Шавгүән вәқәси һәққидә йеңи тәкшүрүшләр

5 - Июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин, 26 - июн шавгүән вәқәси һәр қайси тәрәпләрниң рәсмий шәкилдә диққәт етибариға еришти. Нөвәттә хитай һөкүмәт тармақлири, чәтәлдики ахабарат вә тәтқиқат орунлири шавгүән вәқәси һәққидә баянат вә доклатлирини оттуриға қоймақта.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.07.24
Urumqi-Guangdong-Qanliq-weqesi-305 2009- Йилидики "шавгуән вәқәси" вә "үрүмчи вәқәси" дин көрүнүшләр.
Youtube Дин елинған сүрәтләр.

Баянат вә доклатларда, вәқәдә өлгән адәм сани йәнила гуманлиқ пети турмақта. Вәқәниң келип чиқиш сәвәби һәққидә бир қисим обйиктип баһаларму оттуриға қоюлмақта.

Шавгүәндики шүри оюнчуқ завутидики уйғур ишчилар қәшқәрниң тоққузақ наһийигә тәвәдур. Тоққузақ наһийисиниң һакими әхәт сайит алдинқи күни мухбирларға бәргән мәлуматида, завуттики уйғур ишчилар саниниң әслидә 819 икәнликини ениқ билдүргән; әмма һазирқи санини ениқ ейтмиған. У мәлуматида, 819 кишидин 45 нәпириниң юртиға, 5 нәпириниң башқа җайларға қайтқанлиқини билдүргәндин кейин, һазир қепқалғанлар сани һәққидә 760" нәччә " дегән мүҗимәл ипадә қолланған.

Әхәт сайитниң мәлуматидики бу муҗимәллик шавгүән вәқәсидә үлгәнләр сани һәққидики гуманни күчләндүрмәктә.

Америкидики асия учур тәтқиқат мәркизи өткән күни шавгүән вәқәси һәққидә мәхсус доклат елан қилип мундақ дәйду: "хитай тәрәпниң шавгүән вәқәси билән үрүмчи вәқәсидә өлгәнләр сани һәққидә ейтқанлири билән уйғур тәшкилатлириниң көрситиватқан сани наһайити пәрқлиқ. Мустәқил бир тәтқиқат гурупписи мәхсус ениқлап чиқмиғичә, бу санни айдиңлаштуруш мумкин әмәс."

Бу тәтқиқат орни шавгүән вәқәсиниң көрүнүштә, бир өсәк сөз сәвәблик келип чиққанлиқини, әмәлийәттә болса, көчмән сияситидики тәдбирсизликниң паҗиәси икәнликини билдүргән. Мәзкур тәтқиқат орни доклатида мундақ дәйду: " мәдәнийәт җәһәттин тамамән охшимиған, өз ‏ - ара тилини уқушмиған, униң үстигә ариисида тарихий мәсилиләр болған икки милләт яшлирини бир оунда ишләшкә тәшкилләш наһайити чоң мәсулийәтсизликтур."

Бүгүн йәнә дуня уйғур қурултийиниң тәтқиқат мәркизиму, шавгүәндики уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидә қисқа бир доклат елан қилди; доклаттин мәлум болушичә, нөвттә шавгүәндики уйғурлар, завутниң сиртида мәхсус һазирланған икки сехқа орунлаштурулған. Уларниң сирт билән алақиси пүтүнләй үзүветилгән.

Доклатта йәнә билдүрүлүшичә, тоққузақ наһийисидин гуаңдуңға келип ишләватқан уйғур ишчиларниң сани 3400 нәпәр болуп, буниң 819 нәпири шавгүәндә. Шавгүәндики уйғур ишчиларниң чоңи 32 яш, кичики 18 яш болуп, мутләқ көп қисми 21 яш әтрапида. Буларниң ичидә 74 җүпи әр - аял.

Тоққузақ һакиминиң билдүрүшичә, шавгүәнгә кәлгән ишчиларниң 80 и толуқсиз оттура мәктәп мәлуматиға; 20% и болса толуқ оттура вә оттура техником мәлуматиға игә. Завуттики уйғур ишчиларниң арисида, толуқсиздин төвән мәлуматлиқ яки җинайәт тарихи бар яшлар йоқ. Тоққузақ һакими сөзидә завуттики яшларниң нахша - усулға амрақ, шох әмма ақкөңүл вә ишчан яшлар икәнликини әскәрткән.

Әнгилийидә чиқидиған гуардиян гезитиниң өткән һәптә гуаңдуңда тәкшүрүш елип беришичә, завуттики хитай ишчилар, уйғур ишчиларниң йүрүш - туруш вә олтуруп қопушини яхтурмиғанлиқини, икки милләт ишчилири арисида давамлиқ сүркилиш болуп турғанлиқини, қисқиси бу икки милләт яшлириниң бир җайда енақ яшиялишиниң мумкинсизликини билдүргән.

Нөвәттә, уйғур тәшкилатлири вә бир қисим чәтәллик мутәхәссисләр, хитайни көчмән вә ишчи йөткәш сияситини өзгәртишкә чақирмақта. Мустәқил тәтқиқатчилар йәнә аптономийә қанунидики вәдиләргә асасән, уйғур районидики завут - карханиларға алди билән уйғурлардин ишчи қобул қилишни тәвсийә қилмақта.

Тоққузақ наһийисиниң һакими әхәт ясин 20 ‏ - июл күни мухбирларға бәргән мәлуматида, ичкиригә ишчи йөткәшни давамлаштуридиғанлиқини, чүнки тоққузақниң иқтисадий әһвалиниң мушундақ қилишқа мәҗбур икәнликини билдүргән. Уйғур көзәткүчиләр, хитайниң уйғур қизлирини хитайға йөткәштә, зорлаш вә муһтаҗ қалдуруштин ибарәт икки хил мәҗбурлаш шәклини қоллиниватқанлиқини билдүргән иди.

Тоққузақ һакими әхәт ясин нөвәттә шавгүәндики уйғур ишчиларниң оттуричә айлиқ маашиниң 1200 йүән икәнликини, тоққузақта бунчилик пул тепиш үчүн аз дегәндә 6 ай ишлиши керәкликини ашкарилиған.

Шавгүәндики уйғурларға қарита нур бәкриниң позитсийәси билән тоққузақ һакиминиң позитсийиси алаһидә пәрқлиқ болуп, бу пәрқ чәтәл мухбирлириниңму нәзиридин қачмиған.

Бу һәқтә әскәртиш бәргән тәйвән мухбири әхәт ясинни уйғур ишчиларға қарита меһри - муһәббити сөзидин вә аһаңидин билинип туратти дәп язған. Нур бәкри шавгүән вәқәсигә уйғур яшлириниң интизамсизлиқиниң сәвәб болғанлиқини ишарәт қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.