Алматада атақлиқ мәрипәтчи савут кибироф хатириләнди
2012.09.28
С. Кибироф пәрзәнтлири һәм гимназийә коллектипиниң уюштуруши билән өткән мәзкур мурасимға авезоф наһийилик һакимчилиқи, җумһурийәтлик уйғур етно - мәдәнийәт мәркизи вәкиллири, зиялийлар, устазлар, оқуғучилар қатнашти. Униңда сөзгә чиққучилар с.Кибирофниң миллий маариптики ролини һәм униң инсаний пәзиләтлирини алаһидә тәкитлиди. Мурасимда шундақла гимназийә оқуғучилири тәрипидин тәйярланған консерт программиси көрситилди.
С. Кибироф 1912 - йили алмата вилайитиниң һазирқи талғир шәһиридә дуняға кәлгән болуп, 1935 - йили алматадики педагогика техникомини тамамлиған һәм шәһәрлик 17 - мәктәптә өзиниң устазлиқ паалийитини башлиған. У уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди абдулла розибақийеф қатарлиқ шәхсләр билән йеқин мунасивәттә болған һәмдә уларниң тәклипи билән һазирқи талғир наһийисиниң қизил ғәйрәт йезиси оттура мәктипиниң мудири болуп бәлгиләнгән. У совет елидә башланған сиясий тәқибләшләр қурбаниға айлинип, 1937 - йилдин та 1947 - йилғичә түрмә азаблирини бешидин өткүзгән. Андин әркинликкә чиқип, һазирқи достлуқ мәһәллисиниң оттура мәктипидә ишлигән, әмма адаләтсиз әйибләшләр йәнила давам қилип, та 1958 - йилғичә сирт районларда ишләшкә мәҗбур болған. 1958 - Йили у толуқ ақлинип, һазирқи талғир наһийисиниң туздибастав йезисиниң мәктипидә, андин узақ вақит мабәйнидә алмата шәһири достлуқ мәһәллисиниң оттура мәктипидә устазлиқ қилған һәм уйғур миллий мәктипиниң шәкиллинишигә мунасип төһписини қошқан.
С.Кибирофниң 40 йиллиқ педагогикилиқ паалийити һөкүмәт тәрипидин юқири баһалинип, у бир нәччә медаллар вә пәхри ярлиқлар билән тәқдирләнгән иди. Бүгүнки таңда кибирофлар әвлади миллий маарипниң раваҗлинишиға өзлириниң һәссисини қошмақта һәмдә а. Розибақийеф намидики гимназийиниң көплигән паалийәтлиригә һамийлиқ қилмақта.
Радиомиз зияритини қобул қилған пешқәдәм устаз хасийәт йүсүпова бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қойди.