Шаңхәй гуруһидин көзләнгән мәқсәтләр һәр хил
2012.12.17
Инкаслардин мәлум болушичә, мәзкур тәшкилаттики дөләтләрниң һәммисиниң көзлигән мәқсәтлири мәвҗут. Русийә билән хитайниң оттура асияда тәсир күчини талишиш ихтилаплири күчәймәктә.
Русийә учур агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу қетимқи йиғинға қирғизистан һөкүмити саһибханилиқ қилған болуп, йиғин риясәтчиликини қирғизистан баш министири җантөрә сатибалдийеф атқурди. 5-Декабир пәқәт бир күн ечилған мәзкур йиғинда алди билән қазақистан баш министири серк әхмәтоф сөз қилғандин кейин, хитай баш министири вен җябав шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң иқтисадий һәмкарлиқлирини кеңәйтиши, йәрлик банкилар арисидики һәмкарлиқларни кеңәйтиш шуниңдәк тәрәққият банкиси қуруш қатарлиқ тәшәббусларни оттуриға қойди.
Пәрғанә учур ториниң йезишичә, йиғинда һәр қайси әза дөләтләрниң баш министирлири өзлири диққәт қилған вә яки өз дөләтлири еһтияҗ һес қилған нуқтидин пикир баян қилған болуп, русийә баш министири дмитрий медведев хитай баш министири билән охшимайдиған нуқтидин чиқиш қилип, пикир баян қилған. У, сөз нуқтисини райондики хәвпсизлик мәсилилиригә қаритип, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң асаслиқ вәзиписиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулған чағда өз алдиға қойған хәвпсизликни қоғдашқа қаритилиши керәкликини тәкитлиди.
У, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати җиддий бихәтәрлик мәсилисигә һәмдә бу мәсилә бойичә һәмкарлишишни раваҗландурушниң наһайити муһимлиқиға дуч кәлмәктә” дәп тәкитлигән.
Медведев сөзидә афғанистан мәсилисини әскәрткән болса, таҗикистан баш министири ақил ақилоф шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қатнаш алақилири саһәсигә көңүл бөлүп, хәлқаралиқ аптомобил вә төмүр йол қатниши һәққидики келишимгә тезрәк қол қоюшни тәшәббус қилди.
Түркийидики истратегийилик чүшәнчиләр институтиниң хадими доктор әркин әкрәм һазир русийә билән хитайниң оттура асиядики мәнпәәт талишиши күчийиватқанлиқи, хитайниң иқтисадни баһанә қилип, районға сиңип киришкә урунуватқанлиқи, әмма русийиниң болса бихәтәрлик мәсилисидин пайдилиниватқанлиқини көрсәтти.
У, хитай мәркизий-асия-афғанистан вә иран төмүр йол линийиси пиланини тез ишқа ашурушни тәләп қилған. Әмма, өзбекистан тәрәп муавин баш министири йиғинға әвәткән болуп, муавин баш министир рустәм әзимоф өз мәмликитиниң қолға кәлтүргән нәтиҗилирини санаш һәмдә чоң вә кичик көләмдики тиҗарәт саһәлириниң тәрәққий қиливатқанлиқини тәкитләш билән чәкләнгән. Бирақ, рустәм әзимофниң су мәсилисини чөридигән һалда хәлқаралиқ өлчәмләргә риайә қилишқа аит пикирлири диққәткә еришкән болуп, мулаһизичиләр униң сөзиниң русийә тәрәпкә қаритилғанлиқи, чүнки русийиниң қирғизистан су мәнбәлирини қамал қилиш үчүн 2 милярд доллар мәбләғ селип, сир дәрясиниң башлиниш нуқтисида су електр истансиси қурушқа киришкәнликини оттуриға қоюшмақта. Русийиниң су мәнбәсини қамал қилиши өзбекистан вә қазақистан үчүн зор җиддийлик пәйда қилған.
Қирғизистан баш министири болса қирғизистан-өзбекистан-хитай төмүр йолини қурушниң зор әһмийитини тәкитләп, дөләтләрни бу саһәгә мәбләғ селишқа чақирди. Бирақ, 15 йиллардин буян мәзкур қурулуш ишқа ашмиған болуп, әркин әкрәмниң қаришичә, русийиниң разилиқисиз бу иш әмәлгә ашмаслиқи мумкин һәм хитай билән русийә арисида бу һәқтә пүтүшүм һасил қилиниши керәк.
Йиғин хуласиси сүпитидә әза дөләтләр баш министирлири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 2013-йиллиқ хамчотини имзалиди һәмдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бирләшмә тәрәққият фонди билән тәрәққият банкисини қуруш һәққидики қарарға имза қойди.
Русийиниң “визгилад.Ру” ториниң йезишичә, бу қетимқи йиғин җәрянида хитай тәрәп шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрғә 10 милярд доллар кридит (қәрз) беридиғанлиқини елан қилған шуниңдәк хитай пәрғанә вадисидики ош-баткәнт-исфара таш йолини қурушқа 136 милйон доллар мәбләғ салидиғанлиқини билдүргән.
Русийә учур агентлиқиниң йезишичә, бу мунасивәт билән русийә тәрәп қирғизистанға 25 милйон доллар ярдәм беридиғанлиқини елан қилған.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш министирлар йиғининиң әсли көзлигән мәқсәткә йетәлмигәнлики һәққидики анализларму мәйданға чиқти. Болупму, русийә бу йиғинға анчә етибар бәрмигән. Униң әксичә, русийә президенти путин йиғин ечилиштин бурун түркийини зиярәт қилип, русийиниң шаңхәй гуруһидики дөләтләргә әмәс бәлки түркийә билән болған мунасивәткә юқири дәриҗидә әһмийәт бәргәнликини намаян қилған.
Америка авазида елан қилинған бу һәқтики инкаста баян қилинишичә, русийә анализчилири бу қетимқи йиғинни нәтиҗисиз чиқти дәп хуласә чиқарған.
Русийилик оттура асия мутәхәссиси власов шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләр арисида узара ишәнчиниң кәмлики, русийә билән хитайниң арисидики ишәнчиниң кәмлики шуниңдәк улар арисида озара гуман қилиш вә оттура асияни талишиш ихтилапи барлиқини оттуриға қойди.