Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 12- нөвәтлик йиғинидин кейинки мулаһизиләр

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 12 - нөвәтлик йиғини йеқинда бейҗиңда аяғлашти. Йиғинда әза дөләтләр районниң хәвпсизликини қоғдаш, терроризмға қарши ортақ күрәш қилиш үчүн техиму чоңқур һәмкарлиқ орнитишқа охшаш 10 түр бойичә әһдиләшти. Әмма хәлқара мәтбуатлар росийә билән хитайниң райондики мәнпәәт тоқунушини қандақ һәл қилидиғанлиқиға қизиқмақта.
Мухбиримиз ирадә
2012.06.08
shanghai-hemkerliq-teshkilati-beijing-2012-305.png Шаңхәй әмкарлиқ тәшкилатиниң 12 - нөвәтлик йиғиниға қатнашқан дөләт башлиқлири
AFP


2001 - Йили қурулған “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң 12 - нөвәтлик йиғини мушу айниң 6 - 7 вә күнлири бейҗиңда өткүзүлди. Бу қетимлиқ йиғинға қазақистан, русийә, таҗикистан, өзбекистан, қирғизистан президентлири билән бирликтә афғанистан, иран, моңғулийә, пакистан вә түркмәнистан қатарлиқ дөләтләрниңму президентлири қатнашти. Ундақта дуняниң диққитини тартқан бу йиғиндин қандақ нәтиҗиләр чиқти. Йиғиндин кейин елан қилинған учурларға қариғанда йиғиндин чиққан конкирт нәтиҗиләр төвәндикичә :

Афғанистан тәшкилатқа көзәткүчи дөләт сүпитидә қобул қилинди. Тәшкилатниң йеңи нөвәтлик баш секретари сайлап чиқилди. Түркийә тәшклатқа диалог шерики қатарида қобул қилинди. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға даимий әза болушни тәләп қилип келиватқан һиндистан билән пакистанниң көзәткүчи дөләтлик салаһийитидә өзгириш болмиди.

Йиғинда йәнә һәрқайси әза дөләтләр ортақ мәнпәәт вә тенчлиқни чиқиш қилған бир район бәрпа қилиш, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрниң оттура мәзгиллик тәрәққият пилани, тәшкилатниң районниң тенчлиқиға мунасивәтлик вәқәләргә инкас қайтуруш механизми, бихәтәрлик вә муқимлиқ қатарлиқ он хил түр бойичә келишим һасил қилған. Йиғинда йәнә хитай дөләт рәиси хуҗинтав тәшкилатниң афғанистанни йеңидин қуруп чиқиш җәрянида рол елиши керәкликини тәкитләп, нато күчлири афғанистандин чекинип чиққандин кейин шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң афғанистандики тәсирини ашуруши керәкликини билдүрди.

Мәзкур йиғин көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған болуп, улар бу йиғинда елинған қарарлардин бәк, әбәдий риқабәтчи болған хитай вә русийиниң райондики мәнпәәт тоқунушини қандақ һәл қилидиғанлиқиға қизиқмақта. явру - асия хәвәрләр ториниң көрситишичә, йиғинда елинған қарарлар хитайниң оттура асиядики тәсирини техиму зорайтиветидиған болуп, росийә илгири сабиқ совет иттипақиға қарашлиқ болған дөләтләрдә хитайниң тәсириниң күчийишигә қарап турамду? көзәткүчиләрниң қаришичә, росийә буниңға қарши явру - асия бирлики вә коллектип бихәтәрлик вә әһди тәшкилатини күчәйтиши мумкин. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатида көрүнмәккә бу икки дөләт һәмкарлишидиғандәк көрүнсиму, әмма пәрдә арқисида улар оттура асияда йәнила қаттиқ риқабәтлишиши мумкин икән.

Бүгүн нюйорк вақти гезитидә елан қилинған “оттура асияда очуқ һәмкарлиқ, йошурун риқабәт” намлиқ мулаһизидиму шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу қетимлиқ йиғини наһайити ғәлибилик аяғлашқандәк көрүнсиму, әмма униңға инчикиләп қариғанда әмәлийәттә тәшкилатқа әза дөләтләр ара риқабәтниң ешиватқанлиқи, әза дөләтләрниң хитайниң тәсир күчиниң зорийишиға қарита әндишилириниңму зорийип бериватқанлиқи билдүрүлгән.

Нюйорк вақти гезити мулаһизисидә мундақ дегән :

- Иқтисадий кризис йүз бәргәндин буян, хитай оттура асияда русийиниң орнини тартивелип, оттура асия әллириниң әң чоң сода шерики бопқалди. Әмма һәм росийә һәм оттура асия дөләтлири хитайниң күнсайин ешип бериватқан иқтисадий күчиниң қошумчә тәсирлидин әндишә қилмақта. Буниңға қарши росийә пәрдә арқисида туруп явру - асия иттипақи вә коллектип бихәтәрлик вә әһди тәшкилатини күчәйтти. Хитайму буниңға җавабән русийиниң тәсирини азайтиш мәқситидә оттура асиядин 30 миң оқуғучиға оқуш ярдәм пули бериш, куңзи институтлири қармиқида миң нәпәр оқутқучи тәрбийиләшкә охшаш юмшақ күч сияситини ишқа салди. Хитайниң йеқиндин буян түркмәнистан билән билән енергийә һәмкарлиқлирини ашуруши, өзбекистандин өтидиған газ туруба йоллири вә йеқинда үчинчи газ линийисини ишқа салмақчи болушиму русийини ойландурмақта.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатида афғанистан көзәткүчи дөләт дәп қобул қилинип, тәшкилатниң афғанистандики тәсирини күчәйтиш һәққидә сөзләр болунған болсиму, әмма бу мәсилә үстидиму росийә вә хитай арисида пикир ихтилапи мәвҗут. Хәвәрдә бу һәқтә мундақ дейилгән :

Хитай нато күчлири афғанистандин чекинип чиққандин кейин шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң тәсирини һәрқандақ һәрбий һәрикәткә арилашмиған асаста күчәйтишни вә бу арқилиқ өзиниң афғанистандики иқтисадий тәсирини ашуруш билән бирликтә афғанистанға салған мәблиғини қоғдашни арзу қилиду. Әмма росийә болса нато чекинип чиққандин кейин коллектип бихәтәрлик вә әһди тәшкилатини ишқа селиш арқилиқ өзиниң таҗикистан - афғанистан чегрисидики һәрбий мәвҗутлиқини қайта тикләп чиқишниң койида. Өзбекистан болса һәр иккила тәшкилатниң ролиға қарши, у афғанистанда өз пиланини ишқа селиш тәрәпдари.

Нюйорк вақти гезитидә елан қилинған бу мулаһизиниң ахирида тәшкилатқа әза дөләтләрниң түп мәнпәәтлириниң өз - ара зитлиқини, росийә вә хитай һәр иккилисиниң бу тәшкилатни өз мәнпәәтини чиқиш қилған һалда идарә қилишқа тиришидиғанлиқи, шуңа йеқин кәлгүсидә тәшкилатниң йеңи әза дөләтләрниму қобул қилалмайдиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.