Хитайниң "шинҗаңниң йеңи шәкилдики шәһәр қурулушини тәрәққи қилдуруш лайиһиси" уйғур сиясәтчилириниң тәнқидигә учриди

Хитайниң уйғур аптоном районлуқ һөкүмити йеқинда " шинҗаңниң йеңи шәкилдики шәһәр қурулушини тәрәққи қилдуруш лайиһииси" намида уйғур шәһәрлириниң миллий қияпитини өзгәртиш истратегийисини елан қилған болуп, хитайниң уйғур илигә қойған рәиси нур бәкри бу лайиһини "йеңи дәвиргә вә тәрәққиятқа маслишиш" дәп мәдһийилигән.
Мухбиримиз әқидә
2010.07.14
qeshqer-cheqish-305 Сүрәттә қәшқәрдики чеқиливатқан кона шәһәр райунидин бир көрүнүш
AFP Photo

Бирақ, чәтәлләрдики уйғур сиясий паалийәтчилири мәзкур лайиһини түзүш вә йолға қоюш мәқситини, " уйғур мәдәнйитини йоқ қилиш " дәп көрсәтмәктә. Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ муавин рәиси мәмәт тохти әпәнди, д у қ ниң шуниңдәк һәр бир уйғурниң бу мәсилигә сәл қаримаслиқини, күчиниң йетишичә паалийәт елип берип, уйғур мәдәнйитини йоқ қилишни баһанә қилған бундақ лайиһиниң иҗра қилинишини тосушни оттуриға қойди. Төвәндә мухбиримиз әқидә һазирлиған мәлуматқа диққәт бәргәйсиләр.

Хитай даирилири йеқинқи йиллардин буян уйғур дияриниң қәшқәр қатарлиқ қәдимий шәһәрлиридә түрлүк қурулуш пиланлирини йолға қоюп, әслидә асарә - әтиқә сүпитидә сақлинидиған қоюқ миллий алаһидиликкә игә қәдимий коча вә қора җайларни бузуп ташлимақта.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатини өз ичигә алған, қәдимий мәдәнийәтни қоғдаш органлири вә хәлқара җамаәт қәдимий қәшқәр шәһәр кочилириниң вәйран қилишини, бир мәдәнийәтниң бузғунчилиққа учриши дәп қариған болса, һәтта бир қисим асарә - әтиқә қоғдаш гуруппилири " қәшқәрни қоғдап қалайли" намида аммиви һәрикәт башлап, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бу хил бузғунчилиқлириниң алдини елишқа тиришқан.

Ташқи дуняниң тәнқидигә писәнт қилмайдиған хитай һөкүмити, өз дөлитидә иҗра қилип келиватқан хата сиясәтлирини, қандақ тәнқидкә учришидин қәтийнәзәр, " бу, дөләтниң ички сиясити" дәп қулиқини юпуруп, көзини юмуп туруп иҗра қилмақта.

Әлвәттә бу, хәлқиниң мәнпәәтини биринчи орунға қойидиған демократик әлләрниң, болупму әркин дуняда яшаватқан уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиди.

Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ муавин рәиси мәмәт тохти әпәнди, "хитайниң шинҗаңниң йеңи шәкилдики шәһәр қурулушини тәрәққи қилдуруш лайиһииси" үстидә мулаһизә йүргүзүп, мәзкур лайиһини өз ичигә алған барлиқ сиясий һәрикәтләрниң уйғурлар үчүн қилчә мәнпәәт елип кәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

Қәшқәрни гүлләндүрүш баһанисидә хитай һөкүмитиниң қәшқәрдә сиясий һәрикәт қозғап, уйғурларниң 1000 йиллиқ тарихини вәйран қилғанлиқини оттуриға қойған мәмәт тохти әпәнди": хитай һеч тәптартмастин тарихниң изналирини өчүрүп ташлиди, мәсилән, ялғуз уйғурларниңла әмәс, һәтта түрк дунясиниң пишваси дәп аталған мәхмуд қәшқири оқуған ханлиқ мәдрис йәр йүзидин йоқ қиливитилди" деди.

Бу һәрикәтниң мәйли шәһәр қурулушида болсун, иҗтимаи мәдәнийәт саһәсидә болсун, уйғурларға иҗабий шәкилдә мәнпәәт елип келишигә қилчә ишәнч қилалмайдиғанлиқини билдүргән мәмәт тохти әпәнди,чәтәлләрдики тарихи изналарға берилгән әһмийәт, хитайниң өзиниң тарихини қоғдаш үчүн көрситиватқан хизмәтлири һәққидә йәнә мундақ деди.

Уйғурларниң тарихиға мәнсуп мәдәнийәтни йоқ қилишни мәқсәт қилған " шинҗаңниң йеңи шәкилдики шәһәр қурулушини тәрәққи қилдуруш" лайиһисиниң йәнә бир хил сиясий мәқсәтни ишқа ашуруш үчүн икәнликини билдүргән мәмәт тохти әпәнди": бу һәрикәт, ваң лечүән дәвридә башланған уйғурларни сиганлаштуруш йәни уйғурларни өз вәтинидә сәргәрдан һаләткә чүшүрүп қоюш һәрикити " дәп атиди.

Мәмәт тохти әпәнди йәнә, хитай һөкүмитиниң изчил түрдә уйғурлар топлишип олтурақлашқан шәһәрләрдики бәзи районларни чиқип уйғурларни тарқақлаштурғанлиқини, техиму чоң даирә бойичә мулаһизә йүргүзгәндә, уйғурларни хитай өлкилиригә йөткәш, вәтән ичидә болса җәнубтин шималға, шималдин җәнубқа йөткәш арқилиқ иҗтимаи муһиттин айриш мәқситини ишқа ашуруватқанлиқини билдүрди. Хитай даирилириниң уйғурларға юргузуватқан бу хил сияситигә тақабил туруш үчүн җиддий тәдбирләрни қоллиниш керәкликини оттуриға қойған мәмәт тохти әпәнди бу тоғрида пикир баян қилди.

У, дуня уйғур қурултийиниң тәшкили йетәкчилики астидики җәмийәтләр, дуня уйғур қурултийи билән сиясий һәмдә тәшкили җәһәттә мунасивәт орнатқан хәлқарадики чоң тәшкилатлар, болупму бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәдәний мирасларни қоғдаш оргини билән, яврупа вә америкиниң тарихи асарә - әтиқиләр тоғрисидики тохтамнамилири, хитайниң өзиниң бирләшкән дөләтләт тәшкилати билән бу һәқтә орнатқан тохтамнамилири бойичә қануний йосунда паалийәтләр елип бериш, дунядики күчлүк дөләтләрниң бу мәсилигә нисбәтән диққитини тартиш чарилирини оттуриға қойди. Мәмәт тохти әпәнди йәнә, бу һәрикәтни һәр бир уйғур өзидин башлиши керәкликини билдүрүп, нөвәттә бир қисим уйғурларниң өз исим - фамилисини қолланғанда, хитай тәләппузи бойичә ишлитиватқанлиқини қаттиқ тәнқид қилди.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.