Шаяр наһийиси йеңимәһәллә йезисидики бир уйғур тиҗарәтчи үстидин очуқ сот ечилди
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.06.24
2008.06.24

AFP Photo
Дуня уйғур қурултийи тәминлигән мәлуматларға қариғанда, бу уйғур тиҗарәтчи ақсу вилайити шаяр наһийиси йеңи мәһәллә йезиси яқа булақ кәнтидин болуп, у киши һөкүмәт бәлгилигән һәҗ қилғучилар сани тәгмигән, әмма һәҗ қилиш арзусидики бир нәччә уйғурниң пулини елип, иш беҗириш үчүн үрүмчигә чиққан болсиму, әмма иши пүтмәстин сақчиларниң қолиға чүшүп қалған.
Йәрлик һөкүмәт: " тарқақ һәҗ қилишини чәкләш һәмдә җәмийәт аманлиқини қоғдаш"
Игилишимизчә, йеңимәһәллә йезисида ечилған очуқ сотқа, мәзкур йеза тәвәсидики диний затлар асаслиқ һалда чақиртилип қатнаштурулған болуп, очуқ сотқа йәрлик диний затларни өз ичигә алған кадир вә хәлқ аммиси болуп җәмий 300 гә йеқин киши қатнашқан.Бу иштин хәвәр тапқан йеңимәһәллә йезиси 5 - кәнтлик бир деһқандин игилишимизчә, йиғинға қатнашқан диний затларға бу йиғин роһини йәткүзүш тапиланған болса керәк, кәнт мәсчитиниң имами мәсчит җамаитигә бу ишниң тәпсилатини уқтурған.
Шаяр наһийиси һөкүмәт торида бу һәқтә берилгән хәвәрдә көрситилишичә, очуқ сот 13 - июн ечилған болуп, буниңдин мәқсәт "динға ишәнгүчи амминиң һәҗ қилиш паалийитини қанун арқилиқ қелиплаштуруш, тарқақ һәҗ қилишини чәкләш һәмдә җәмийәт аманлиқини қоғдаш" икән.
Йеңимәһәллә йезилиқ сақчиханиси: " бу биз беҗиридиған дело әмәс"
Хәвәрдин мәлум болушичә йәнә, мәзкур уйғур тиҗарәтчигә " алдамчилиқ җинайити" артилған, униңға йәттә йиллиқ қамақ җазаси берилгәндин башқа йәнә 10 миң йүән җәриманә қоюлған.Һалбуки, йеңимәһәллә сақчи ханиси вә һөкүмәт даирилири шундақ бир очуқ сот ечилғанлиқини илгири сүргән болсиму, әмма бу һәқтә тәпсилий тохтилишни рәт қилди.
Йеңимәһәллә йезилиқ сақчиханидики мәсул хадимниң ашкарилишичә, бу делони сақчи орунлири беҗирмигән икән.
Дилшат ришит:" очуқ сот ечиштиму йәнила тәшвиқат юқири салмақни игилигән"
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, мәзкур уйғур тиҗарәтчи илгириму тарқақ һәҗ паалийити уюштуруш ишлириға қатнашқан болуп, бу нөвәт үрүмчидики ишлирини беҗирип болуштин илгири йәрлик сақчи даирилириниң қолиға чүшүп қалған болғачқа, һөкүмәт даирилири униңға "алдамчилиқ вә тарқақ һәҗ паалийити тәшкилләш" җинайәтлирини артқан.Униң билдүрүшичә йәнә, хитай һөкүмити уйғур елидә һазир, диний чәклимиләргә аит һәр хил тәшвиқатларни елип бериватқан болуп, бу очуқ сот ечиштиму йәнила тәшвиқат мәқсити юқири салмақни игилигән.
Уйғур елидә һәҗ паалийити һөкүмәт тәрипидин бир туташ тәшкиллинип елип берилиду һәмдә тарқақ һәҗ қилиш вә тарқақ һәҗ паалийитигә тәшкилләш қатарлиқлар қанунсизлиқ һесаблинидиған болуп, алдинқи йили йәрлик һөкүмәт даирилири тарқақ һәҗ қилишниң алдинқи елиш үчүн уйғур мусулманларниң паспортлирини йиғивалған иди.