Әнқәрәдә “шәрқий түркистандин хәвириң барму?” мавзулуқ йиғин өткүзүлди
2011.04.25

Бурун түркийидики аммиви тәшкилатлар, университетлар, тәтқиқат мәркәзлири вә бәзи идарә-җәмийәтләр шәрқий түркистан һәққидә йиғинлар чақирип шәрқий түркистан һәққидә мулаһизиләр елип баратти. 5-Июл үрүмчи вәқәсидин кейин һәрқайси толуқсиз вә толуқ оттура мәктәп оқуғучилириму шәрқий түркистан һәққидә паалийәтләрни өткүзүп, уйғур мәсилиси һәққидә издәнмәктә.
4-Айниң 21-күни чүштин кейин әнқәрә яқаҗиқ толуқ оттура мәктипи оқуғучилири “шәрқий түркистандин хәвириң барму?” мавзулуқ паалийәт өткүзди. Толуқ оттура мәктәп 2-синип оқуғучилиридин әлиф тунч вә күбра автан қатарлиқ оқуғучиларниң бирқанчә айлиқ издиниши нәтиҗисидә өткүзүлгән бу йиғинға, оқутқучи -оқуғучилардин болуп 500 әтрапида киши қатнашти.
Йиғинда алди билән 5-июл үрүмчи вәқәсиниң келип чиқиш сәвәблири, 5-июл үрүмчи вәқәси вә 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейинки вәзийәт баян қилинған һөҗҗәтлик филим көрситилди. Һөҗҗәтлик филимни көргән оқуғучилар өзини туталмай йиғлишип кәтти.
Кейин шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси мәсули хәйрулла әфәндигил әпәнди “шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити вә түркийиниң шәрқий түркистан сиясити” темисида сөз қилди.
Әнқәрә яқаҗиқ толуқ оттура мәктипиниң муавин мудири әрол қартақ әпәнди қилған сөзидә бу хил йиғинларда оқуғучиларниң дуняда немиләрниң болуватқанлиқини өгиниши, оқуғучиларниң өз тарихини, әҗдадлирини биливелиши үчүн интайин пайдилиқ икәнликини билдүрди.
У сөзидә йәнә бүгүн дуняниң нурғун җайлирида мәйданға келиватқан һадисиләрниң инсанларниң көңлини қаттиқ йерим қиливатқанлиқини, түркләр билән тили вә дини охшаш уйғур қериндашлириға хитай селиватқан бу зулумниң түркләрниң көңлини қаттиқ ағритиватқанлиқини тәкитлиди. У сөзиниң ахирида уйғурлар қериндашлири болғанлиқи үчүнла әмәс, инсан болғанлиқи үчүн, хитайниң инсанлиққа қарши җинайәт өткүзүватқанлиқи үчүн хитайға қарши туридиғанлиқини, буниңдин кейинму мәктипидә шәрқий түркистан һәққидә давамлиқ һалда бу хил паалийәтләрни өткүзидиғанлиқини ейтти.
Тарих муәллими айхан әрдоған әпәнди бу йиғинда оқуғучиларла әмәс оқутқучиларниңму шәрқий түркистан һәққидә көп мәлуматқа игә болғанлиқини аңлитип мундақ деди: бу йиғинда пәқәтла оқуғучиларла әмәс, оқутқучиларму шәрқий түркистан һәққидә мәлумат игиси болди. Чүнки шәрқий түркистан сиртқа етиветилгән йәр болғачқа у йәрдә болуватқан вәқәләрни хитай йошуруп кәлгән икән.
Йиғинда нурғун оқуғучилар уйғурларға ичи ағрип йиғлап кәтти. Оқуғучилар бу вәқәләр растинила болуватамду? бизниң һөкүмитимиз нәдә? түркий җумһурийәтлири нәдә? немишқа бу қериндашлиримизға ярдәм қолини узатмайду? дәп йиғлап кәтти. Мениң билишимчә шәрқий түркистан мәсилиси түркийидә көпрәк университетлардики йиғинларда күнтәртипкә келәтти, әмди толуқ оттура мәктәпләрдиму йиғин чақирилишқа башланди.
Шәрқий түркистанда мәйданға келиватқан бу ечинишлиқ вәқәләрни түркийидә һәммә инсанға аңлитишимиз керәк. Болупму яш-өсмүрләргә яхши аңлитишимиз керәк, чүнки улар дөлитимизниң келәчики. Түркийә дөлити шәрқий түркистандики уйғур қериндашлиримизға чоқум игә чиқиши керәк.