23 Милйон доллар қиммитидики земин уйғурларға қайтуруп берилди

19-Әсирдә уйғур елидин сәуди әрәбистанға барған полат һаҗи әпәнди, буниңдин 130 йил илгири салдурған вәхпә земинини полат һаҗи әпәнди вәхпи намида қайтидин тизимға елинған.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.10.31
seudi-uyghur-wexpe-zimini-testiq-qeghez-305.jpg 1880-Йили сәуди әрәбистанда қурулған уйғур вәхпиниң 810 квадрат метир земинниң тәстиқ қәғизи.
RFA/Erkin Tarim

19-Әсирдә уйғур елидин сәуди әрәбистанға барған полат һаҗиниң мәккә шәһиридики кәбиниң йениға буниңдин 130 йил илгири салдурған вәхпә земинини қайтуруп елиш үчүн униң нәврилири сәуди әрәбистан сот мәһкимисигә әрз қилған болуп, нәтиҗидә, бу земин полат һаҗи әпәнди вәхпи намида қайтидин тизимға елинған. Сот мәһкимиси полат һаҗиниң нәврилириниң тәләплирини тоғра вә орунлуқ дәп қариди вә 23 милйон америка доллири қиммитидики 810 квадрат метирлиқ земинни полат һаҗиниң нәврилиригә қайтуруп бериш тоғрисида һөкүм чиқарди.

seudi-uyghur-wexpe-zimini-testiq-qeghez-turkche-385.jpg
1880-Йили сәуди әрәбистанда қурулған уйғур вәхпиниң 810 квадрат метир земинниң тәстиқ қәғизиниң түркчә тәрҗимиси.
RFA/Erkin Tarim

Түркийидики әң чоң гезитләрдин бири болған “сабаһ” гезитиниң 25‏-өктәбирдики санидики хәвәрдә, 1880-йили һәҗ қилиш үчүн мәккигә барған шәрқий түркистанлиқ содигәр полат һаҗи, мәккидә кәбигә 150 метир келидиған бир бинани сетивалған вә бу бинани һаҗи полат әпәнди вәхпи нами астида шәрқий түркистанлиқ һаҗилар үчүн меһманханиға өзгәрткән. Һәҗ вә өмрә үчүн түркистандин кәлгән һаҗиларға хизмәт қилған бу меһманхана, османли дөлитиниң әмәлдарлири тәрипидинму вәхпә мели дәп тәстиқланған. Вәхпигә султан мәхмутниң оғли султан сәидханни вәкил қилип тәйинлигән. Бу меһманхана 1950-йили етилип қалған. Коммунистлар уйғур елидә һакимийәтни игилигәндин кейин уйғурлар бир мәзгил һәҗ қилишқа келәлмигәчкә бу меһманхана бош қалған. Бина 1981-йили мәккә шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин чеқилип машина тохтитиш орниға айландурулған.

“сабаһ” гезитидә елан қилинған хәвәрдә земинниң қайтурулушиға аит қарарниң иҗра қилиниши үчүн мәккә шәһәрлик һөкүмәткә әвәтилгәнлики, әмма бу мәсилиниң һазирғичә һәл қилинмиғанлиқи йезилған. Сәуди әрәбистан сот мәһкимиси тәрипидин елинған бу қарар бир йилдин буян иҗра қилинмастин ташлап қоюлған. Бу мәсилә тоғрисида мухбирға мәлумат бәргән полат һаҗиниң нәвриси тәләт өзтүрк әпәнди, “биз вәхпини йеңидин қуруп, түрк дуняси һаҗилири үчүн хизмәт қилидиған йеңи бир меһманхана селишни ойлишиватимиз”, дегән.

Тәләт өзтүрк земинни қайтуруп елиш үчүн үч хил тәклипни оттуриға қойған. Булардин бири кәбиниң йенидики земинниң қайтидин ясилиши, иккинчиси охшаш қиммәттә башқа бир орундин земин бериши, үчинчиси шу қиммәттә төләм төләп беришидин ибарәт.

Биз бу һәқтә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн бу вәхпиниң қануни ишлирини беҗириватқан қ шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ баш катипи һамут көктүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.