Истанбулда австралийидә өткүзүлгән 5-нөвәтлик уйғур яш кадирларни тәрбийиләш курсиниң роһини йәткүзүш йиғини чақирилди
2011.03.30
3-Айниң 21-күнидин 29-күнигичә австралийидә өткүзүлгән 5-нөвәтлик уйғур паалийәтчилирини демократийә билимлири билән тәрбийиләш курсини ахирлаштуруп түркийигә қайтқан дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, 3-айниң 30-күни истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң мәсуллирини бир йәргә йиғип австралийидә өткүзүлгән паалийәтләр һәққидә мәлумат бәрди.
Бу йиғинға шәрқий түркистан вәхпи мудири илғар алиптекин, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтуллаһ оғузхан вә шәрқий түркистан яшлар җәмийити рәиси тәбәт йүҗәтүрк , арслан алиптекин һәм профессор доктор алимҗан инайәт қатарлиқ кишиләр қатнашти.
Биз истанбулда чақирилған бу йиғин вә австралийә өткүзүлгән паалийәтләр һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип йиғинға қатнашқан кишиләр билән сөһбәт елип бардуқ.