Шавгүәндики ишләмчи уйғурларниң һәқиқий сани ашкариланди
2012.11.06
2009-Йили үрүмчидә 5-июл вәқәси йүз бәргәндин кейин, 26-июн шавгүән вәқәси һөкүмәт даирилириниң диққитини қозғиған иди. 2009-Йили 7-айниң 22-күни уйғур аптоном район бәргән баянатида шавгүәндики шүри оюнчуқ завутидики уйғур ишчиларниң қәшқәр тоққузақ наһийисигә тәвә икәнликини билдүргән. Тоққузақ наһийисиниң һакими әхәт сайит мухбирларға завуттики ишләватқан уйғурларниң саниниң 819 нәпәр икәнликини, улардин 45 нәпириниң түзүмгә бойсунмай кетип қалғанлиқини, уларниң оттуричә мааши 1200 сом икәнликини вә шу қетимқи вәқәдә һашимҗан әмәт билән садиқҗан ғази қатарлиқ икки нәпәр уйғур ишчиниң өлгәнликини, 81 нәпәр уйғурниң яриланғанлиқини билдүргән иди.
Мана аридин үч йил өткәндин кейин, японийилик иқтисадшунас профессор ониши әпәнди өзиниң йеқинда нәшр қилинған “хитайдики аз санлиқ милләтләр мәсилиси вә иқтисадий пәрқләр” намлиқ әсириниң 3-бабида, бейҗиң университети җәмийәтшунаслиқ факултетиниң профессори ма луң әпәнди 2010-йили 10-айниң 8-күни елан қилған тәкшүрүш доклати йәни “җәнубий шинҗаңдики уйғур деһқанлириниң деңиз қирғиқидики шәһәрләргә йүзлиниши вә қәшқәр тоққузақ наһийисиниң ешинча әмгәк күчлирини йөткәш тәкшүрүш доклати” ни нәқил кәлтүрүш арқилиқ, шавгүән шүри оюнчуқ завутидики қәшқәр тоққузақтин йөткәлгән ешинча әмгәк күчи, уйғур ишчиларниң сани вә тәкшүрүш доклатидики завутниң сиртқи көрүнүшини қошуп, мундақ баян қилған:
-“мана бу сүрәт, 2009-йилидики үрүмчи вәқәсиниң йүз беришигә сәвәбчи болған гуаңдуң өлкисиниң шавгүән шүри оюнчуқ завути. Завуттики ишчи-хизмәтчиләрниң омумий сани он сәккиз миң нәпәр болуп, буниң ичидики икки миң нәпири уйғур, йәни җәнубий шинҗаңниң тоққузақ наһийисидин коллектип йөткәп келингән ешинча әмгәк күчлири. Бу сүрәт үрүмчи вәқәсидин кейин тартилди. Завутниң дәрвазисиға ‛мунасивәтсиз кишиләрниң киришигә рухсәт йоқ‚ дәп йезилған.” мана бу дәлил-испат хитайниң нопузлуқ университетлиридин бир болған бейҗиң университетиниң җәмийәтшунаслиқ факултетиниң профессори ма луңниң доклатидики баянлардур. Ма луң доклатида шавгүән вәқәсидә өлгән уйғурлар һәққидә тохталмиған шундақла униң доклатидики уйғур ишчиларниң сани билән әйни вақитта тоққузақ наһийисиниң һакими әхәт сайитниң бәргән доклатидики сан селиштурмисида толиму чоң пәрқ барлиқи ашкариланған.
Биз бу мунасивәт билән, әйни вақиттики 26-июн шавгүән вәқәси һәққидики учурларни әтраплиқ топлап, хәлқара җәмийәткә аңлатқан дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.