Японийә, корийә вә хитай арисидики арал маҗиралири японийә мәтбуатлирида
2012.08.22

Мана шу муһакимиләр гәвдилик орун алған асаһи шинбун, җапан тимәс, йомиоури шинбун қатарлиқ гизитләрдә елип бериливатқан тәһлилләр һәққидә тохтилип өтимиз. Мәтбуатларда баян қилинишичә, японийә-корийә мунасивәтлири узун йиллардин буян ортақ иқтисади бир гәвдә қуруштин һалқип, һәтта һәрбий ахбарат алмаштуруштәк йеқинчилиқ мунасивитигә йәткән бир пәйттә шундақла корийә, чавшйән билән тиркишиватқан мушундақ назук бир вәзийәттә ойлимиған йәрдин корийә президенти лей мюң бак әпәнди 8-айниң 10-күни японийә-корийә арисидики талаш-тартиштики арал—докдо арилиға зиярәт елип берип, бу аралниң корийигә тәвә икәнликини әскәртиш билән биргә, тарихтики кона хаманни йәнә соруп японийә һөкүмитиниң техичә иккинчи дуня уруши тоғрисида корийә хәлқидин әпу соримиғанлиқи, икки дөләт мунасивитиниң чигишини түгитишкә сәвәбчи болуватқанлиқини әскәртти.
Бу корийә тарихидики тунҗи қетимлиқ президентниң бу арални зиярәт қилишидур. Бу вәқәдин кейин япон хәлқиниң вә япон һөкүмитиниң корийигә болған ишәнчи йоқалди. Шу күни японийә баш министири нода әпәнди токйодики корийә баш әлчисини чақиртип “президент лей мюң бакниң бу һәрикитини қобул қилғили болмайду.” деди вә корийә тәрәп билән бу арал мәсилисидә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң сот мәһкимиси арқилиқ сөзлишидиғанлиқини билдүрди вә шундақла 8-айниң оттурилирида токйода өткүзүлидиған икки дөләт оттурисидики иқтисадий һәмкарлиқ йиғинини әмәлдин қалдурди.
Узун йиллиқ достлуққа игә икки дөләтниң дипломатик мунасивитиниң бузулуши вә икки дөләт арисидики талаш-тартиштики земин мәсилисиниң оттуриға чиқиши хитай дөлитини қаттиқ хушал қиливәтти. Бу вәзийәттин пайдиланған хитай һөкүмити дәрһал хоңкоңдики “дявйү арилини қоғдиғучи әтрәт” ни тәшкилләп дәрһал японийигә йолға салди. Бу арални қоғдиғучи әтрәттики хитайлар 15-чесла япон вақти чүштин кейин саәт 16:00 дин илгири хоңкоң, тәйвән, хитай байрақлири есилған кемисини һәйдәп дявйү арилиға йетип кәлди вә йәттә нәпәр хитай аралға чиқип хитай байриқини көтүрүп “бу арал хитайниң арили” дәп җар салди. Бу қетим йетип кәлгән хитайлар җәмий он бәш нәпәр хитай пуқраси болуп, буниң бәш нәпири хоңкоңлуқ, йәттә нәпири кемә хадими, икки нәпири болса “хоңкоң сумурғ телевизийә истансиси” ниң мухбирлиридур. Бу күн дәл иккинчи дуня урушиниң ахирлашқан күни йәни японлар урушта тәслим болған күн иди.
Он бәш нәпәр хитай пуқраси дәл мушу күндә қолға елинип окинаваға елип берилди. “чеградин қанунсиз киргән” дегән җинайәт билән қолға елинип қоллири койзиланған хитай пуқралири сақчилар тәрипидин яллинип меңилғанда “дявйү арили бизниң земинимиз, япон җаһангирлири чиқип кәтсун” дегәндәк шоарларни товлашти. Вәқә йүз бәргәндин кейин тәйвән, хитай ташқи ишлар министирлиқи дәрһал баянат елан қилди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири фу йиң японийә тәрәп билән кәскин сөзләшкәнликини вә хитайниң дявйү арили вә униң әтрапидики аралларға қарита игилик һоқуққа игә икәнликини ейтқанлиқини билдүрүш билән биргә, японийә тәрәптин он бәш нәпәр хитай пуқрасиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишини һәмдә уларни шәртсиз қоюп беришини тәләп қилғанлиқини билдүрди.
Шу күни хитайниң хоңкоң, чеңду қатарлиқ шәһәрлиридә хитай милләтчи яшлири “дявйү арилини қоғдаш әтрити” дики қериндашлириниң японлар тәрипидин тутқун қилинғанлиқиға наразилиқ билдүрүш вә уларни қоллаш йүзисидин намайиш елип барған. Намайиш җәрянида япон маллириға байқут қилиш керәк дегәндәк шоарларни товлиған. японийә-корийә, японийә-хитай мунасивәтлири йирикләшкәндин кейин япон хәлқиниң өзигә қошна болған әлләргә болған ишәнчи техиму төвәнләп кәтти.
Илгиридин та һазирғичә хитай дөлитигә анчә ишәнмисиму, әмма корийә билән чоңқур достлуқ орнитип келиватқан японлар үчүн корийиликләрниң бу қетимқи һәрикити японларни техиму үмидсизләндүрди. Ундақта япон-корийә,япон-хитай мунасивәтлири қаяқларға тәрәққий қилиду дегән соаллиримизға җаваб тепиш үчүн узун йилларчә корийә, хитай, япон дипломатийә мунасивәтлиридә тәтқиқат елип бериватқан мутәхәссис, әмма өзиниң нам-шәрипини вә хизмәт орнини дейишни халимиған бир профессор ханим зияритимизни қобул қилип мундақ деди:
-японийә-корийә арисидики арал мәсилиси узун йиллардин бери давамлишип келиватқан мәсилидур. Һәр-қетим мушундақ талаш-тартиш болғанда японийә тәрәп тинч дипломатик усуллар билән корийә тәрәпни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәлқара сот мәһкимисигә ортақ бирликтә әрз сунушни вә сот мәһкимисиниң җаваби арқилиқ иш көрүшни тәләп қилған болсиму, корийә тәрәп һазирға қәдәр бу тәклипни рәт қилип келиватиду.
Бу қетимму охшашла ипадә билдүрмиди. Әмма, хитай билән болған дявйү арилиниң мәсилиси башқичә иш. Хитай дөлитиниң асминиму йоқ, қануниму йоқ бир дөләт. Хитайларниң тарихи китаблирида болсун вә яки өткән замандики оқушлуқ китаблиридики җуғрапийә дәрслиридә болсун, бу аралниң нами хатириләнмигән. Пәқәтла бу аралдин нефит тепилғандин кейин бу аралниң игилик һоқуқи хитайларға тәвә болуп қалди.
Дявйү арили японийиниң земинидур. Хитайлар бизниңла десә, хитайниң земини болуп қалидиған иш йоқ. Хитайлар тибәт, уйғурлардәк қолида төмүрниң сунуқи йоқ милләтләрниң туприқини игиләп уларни халиғанчә бозәк қилған билән, японийини ундақ қилғили болмас. Биз әлвәттә мәдәнийәтлик, тинчлиқ сөһбити арқилиқ мәсилини һәл қилишни ойлаймиз. Әгәр хитайлар буни рәт қилса, бизму шуниңға лайиқ иш көримиз-дә. Әмма тинчлиқ бизниң мәңгүлүк шоаримиздур.