Сәрсанлиқ һаят вә уйғурлар

Бүгүнки күндә уйғурлар дуняниң һәр қайси җайлирида аз болсун яки көп болсун өзиниң мәвҗутлуқини сақлап һаят кәчүрмәктә.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2012.05.31
Dr-Tash-muhammad-305.jpg Уйғур зиялийси, доктор таш муһәммәд полат йиғинда сөз қилди.
RFA/Arslan

Инсанлар мәҗбур болмиса, еһтияҗ һес қилмиса өз юртидин айрилишни халимайду. Уйғурларниң әсли юрти ишғал астидики уйғур ели болсиму, бирақ, уруш, ишғалийәт, бесим, зулум вә наһәқчиликләр сәвәбидин көп сандики уйғурлар өзлириниң ана вәтинидин айрилип дуняниң һәр қайси җайлирида муһаҗирәттә яшимақта.

Чәтәлләрдә сәрсанлиқ ичидә яшайдиғанлар үчүн ипадилинидиған “диаспора” дегән бир аталғу бар, бу аталғу тоғрисида уйғур зиялий доктор таш муһәммәд өз қаришини оттуриға қойди. Униң қаришичә, бу аталғуниң әсли мәниси грек тилида, “уруқ чечиш” дегән мәнини ипадиләйду. Әмма диаспора дегән сөз һазир өз юртидин айрилип өзгиләр юртида яшаватқан көчмәнләрниң сәрсан һалитини көрситиду.

Бу аталғу йәһудийларниң сәрсанлиқ һаятини көрситиду, лекин бу аталғу бүгүнки күндә өз вәтинидин айрилип чәтәлләрдә яшаватқан башқа хәлқләр үчүнму қоллинип кәлмәктә.

Уйғурларниң сәрсанлиқ һаяти қандақ? ассимилятсийә болуп кетиш хәвпи барму? бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн, уйғурларниң сәрсанлиқ һаяти тоғрисида тәтқиқат елип бериватқан уйғур тәтқиқатчи доктор таш муһәммәд әпәндиниң пикир-қарашлириға диққәт берәйли.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.