Радиомизға телефон қилған бир уйғурниң шавгуән - үрүмчи һәққидә ейтқанлири (2)

5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай даирилири уйғур дияридики телефон вә интернетни тақивәткән болғачқа, чәтәлликләр вә чәтәлдики уйғурлар бу вәқә һәққидә һеч мәлумат алалмайватиду.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.08.27
Urumqi-Guangdong-Qanliq-weqesi-305 2009- Йилидики "шавгуән вәқәси" вә "үрүмчи вәқәси" дин көрүнүшләр.
Youtube Дин елинған сүрәтләр.

Чәтәлдики уйғурларму вәтинидики уруқ - туғқанлири билән алақә орниталмиғачқа улардин әнсиримәктә. Чәтәлдики хитай әлчиликлири үрүмчи вәқәси һәққидә с д пиластинкиларни ишләп тарқитиватқан болсиму, чәтәлдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилат мәсуллири вә чәтәлдики уйғурлар бу пиластинкидики көрүнүшләрниң ойдурма яки бир тәрәплимә икәнликини илгири сүрмәктә.

Хитай өлкилириниң биридә яшаватқан бир уйғур радиомизниң әнқәрә ишханисиға телефон қилип гуаңдуң өлкисиниң шавгүән шәһиридә йүз бәргән уйғур ишчилар билән хитай ишчилар оттурисидики тоқунуш вә 5 - июл үрүмчи вәқәси һәққидә игилигән йеңи мәлуматларни биз билән ортақлашти.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң давамини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.