Италийидә зор түркүмдики хитай сахта таварлири байқалди
2012.09.26
Узундин буян көплигән чәтәл ахбарат васитилири хитайда ишлинип башқа дөләтләргә әткәсчилик йоли билән киргүзүлгән сахта таварларниң тәкшүрүп ениқланғанлиқи һәққидики хәвәрләрни үзүлдүрмәй ашкарилап келиватиду. Бу қетим италийидә қолға чүшүрүлгән сахта таварлар саниниң вә түриниң көплүки билән җамаәтчиликини һәйран қалдурған.
Франсийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, италийә пул-муамилә оргиниға қарашлиқ әткәсчиликкә қарши туруш әтритиниң ашкарилишичә, улар бу қетимқи зәрбә бериш һәрикитидә қанунсиз унсурлардин 97 ни қолға чүшүргән болуп, уларниң 41% и италийиликләр икән. Униңдин башқа тәкшүрүп ениқланған қанунсиз кархана хоҗайинлири 155 нәпәр болуп, улар оғрилиқчә йөткәп кәтмәкчи болған 242 милйон явру мусадирә қилинған. Италийиниң флоринса шәһәрлик сақчи хадимлири хитайлар билән италийиликләр бирлишип илип барған сахта таварлар содиси һәмдә пул йөткәш қилмишиниң шунчә зор һәҗимдә икәнликидин чөчүп кәткән.
Сақчи тәрәпниң билдүрүшичә, бу қетимқи пүткүл италийә бойичә илип берилған зәрбә бериш һәрикитидә улар һәр күни 35 қетимидин тәкшүрүш илип барған болуп, қолға чүшүрүлгән сахта пойиз белити икки милйон данидин ашидикән. Бу беләтләрниң һәр бириниң баһаси 14 явру болуп, һәммиси хитайда ясалған икән. Униңдин башқа сақчи тәрәп йәнә нәччә йүзмиң данә туғуттин сақлиниш қапчуқи һәмдә бир милйон данидин артуқ әткәсчилик йоли билән киргүзүлгән оюнчуқларни қолға чүшүргән.
Бу қетимқи тәкшүрүштә йәнә, җинайәтчиләр гуруһи явропаниң шималидики деңиз портлиридин пайдилинип италийигә киргүзгән хитайда ишләнгән күн нуридин сақлиниш көзәйники,“найки” вә “адидас” маркилиқ аяқ болуп 11 милйондин көпрәк сахта тавар йиғивелинған.
Сақчи тәрәпниң хәвиригә қариғанда, рим шәһиридә қолға елинған йәттә нәпәр хитайниң иқрариға асасән улар силитсийә арилиниң палермо портида хитайда ишләнгән сахта тазилаш парашокидин 9 миң сандуқни қолға чүшүргән.
Италийиниң шималий қисмиға җайлашқан басно шәһиридә сақчилар зор миқдардики “алма” маркилиқ компютер вә “нокя” маркилиқ янфон қатарлиқ сахта таварларни интернет тори арқилиқ сатидиған бир гуруһни, винитсйидә болса хитайда ишләнгән шветсарийиниң даңлиқ маркилиқ қол саәтлирини сатидиған җинайәтчиләр гуруһини ениқлап чиққан.
Буниңдин икки йил бурунқи 2010-йили италийә сақчи органлири худди бу қетимқиға охшаш туюқсиз зәрбә бериш усули арқилиқ 581 хитайни қолға елип, җинайәтчиләр хитайға йөткәп кетиш алдида турған төт милярд 500 милйон явруни (45亿欧元 ) қолға чүшүргән иди.
Иҗтимаий әхлақниң күнсайин начарлишиши, һоқуқдарлар тәбиқисидә парихорлуқ, бузуқчилиқ қатарлиқ қилмишларниң әвҗ елиши сәвәбидин һакимийәтниң чириклишиши нәтиҗисидә, хитай бүгүнки күндә дунядики әң зор сахта таварлар вә зәһәрлик буюмлар увисиға айлинип қалған. Хитайда әң назук һәрбий вә електрон мәһсулатлиридин тартип адәттики йемәк-ичмәк, кийим-кечәк һәмдә сәһийә тармақлириғичә сахтилиқ арилашмиған мәһсулатларни тепиш мумкин әмәс. Чирикләшкән әмәлдарлар, қанунни иҗра қилғучилар вә чегра-таможна хадимлири билән қанунсиз содигәрләрниң тил бириктүрүши нәтиҗисидә, нөвәттә хитайниң сахта таварлири дуняниң барлиқ булуң-пучқақлириғичә таралмақта.
Ғәрбий җәнуби асия, оттура асия, африқа һәмдә әрәб әллирини қаплиған хитайниң сахта таварлар әткәсчиликиниң явропа базарлириға йейилиши иқтисадшунасларни әнсиритиватқан мәсилә болуп қалди. явропаниң сода-санаәт вә пул-муамилә саһәсидики әрбаблар нөвәттә явропада йүз бериватқан пул-муамилә кризисниң наһайити зор дәриҗидә хитайниң сахта маллар әткәсчилики билән бағлинишлиқ икәнликини қәйт қилишмақта.