Бир хитай зиялийсиниң уйғур илидики сақал, бурут қоюш, ромал артишни чәкләш пәрманиға қарита инкаси (1)

Уйғур елидә йолға қоюлуватқан сақал, бурут қоюш, ромал артишни чәкләш пәрмани бүгүн хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғапла қалмай, бәзи хитай зиялийлириниңму қаршилиқиға учримақта.
Ихтияри мухбиримиз әкрәм
2012.09.07
romal-saqal-cheklesh-diniy-305.jpg Уйғур елидики бир дохтурханиниң алдиға есип қоюлған хитай түзүми. Ромал артқан вә 45 яштин төвән сақал қойған әрләрниң дохтурханиға кириши чәкләнгән уқтуруш.
RFA/Erkin Tarim


Уйғур диярида йолға қоюлуватқан уйғурларниң сақал, бурутлирини чүшүрүветиш, ромал артишни чәкләш пәрманиға ашкара қарши чиқишқа, рәт қилишқа қурби йәтмәйватқан уйғурлар, бәзи хитай зиялийлириниң мәзкур мәсилигә болған инкаслирини уйғур тор бәтлиридә кәң тәшвиқ қилиш арқилиқ, өз наразилиқлирини ипадиләп кәлмәктә.

Хитай зиялийси лаң лавюән йеқинда “сақал чүшүрүш, чүмпәрдә ечиш мәдәнийәт зор инқилабиниң йошурун бешаритиму ?” намлиқ узун бир мақалә елан қилған болуп, уйғур тор бәтлири униң мавзусини “қилич астидики етиқад” қа өзгәртип елан қилған.

Аптор мақалисини шундақ башлиған: шинҗаңниң ғулҗида қанат яйдурулған “дини аңни суслаштуруп, илим - пәнгә, сағлам турмушқа һөрмәт қилиш” паалийити һәққидики хәвәр “сумурғ”, “сина” қатарлиқ чоң - чоң тор бәтлириниң баш сәһипилиридә көзгә челиқидиған җайдин орун алди. Мақалида, шу җайдики “пүткүл кочиларда “аз санлиқ милләт ханим - қизлири вә йигит - оғуллириниң әрәбчә кийиниш вә сақал - бурут қоюш, чүмпәрдә артиштәк ғәйрий һадисиләрниң һәммисини йоқитиш” мәзмун қилинған болуп, буни кишидә сәлбий тәсирләрни пәйда қилидиған бимәнилик, демәй болмайду.

Аптор лаң явюәнниң баянлириға қариғанда, у ялғуз ғулҗида йолға қоюлуватқан “сақал, бурут чүшүрүш, чүмпәрдә ечиш” паалийитидинла хәвәрдар болған болуп, хитай һөкүмитиниң пүткүл уйғур диярида бу хилдики һақарәт, кәмситиш характерлик бесимларни йолға қоюватқанлиқидин техи хәвәр тапмиған.

У мақалисидә йәнә шундақ дегән: әлвәттә, “суслаштуруш” дегини, әмәлийәттә “аҗизлаштуруш”, “азайтиш” ни билдүриду. Уни “туман ичидә гүл көрүш”, “барни йоқ қилиш” дәп чүшинишкиму болиду. Һалбуки, диний етиқадниң алаһидилики илаһқа ишиниш, бу йолда тәврәнмәслик, униңға садиқ болушта ипадилиниду. У инсанийәтниң һалқиш характерлик, толуқ, адаққи тәлпүнүши вә интилиши болуп, етиқадчиларниң чин, сап, гүзәл роһий дунясиниң қайтиш нуқтисидур. Шундақ икән, уни қандақму өз мәйличә суслаштурғили болсун?

Аптор лаң явюән диний етиқад әркинликиниң хәлқаралиқ әһдинамиләр вә мизанларда бәлгилигән әң асаслиқ кишилик әркинлик болупла қалмай, хитай қанунидиму тегишлик қоғдилиш һәққигә еришкәнликини тилға елип мундақ дегән: әмәлийәттә динға қаритилған һәрқандақ һоқуқ яки бесим етиқадчиларниң ирадисини техиму чиңитипла қалмай, йәнә билип - билмәйла пуқраларниң диний етиқад әркинлик һоқуқиға таҗавуз қилип қойиду. Диний етиқад әркинлики җуңгониң асасий қанунида гражданларға берилгән бир хил асасий һоқуқтур, шундақла җуңго коммунистик партийисиниң бир түрлүк асаслиқ диний сияситидур. “асасий қанун” ниң 36 - маддисида ениқ қилип: “җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң гражданлири диний етиқад әркинликигә игә”, “һәрқандақ дөләт органлири, иҗтимаий тәшкилат вә шәхсләрниң пуқраларни динға етиқад қилиш яки қилмаслиққа зорлишиға болмайду, динға етиқад қилидиған яки динға етиқад қилмайдиған пуқраларни кәмситишигә болмайду”, “дөләт нормални диний паалийәтләрни қоғдайду” дәп бәлгилигән. Дөләтлик диний ишлар идарисиму пүтүн дуняға қайта - қайта: “җуңгониң диний етиқад әркинлики һәқиқийдур вә әзәлдин өзгирип баққини йоқтур” дәп очуқ җакарлиған. Шундақ туруп, шинҗаңниң ғулҗиси “суслаштуруш” қа немишқа шунчә күчәйдикинә?

Чәтәлдики уйғур зиялийлири хитай һөкүмитиниң уйғур диярида йолға қоюватқан уйғурларниң сақал, бурутлирини чүшүрүветиш, ромал артишни чәкләш пәрманидин қаттиқ нарази болуп, бу хусуста тохталған д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди хитайниң түп мәқситиниң уйғурларни хитайлаштуруш икәнликини илгири сүрди.

Аптор лаң лавюән “қилич астидики етиқад” намлиқ мақалисидә йәнә шундақ баянларға орун бәргән: шинҗаң ғулҗиниң “дини аңни суслаштуруш” ни зор һәйвәт - һәшәм билән базарға селипла қалмай йәнә “сақал чүшүрүш, чүмпәрдә ечиш” ни зорлуқ билән йолға қоюп, ислам етиқадчилириниң әнәнисидики әрәбчә кийиниш вә сақал қоюшни “нормалсизлиқ” дәп қариши, һәтта уни “пүтүнләй йоқитиш” қа пәрман чүшүрүши кишини һәқиқәтән биарам қилиду. Бу тәбиийки, кишигә сесиқ нами пур кәткән талибан һакимийитиниң “барлиқ әрләр икки ай ичидә сақал - бурутлириниң һәммисини өстүрүши керәк, хилаплиқ қилғучилар җазалиниду” дегән пәрманини әсләтмәй қалмайду.

Мақалида йәнә шундақ дейилгән: шинҗаң ғулҗиниң ислам әнәнисини “нормалсиз һадисә” дәп қариши бир хил диний кәмситиш қилмишиға ятиду; уни “пүтүнләй йоқитиш” қа пәрман чүшүрүши болса диний етиқад әркинликигә қилинған таҗавузчилиқ һәрикити һесаблиниду. Бу худди раһибларни касаясини селиветишкә, попларни крест бәлгисини еливетишкә, тойинларни қара йәктикини селиветишкә қистиғандәкла бир иш болуп, чекидин ашқан әхлақсизлиқ вә асаси қанунға қилинған һақарәттин башқа нәрсә әмәстур.

Мақалида ислам мәдәнийитиниң әвзәл тәрәплири, кийим - кечәк алаһидилики баян қилиниш билән биргә, ғулҗида мәҗбури йолға қоюлуватқан чүмбәл қайриш һәрикитиниң бимәнилики баян қилинған: вәһаләнки, бүгүнки күндә шинҗаң ғулҗиниң ислам етиқадчилиридин әнәниви әрәб кийим - кечәклирини селиветип, “йеңи модиға әгишиш” ни тәләп қилишини учиға чиққан қара қорсақлиқ вә әхлақсизлиқ демәй болмайду? кочиларда сетиливатқан ашу мода, непиз, йерим ялиңач кийим - кечәкләргә қарап беқиңчу. Мубада уни мусулманлар кийсә исламниң кийим - кечәк естетикисиға уйғун келәрму? у ислам пәрһизлиригә қилинған һақарәт болуп қалмасму? мусулманлар қандақ кийиниду, бу пүтүнләй мусулманларниң әркинлики, уни бирликкә кәлтүрүш йәрлик һөкүмәтниң қолидин келәмду? җуңгониң хәнзу кийим - кечәклириниң мәдәнийәт зор инқилаби дәвридики бир хиллиқидин тартип ислаһат - ечиветиш дәвридики гүзәлликигичә болған җәрянда қайси бир орган яки қайси бир рәһбәр зорлуқ күч ишлитип беқиптикән? әйни йили баш шуҗи ху явбаңниң башламчилиқ билән кастум - бурулка кийгини пәқәт шундақ кийинишни тәшәббус қилғини вә бу җәһәттә үлгә болғини иди, халас. У һечқачан пуқраларни бир туташ кастум - бурулка кийишкә зорлиған әмәс. Аз санлиқ милләтләрниң мәдәнийитини сәмимий - садиқлиқ билән һөрмәт қилмай туруп сиясий мәдәнийлик вә һакимийәт йүргүзүш сапасини өстүрүштин қандақму сөз ачқили болсун?

Аптор йәнә мундақ хитаб қилған: шинҗаң ғулҗиниң өзигә тәвә районлардики мусулманларниң сақилини бирдәк чүшүрүветиш тәлипигә йетиш үчүн, бәзи коча иш башқармилири “қанун - түзүм бойичә тәрбийиләш курс” лирини ечип, курсантлардин үч ай сүрүк ичидә пүтүн сақалларни чүшүрүп болушни тәләп қилған. Буниң, 10 йил давамлашқан мәдәнийәт зор инқилаби дәвридики мусулманларни чошқа беқишқа зорлиғанлиқтин, қизил қоғдиғучиларниң мәсчитләрдә чошқа гөши йегәнликидин немә пәрқи болсун? әҗәба мусулманларниң сақилини чүшүрүвәткәндила җәмийәт техиму инақлишип кетәрму? шәһәрләр техиму мәдәнийлишип кетәрму? шинҗаңни мустәқил қилимиз дәватқан унсурларниң һәйвиси сунуп қаларму? мениңчә, ундақ қилиш өчмәнлик уруқини териштин башқа нәтиҗә бәрмәйду, халас.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.