниң аптобусқа чиқиши чәкләнгәнлики билдүрүлди
Мәзкур учурни ениқлап завутқа телефон қилғинимизда, завут рәһбәрлики соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди. Завуттики уйғур ишчи - хизмәтчиләрму бу һәқтики соалларға җаваб бериштин өзини қачурди. Мәзкур хәвәрниң чинлиқи испатланмиған болсиму, уйғур районида болуп өткән вәқәләр, мәзкур хәвәрниң чинлиқ еһтималини күчләндүрмәктә.
Бурун сақал - бурут чәклимиси, қәшқәр вә турпан қатарлиқ җайларда һөкүмәт органлирида вә мәктәпләрдә йолға қоюлған. У чағдики бу хил йолға қоюш, һөкүмәтниң пиланлиши вә орунлаштуруши билән болған. Әмма, бу қетим үрүмчи нефит химийә завутида йолға қоюлуши, завуттики хитай ишчи - хизмәтчиләрниң тәлипигә бинаән болған. Ундақта хитай хәлқи немә үчүн уйғурлардики сақал - буруттин биарамлиқ һес қилиду? мана бу нуқтини чөридигән һалда, сиясий көзәткүчи илшат әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У " хәлқара вәзийәтниң вә уйғур районидики сиясий вәзийәтниң тәсири билән, хитайлар сақал - бурутни диний бир ирадиниң вә яки миллий ғайиниң символи дәп чүшинип қеливатқан вә мушу сәвәбтин биарам болуватқан болуши мумкинму дегән соалимизни җаваб бәрди.