Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә униң 10 йиллиқи
2011.05.16
Йиғинда йәнә йеңи әза дөләтләрни қобул қилиш вә тәшкилатниң бундин кейинки истратегийилири қатарлиқ мәсилиләр һәққидиму музакириләр елип берилған. Ундақта шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулған 10 йилдин буян асаслиқ немә иш қилди, униң бундин кейинки тәрәққияти қандақ болиду?
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт ташқи ишлар министирлири шәнбә күни қазақистанда бир ариға келип, районниң хәвпсизлики, өз-ара һәмкарлиқни күчәйтиш вә бу йил 6-айда мәзкур тәшкилатниң қурулғанлиқиниң 10 йиллиқи мунасивити билән қазақистан пайтәхти астанада ечилидиған алий дәриҗиликләр йиғининиң мувәппәқийәтлик ечилиши қатарлиқ мәсилиләр һәққидә музакириләрни елип барған.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йиғинда хитай ташқи ишлар министири яң җечи сөз қилип, һазирқи дуня шараитида шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң райондики күчини ашуруш вә шундақла әза дөләтләрниң өз-ара һәмкарлиқини ашурушниң интайин муһимлиқини тәкитлигән. Ундақта, бу тәшкилатниң қурулған 10 йилдин бери қилған иши немә болди, униң райондики тәсир күчини ашуруш пилани кимгә немә пайда елип келиду. Түркийә көч университетиниң хәлқара мунасивәтләр профессори тимур хоҗаоғли бу һәқтә соалимизға җаваб берип мундақ дәйду.
Мутәхәссисләрниң көпи бу тәшкилатниң хитайниң ички сияситигә йәни аталмиш “шәрқий түркистан бөлгүнчилири” билән күрәш қилишиға хизмәт қилиштин башқа иш бир әмәлий әһмийитиниң йоқлуқиға ишинидиған болуп, уларниң қаришичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғиниға 10 йил болған болсиму, әмма у техи һазирғичә өзиниң ениқ мәйдани вә өзиниң паалийәт даириси һәққидә ениқ бир чүшәнчә оттуриға қойғини йоқ.
Бу, 2010-йили 6-айда қирғизистанда өзбекләр билән қирғизлар арисида йүз бәргән етник тоқунушта техиму ениқ оттуриға чиққан болуп, у вәқәдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидин һечқандақ сада чиқмиғандин кейин оттура асиядики бәзи мутәхәссисләр буниңдин қаттиқ үмидсизләнгәнликини билдүрүп, тәшкилатни өзиниң характери һәққидә йәни у бир хәвпсизлик тәшкилатиму яки тиҗарәт мәсилилири үчүн қурулған иқтисадий тәшкилатму, бу һәқтә чүшәнчә беришкә чақирған иди.
Мутәхәссисләрниң көпи шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң райондики мәсилиләрдә сөз игиси бир тәшкилат икәнликигә вә бундин кейин зорийип у һалға келидиғанлиқиғиму гуман билән қарайду. Чүнки әза дөләтләрниң мунасивәтлириниң мурәккәп болуши мәсилән, қирғизистан билән өзбекистанниң мунасивәтлири, болупму хитай билән русийиниң мәнпәәтлириниң ортақ болмаслиқидәк амиллар тәшкилатта муһим қарарларниң елинишиға тосалғу дәп қаралмақта. Ундақта шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрни һазирчә һәмкарлишишқа иттириватқан нәрсә немә? мутәхәссисләрниң қаришичә, мәзкур тәшкилатқа әза дөләтләр һәммиси диктатор дөләтләр болуп, бу тәшкилатни әмәлийәттә бир “диктаторлар һәмкарлиқи” дәп қарашқа болидикән.
Бу дөләтләрниң бешида туруватқанларниң һәммисиниң бешида демократийидин ибарәт бир от көйүватқанлиқидин, өз һакимийитини сақлап қелиштин ибарәт ортақ қайғу уларни өз-ара һәмкарлиққа мәҗбурлаватқан асаслиқ амил. Йәни, униңға әза дөләтләрниң һазирғичә тохтимай ички тәһдитләргә қарши һәрбий маневир елип беришиму буниң ениқ ипадиси дәп қаралмақта. Тимур хоҗаоғли әпәнди бу тәшкилатниң натониң бу йәрдики тәсирини чәкләштин ибарәт мәқсити үстидиму тохтилип мундақ деди.
Қазақистанда ечилған йиғинда йәнә, мәзкур тәшкилатниң қурулғанлиқиниң 10 йиллиқи мунасивити билән йеңи әзаларни қобул қилип кеңийиш мәсилилириму музакирә қилинидиған болуп, хәвәрләрдин мәлум болушичә, һазир иран, пакистан, һиндистан қатарлиқ дөләтләр бу тәшкилатқа әза болушни илтимас қилмақта икән. Түркийиму бу тәшкилатқа көзәткүчи дөләт сүпитидә киришни арзу қиливатқан дөләтләрниң бири. Бу тәшкилат бу дөләтләрни әзалиққа қобул қиламду? тимур хоҗаоғли әпәнди йеңи әза дөләтләрниң қобул қилинишиға хитайниң қизғин муамилә қилмайдиғанлиқини билдүрүп, буниң сәвәблирини мундақ дәп көрсәтти.
Өзиниң қурулуш мәқсити вә райондики һәқиқий роли һәққидә түрлүк гуманларға сәвәб болушиға қаримай, һазирчә аталмиш “шәрқий түркистан террорчилири” ға зәрбә бериштин башқа әмәлий иш қилмиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 6-айдики алий дәриҗиликләр йиғинида асаслиқ теминиң йәнила террорлуққа қарши ортақ күрәш болидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.
Мутәхәссисләр, һазир оттура шәрқтә мәйданға кәлгән демократик һәрикәтләрдин кейин, бу хил хәлқ һәрикәтлириниң өз дөлитидиму пәйда болушиниң алдини елиш үчүн, һәр қандақ бир хәлқ һәрикитини қандақ қилип террор һәрикити қилип көрситиш вә уни ортақ бастуруш, бу хил һәрикәтләргә сирттин келидиған ярдәмни чәкләш бу қетимлиқ йиғинниң муһим нуқтиси болиду, дәп қаримақта. Тимур хоҗаоғли әпәнди бу тәшкилатниң бундин кейин елип баридиған истратегийиси һәққидә тохтилип мундақ дәйду.