Ғәрб әллири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидин сәгәк

Хитайда ечилған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғини вә бу йиғинда ғәрб дөләтлиригә қилинған һуҗумлар, ғәрб дөләтлириниң диққитини қозғиди.
Мухбиримиз вәли
2012.06.07
putin-xu-jintaw-305.jpg Русийә президенти путин шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати йиғини һарписида хитай рәиси ху җинтав билән учрашти. 2012-Йили 5-июн, бейҗиң.
AFP

“шинхуа агентлиқи” баян қилишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт башлиқлири йиғини бүгүн бейҗиңда бир “хитабнамә” имзалап, униңда, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати мәлум дөләтләрниң һечқандақ чәклимигә учримиған һалда башқурулидиған бомбиға қарши қалқан системисини күчәйтишигә қарши туриду, оттура асияни ядро қораллиридин хали район қилип қуруп чиқиду дәп җакарлиди.

“мәркизи агентлиқи” ниң баян қилишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғини хитай аллиқачан уйғурларниң дини етиқадиға қарши һәрбий һуҗум башлиған, хитай әскәрлири “һәрбий мәшиқ” дегән нам билән оттура асияға қәдәм бесиватқан әһвал астида ечилди. Бу йиғинда ху җинтав, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң өзидә болушқа тегишлик һәммә иқтидари бу қетимқи йиғинда пүтүнлиниду, дәп җакарлиди. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини хитай билән биллә қурған русийә президенти путинму, русийә билән хитай һәмкарлишип, ортақ мәнпәәтләрни бирликтә қоғдаш шоарини оттуриға қойди.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғини 6‏-айниң 6‏-күни башлиништин икки күн бурунла, хитайниң әскири очуқ -ашкара һалда тик учар, броневик вә зәмбирәклири билән қирғизистан земиниға дәссәп таҗикистанға қарап өтүшкә башлиған иди. Хитайниң дөләт ичидә болса, ху җинтавниң оттура асияда һазир баш көтүрүватқан миллий бөлгүнчи, террорчи, дини әсәбий күчләргә зәрбә бериш буйруқи бойичә, хитай сақчи қисимлири хотәндә хәлқ өз-ара қуран өгитидиған диний мәктәпләргә һуҗум қилип, өсмүрләрни көйдүридиған һәрбий һәрикәт қоллинишқа беришқа башлиған иди.

Б б с бүгүн шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати тоғрисида елан қилған хәвиридә, әнглийә хәлқара тәтқиқат институтиниң асия тәтқиқатчиси керри браһнниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати тоғрисидики көз қаришини елан қилди.

---Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатида хитайниң ойнаватқан роли ғәрб дөләтлириниң диққитини қозғимақта, ----дәп обзорини башлайду әнглийиниң асия тәтқиқатчиси керри бираһн. Униң қаришичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати ғәрб дөләтлири аллиқачан гуман билән қарап келиватқан тәшкилат. Чүнки у, биринчидин дуняда америкини қатнаштурмиған, бәлки чәткә қеқиватқан биридин бир тәшкилат. Иккинчидин, униңда пәқәт хитайла һәл қилғуч рол ойнаватиду, башқа дөләтләрниң пикри ақмайду.

Әнглийиниң асия тәтқиқатчиси керри бираһнниң қаришичә, гәрчә дуня һечқачан хитайниң өзини тез күчләндүрүшкә шу қәдәр көп мәбләғ сәрп қиливатқанлиқиниң һәқиқий муддиасини чүшәндүридиған баһанә-сәвәблиригә болған диққитини бошаштуруп қоймиған, хитайму йиллардин буян шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң әмәлий ролини һәрхил дипломатийә васитилири арқилиқ дунядин йошуруп келиватқан болсиму, әмма хитайниң муавин баш министири ли кечаң русийидә хитайниң һәқиқий муддиасини йошуралмай, хитай 21‏-әсирдә дуняниң тәқдирини бәлгиләйдиған чоң дөләт болиду, дәп җакарлап қойди.

Әнглийиниң асия тәтқиқатчиси керри бираһнниң қаришичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң натоға риқабәт қилиш иқтидариниң бар яки йоқлуқи, хитайниң, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза башқа дөләтләр билән бирләшмә һәрбий маневир өткүзүш яки өткүзәлмәсликигә бағлиқ вә шуниңда мәлум болиду. Әмәлийәттә хитай билән русийә һәргиз бир-биригә ишәнмәйду, гәрчә бу икки дөләт һазир өзини сүрийә мәсилисидә ортақ мәнпәәткә игә дәватсиму, сүрийә мәсилисидә бирлишип ғәрбкә күч көрситишни ойлисиму, әмма уларниң бир сәптә туруп җәң қилидиған болуши мумкин әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.