'Шаңхәй дуня йәрмәнкиси арқилиқ хитайниң дунядин пүтүнләй айрилип қалғанлиқини көрисиз'

Шаңхәй дуня йәрмәнкисиниң дағдуғисини кишиләр униң қандақ лайиһиләнгәнлики вә ечилиш мурасимида 100 миң салют етилғанлиқи арқилиқ көрди. Униңда хитайниң бәш миң йиллиқ парлақ мәдәнийити көргәзмә қилинғанлиқини шинхуа агентлиқиниң тунуштуруши арқилиқ билди.
Мухбиримиз вәли
2010.05.11
Shang-xey-yermenkisi-305.jpg Сүрәт, шаңхәй дунйа йәрмәнкиси ечилиш мурасимидики етилған салйутлардин бир көрүнүш.
AFP Photo

Әмма хоңкоңда чиқидиған бир нәччә гезит әһли бу йәрмәнкә арқилиқ немини һес қилғанлиқидин чоң қуруқлуқта хәлқниң техи хәвири йоқ.

2010‏ - Йиллиқ шаңхәй дуня йәрмәнкисиниң дағдуғисини, кишиләр 5‏ - айниң 1‏ - күнидики ечилиш мурасимида етилған салютларниң санидин көрди. Шинхуа агентлиқи бу йәрмәнкини дуня тарихида көрүлүп бақмиған әң чоң йәрмәнкә, у, қурулуш көлими5 квадрат километир земинни игилигән, дунядики 130 дин артуқ дөләт қатнишидиған, 10‏ - айниң 31 ‏ - күнигичә 100 милйон адәм көрүп сода паалийитини елип баридиған әң чоң базарла әмәс, бәлки хитайниң 5 миң йиллиқ мәдәнийитиниң әң һәшәмәтлик көргәзмиси дәп тунуштурди.

'Бәш миң йиллиқ парлақ мәдәнийәт, шәһәр турмушиниң илғарлиқи вә хитай ғуруриниң көргәзмә қилиниши'

Хоңкоңда чиқидиған 'мәҗмуә гезити'ниң баян қилишичә, шаңхәй дуня көргәзмиси 2008‏ - йилидики бейҗиң олимпик мусабиқисидин кейинки йәнә бир аләмшумул көргәзмә. Бу, хитай үчүн бир чоң пурсәт болупла қалмай, дуня үчүнму бир чоң пурсәт. Бу йәрмәнкиниң һәшәмәти хитайниң 5 миң йиллиқ парлақ мәдәнийити, 60 йилдин буянқи зор мувәппәқийәтлири, шәһәр турмушиниң илғарлиқи, бу арқилиқ хитай миллитидә пәйда болған әң чоң ғурурниң көргәзмә қилинғанлиқида.

'Хитайниң кәлгүсини иҗат қилидиған күчи нәдә?'

'Қояш гезити', 'хуаша көзники' дегән гезитларда баян қилинишичә, шаңхәй йәрмәнкисиниң америка, әнглийә, японийә бөлүмлиридә, тәбиәткә маслашқан кишилик һаятни, кишиләр кәлгүсини иҗат қилидиған пән  - техникини көргили болиду. Илаһ ата қилған әқил - парасәт билән кәлгүсини яритидиған адәмләр пат арида иҗат қилидиған гүзәл дуняни тәсәввур қилалайду. Әмма бу йәрмәнкиниң хитай бөлүмидә 'хитай мәдәнийити' дәп көргәзмә қилинған чиң сулалиси дәвридики тағу - дәрялар, суҗу шәһириниң бағу - бостанлири сизилған рәсимләр, хитайлар өзлири тонумайдиған һәр қайси сулалиләр дәвридики һүснихәтләр, хуашачә күлрәң сапал, қизил мәй ... Дин өзгә бир немә йоқ.

Ечилиш мурасимида йүзмиң пай салют етип (олимпик мусабиқисидин 20 миңни артуқ етип) дағдуға қилинған бу йәрмәнкә арқилиқ дуня, хитайниң бәш миң йиллиқ мәдәнийити иҗадийәт болмиған бир ғурбәтчилик икәнликини, хитай техичә тарих харабилирида айлинип йүрүватқанлиқини көриду, хитайниң кәлгүси нәдә, кәлгүсини иҗат қилидиған күч немә икәнликини тәсәввур қилалмайду. Бу йәрмәнкә арқилиқ кишиләр хитай билән дуняниң бурунқи һәм һазирқи пәрқини көрәләйдула әмәс, тоғрисини ейтқанда, хитай һазир кәлгүсини яритишта пүтүнләй дунядин айрилип қалғанлиқини ениқ көриду.

Шаңхәйликләр буниңдин җаваб тапидиған суал

'Дагуңбав гезити' ниң баян қилишичә, кишиләр бу йәрмәнкә арқилиқ шаңхәйниң заманивилашқан чоң шәһәргә айланғанлиқини, бу шәһәрдики һәшәмәтләр дунядики башқа шәһәрләрдин ешип кетиватқанлқини, бу шәһәрдә яшиған кишиләрниң турмуши електронлишип болғанлиқини көриду. Пәқәт шаңхәйликләр өзила,  бу шәһәрдики һәшәмәтлик турмушниң тәбиий муһитни вәйран қилиш бәдилигә кәлгәнликини билиду. Әмди улар буниңдин кейин, бу шәһәр тәбиәт дуняси билән вә сирттики инсанийәт дуняси билән маслашмиса боламду - болмамду дегән соалға җаваб тепиши керәк.

Шаңхәйдин радиомизға йәткүзүлгән учурлардин қариғанда, шаңхәй дуня йәрмәнкиси ечилиштин бир нәччә йил бурунла, шаңхәйдә бу йәрмәнкә үчүн өй  - земнилири мәҗбурий тартивелинған хәлқ наразилиқ билдүрүшкә башлиған. 'Нюйорк таймис' гезитиму йеқинда, хитайда әрзини аққузалмиған кишиләр нюйорк шәһиридики бирләшкән дөләтләр тәшкилати бинаси алдиға келип, өй - земини дуня йәрмәнкисигә қошивелинғанлиқиға наразилиқ билдүргәнликини хәвәр қилди.

'Қанунсиз рәһбәрниң йетәкчиликидә, бәш миң йиллиқ әхләт дөвисидә еғинаватқан адәм топи'

Америкиниң шималий каролина шитатида туруватқан мустәқил тәтқиқатчи җу шөюәнниң қаришичә, бу шаңхәй йәрмәнкисиниң хитай бөлүмидики көрүнүш  -- қалақлиқиға бақмай шөһрәт қоғлишидиған, намратлиқиға бақмай исрапхорлуқ қилидиған, иҗат қилиш күчи вә кәлгүсини көрүш иқтидари болмиғанлқитин һазирқи муһитини вәйран қиливатқан, өзиниң яки өзгиниң адәмлик иззәт - һөрмитини чүшәнмәйдиған адәмләр топиниң, қанунсиз рәһбәрниң йетәкчиликидә, бәш миң йиллиқ әхләт дөвисидә еғинаватқан көрүнүш.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.