Германийидә 5-июл шеһитлирини әсләш паалийити өткүзүлди

7-Айниң 3-күни германийиниң мюнхен шәһиридә 5-июл шеһитлирини әсләш вә уларниң роһиға атап қуран тилавәт қилиш паалийити тәсирлик өткүзүлди.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2011.07.04
shehitlerni-aslesh-germaniye-305.jpg Мюнхенда өткүзүлгән 5-июл шеһитлирини әсләш вә уларниң роһиға атап қуран тилавәт қилиш паалийитидин көрүнүш. 2011-Йили 3-июл.
RFA/Ekrem

5-Июл шеһитлирини әсләш вә уларниң роһиға атап қуран тилавәт қилиш паалийитини германийә чоңлар мәшрипи орунлаштурған болуп, паалийәткә көплигән әр-аяллар вә балилар қатнашти. Бу паалийәт “ бир дуня өйи ” намлиқ хәлқара тәшкилатлар мәркизиниң паалийәт залиға орунлаштурулған иди. Шеһитләр роһиға атап 30 парә қуранни толуқ оқуп тамамлиған диний зиялийлар бу әсләш мурасиминиң муқәддимисини хәтмә билән башлиди.

Хәтмә ахирлашқандин кейин, д у қ диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун һаҗим шеһитләр роһиға атап дуа қилди. Дуадин кейин бу мурасимға риясәтчилик қилған германийә чоңлар мәшрипиниң әзаси, уйғур зиялийси пәрһат муһәммиди әпәнди бу қетимқи паалийәт һәққидә қисқичә мәлумат берип өткәндин кейин, д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәндини сөзгә тәклип қилди. Әсқәрҗан әпәнди 5-июл қанлиқ қирғинчилиқи һәққидә тәпсилий мәлумат берип, ахирида бу сорунни уюштурған чоңлар мәшрипи әһлигә болған тәшәккүрлирини билдүрди.

Бу қетимқи мурасимда йәнә д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди сөз елип, 5-июл вәқәсиниң җәрянини вә хитайниң вәтән ичи-сиртида бу вәқәни қарилаш йолида ойниған оюнлирини, 7-июл аяллар намайишиниң хитайниң һилә-микирлирини йәр билән йәксан қилип ташлиғанлиқини чүшәндүрди. Сабиқ шәрқий түркистан-уйғуристан миллий қурултийиниң рәиси, германийидики уйғурларниң ақсақаллиридин әнвәрҗан әпәнди сөз нөвитидә вәтәндики хәлқниң җасарәтлиригә болған қайиллиқи вә һөрмитини билдүрди. Германийә яшлар мәшрипи хадими абдуҗелил қариһаҗим ахирида сөз елип, шеһитликниң алланиң һозуридики мәртивиси вә униң вәтән-милләт истиқлалийити йолидики роли тоғрисида қисқичә тәпсир қилип өтти. Бу мурасимда йәнә 5-июл вә 7-июл күнлири германийидә өткүзүлидиған намайишларға сәпәрвәрлик қилиш чақириқлири оттуриға қоюлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.