Хитайниң шаңхәй 6 рамкиси астида елип бериватқан бирләшмә һәрбий маневириниң һәқиқий мәқсити немә? (2)

Хитай даирилири - 5 июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға өзиниң аталмиш үч хил күчләрни қаттиқ бастуруш һәмдә оттура асия районидиму бу күчләргә ортақ зәрбә бериш тәшәббусиниң йоллуқлуқини көрситишкә урунмақта. Шундақла бу һәқтә қайта һәмкарлиқ сигнали бәрмәктә, һәтта мушу баһанидә оттура асияға әскәр киргүзүштәк ғәризиниму ашкарлиди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.08.06
SHANGXEY-6-305 Шаңхәй 6 гуруһиниң президентлири хитайға қилған зийаритиниң биридә.
AFP Photo

Алдинқи программимизда түркийә һаҗитәпә универстетидики истиратегийә тәтқиқатчиси әркин әкрәм әпәнди билән мәзкур мәсилиләр һәққидә өткүзгән сөһбитимизни аңлатқан идуқ.

Нөвәттә әркин әпәнди билән мәзкур мәсилиләр үстидики сөһбитимизни давамлаштурғандин башқа йәнә, хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астида оттура асияда йүргүзүватқан сиясий вә һәрбий һәрикәт пиланлириниң мәқсәт һәм тәсирлири һәққидә дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрди әпәндиниң мулаһизилириниму аңлап бақайли.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.