“қизилларниң шинҗаңдики мәғлубийити”: шең шисәйниң әслимисидики раст-ялғанлар

1950-Йилларда җаллат шең шисәйниң уйғур елидики 12 йилға созулған мустәбит һөкүмранлиқи һәққидә тәйвәндә туруп язған әслимиси хитай чоң қуруқлуқидики коммунистлар һакимийити билән тиркишиш һалитидә туруватқан гоминдаңчилар арисида ғулғула қозғайду.
Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2013.01.16
péchkimu-merkizi-halqimu-305.jpg Америкилиқ хитай ишлири тәтқиқатчиси аллен вайтиң шең шисәй билән һәмкарлиқта түзүп чиққан “шинҗаң: печкиму яки мәркизи һалқиму?” намлиқ китаб. 1958-Йили.
RFA/Qutlan

Тәйвәндики көп қисим нопузлуқ шәхсләр шең шисәйниң әслимисидики баянларниң тоқулма икәнликини һәмдә униң бу китабни өзини ақлаш үчүн язғанлиқини илгири сүргән болса, йәнә бир қисим кишиләр шең шисәйниң тәрипини алиду.

Шу мәзгилләрдә америкилиқ хитай ишлири тәтқиқатчиси аллен вайтиң шең шисәйниң бу әслимисини инглиз тилиға тәрҗимә қилиду һәмдә униңға “қизилларниң шинҗаңдики мәғлубийити” дәп мавзу қойиду. 1958-Йили вайтиң шең шисәй билән һәмкарлиқта “шинҗаң: печкиму яки мәркизи һалқиму?” намлиқ китабни түзүп америкиниң мишиган дөләт университети нәшрияти тәрипидин нәшр қилдуриду. Бу китабниң биринчи қисми вайтиңниң апторлуқидики “советлар иттипақиниң 1933-йилидин 1949-йилиғичә болған шинҗаң истратегийиси” намлиқ әсәрдин, иккинчи қисми шең шисәйниң апторлуқидики “қизилларниң шинҗаңдики мәғлубийити” намлиқ әслимидин тәшкил тапиду.

Биз җаллат шең шисәйниң мәзкур топламға киргүзүлгән “қизилларниң шинҗаңдики мәғлубийити” намлиқ әслимиси һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн түркийә һаҗитөпә университети тарих факултетиниң дотсенти, доктор әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.

Доктор әркин әкрәм әпәнди шең шисәйниң бу китабни йезиштики мәқсити һәққидә тохтилип, униң уйғур елигә һөкүмранлиқ қилған йилларда хитай мәркизий һөкүмитиниң тәстиқисиз советлар иттипақи билән пәвқуладдә йеқин мунасивәт қурғанлиқини, һәтта уйғур елини совет иттипақиниң бир иттипақдаш җумһурийити қилиш үчүн сталинға тәклип бәргәнликидәк “гунаһ” лирини йошуруш муддиаси билән язғанлиқини тәкитлиди.

Әркин әкрәм йәнә шең шисәйниң әслимисиниң биринчи бетидики “шинҗаң адәттин ташқири гүзәл бир макан, әгәрдә мән бир сәнәткар яки сенарийә язғучиси болған болсам бу өлкә һәққидә йүзлигән йетүк әсәрләрни йезип униң мислисиз гүзәлликини дунядики милйонлиған тамашибинларға аңлатқан болатти” дегән баянлири һәққидә тохтилип мундақ деди: “шең шисәй өзиниң уйғур елидә ойниған рәзил оюнлирини пәрдазлап көрситиш үчүн мушундақ баянлар билән оқурмәнләрни алдимақчи болған. Мәлумки, шең шисәйниң һаятидики һоқуқи әң күчлүк, тәсири әң зор болған мәзгилләр униң уйғур елигә мустәбит һөкүмран болған йиллири иди. Тәйвәнгә барғандин кейин бундақ имтияздин мәһрум болди, ахирқи өмрини йошурун һалда вәһимә ичидә өткүзди. Еһтимал у бурунқи сәлтәнитини әсләп мушундақ баянлар билән өз-өзигә тәсәлли бәргән болса керәк.”

Әркин әкрәм шең шисәй әслимисидә көрситилгән 1933-йилидин 1944-йилиғичә болған арилиқта уйғур елидә қамаққа вә өлүм җазасиға һөкүм қилинған һәр милләт мәһбуслириниң саниниң ялған икәнликини, буниң пәқәт шең шисәйниң башқиларни алдаш үчүн тоқуп чиқарған сахта мәлумати икәнликини илгири сүрди. Шуниң билән бир вақитта, у йәнә шең шисәйниң әслимисиниң ахириға берилгән сиясий мәһбусларниң иқрарнамилириниң раст-ялғанлиқини пәқәт архип материяллириға тайинипла һөкүм қилғили болидиғанлиқини әскәртти.

Ахирида у шең шисәйниң әслимисидики бир қисим тарихий йилнамиләр һәмдә совет иттипақи билән мунасивәтлик болған бәзи баянларниң тарихшунаслиқ нуқтисидин мәлум пайдилиниш қиммитигә игә икәнликини, әмма униң уйғур елидики һөкүмранлиқини пәрдазлап көрсәткән баянлириниң сахтилиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.