Шәрқи түркистан җумһурийити-уйғур тарихидики унтулмас сәһипә
2007.11.12

1933 - Йили 12 - ноябир вә 1944 - йили 12-ноябирдин ибарәт охшаш бир күндә уйғур хәлқи икки қетим өз мустәқиллиқини җакарлап,20-әсирдики, өз-өзи хоҗа болған шәрқий түркистан җумһурийитини қурған иди. Әнә шу күнидин етибарән 12-ноябир уйғур хәлқиниң тарихидики унтулмас вә шәрәплик сәһипә болуп қалди.
Биринчи җумһурийәт-шәрқий түркистан ислам җумһурийити
Мәлумки,1931-йили уйғур хәлқиниң 20-әсирдики кәң көләмлик миллий мустәқиллиқ қозғилиңиниң тунҗи оқлири қумул тағлирида етилди.
Хоҗа нияз һаҗим башчилиқидики бу қозғилаң ғәлибисери кеңийип, уйғур елиниң һәммә җайлириға күчлүк тәсир көрситиш билән хәлқниң азадлиққа,мустәқиллиққа болған ишәнчисини ашурди.Нәтиҗидә, 1933-йили.2-Айниң 13-күни хотән хәлқи муһәммәд имин буғраниң рәһбәрликидә қозғилаң көтирип, шу йили 4-айниң11-күни хотән һөкүмитини қурди. Шуниңдин кейин турпан, кучар,ақсу,қәшқәр қатарлиқ җайлардиму арқиму-арқидин қозғилаң көтирилип, бу җайлардики җиншурен һөкүмранлиқи ағдуруп ташлинип, һакимийәт қозғилаңчилар қолиға өтти. Хоҗа нияз һаҗим вә мәһмут муһитилар башчилиқидики қумул-турпан қозғилаңчилириму тәңри тағлириниң җәнуп тәрәплиригә кеңәйди. Мана мушундақ шараиттин пайдилинип, шәрқий түркистан мустәқил җумһурийитини бәрпа қилишни мәқсәт қилған сабит дамоллам 1933-йилиниң күз айлирида хотәндин қәшқәргә келип, қәшқәрни азад қилған төмүр ели билән көрүшти һәмдә "шәрқи түркистан истиқлал җәмийити"ни қурди вә җидди тәйярлиқлардин кейин 1933-йили 12-ноябир күни қәшқәр шәһридә дағдуғилиқ мурасимлар билән шәрқи түркистан ислам җумһурийити қурулғанлиқи җакарланди.
Шәрқий түркистан ислам җумһурийити өзиниң асасий қануни, дөләт бәлгиси, дөләт гемни, дөләт байриқи қатарлиқ дөләтчилик ипадилиригә игә болғандин сирт йәнә һәр қайси министирлиқлар тәсис қилди. Хоҗа нияз һаҗим мәңгүлүк президент, сабит дамоллам баш министирлиқ вәзиписигә тәйинләнди.
1934-Йили, феврал ейида бу яш һакимийәт ташқи сияси җәһәттин совет иттипақиниң арилишип, шең шисәйни һәрбий-сиясий җәһәттин қоллиши, ички җәһәттә ма җуңйиң тәрәпдарлири болған туңган қораллиқ күчлириниң бивастә һәрбий һуҗумлири шундақла қозғилаңчиларниң ички низалири һәм иттипақсизлиқлар қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин үзүл-кесил ағдуриветилди.
Гәрчә бу һакимийәт қисқа вақит мәвҗут болсиму, лекин у уйғур тарихидики тунҗи миллий җумһурийәт болуп, әйни вақитта асия қитәсидә күчийишкә йүзләнгән җумһурийәтчилик пикирлириниң шуниңдәк әйни вақиттики ички-ташқи амиллар тәсириниң нәтиҗисидин ибарәт иди.
1934-Йилиниң әтияз ейида совет иттипақиниң вастичилиқи билән хоҗа нияз һаҗим ақсуда шең шисәй вәкиллири билән келишим түзүп, бирләшмә һөкүмәт қурушқа рази болуп, үрүмчигә берип, муавин өлкә рәислик вәзиписини тапшурувалди. Шуниң билән миллий инқилабқа қатнашқан һәм хели көп сандики бир қисим кишиләр мәсилән юнус бәг, мәхмут муһити, сали дорға вә башқилар өлкиниң назиридин тартип, вали һәм һакимлиқ вәзипилиригә еришти. Әпсуски, 1937-йилидин кейин шеңшисәй әсли маһийитини бирақла ашкарилап, өзи билән иттипақ түзгән хоҗа нияз һаҗим башлиқ барлиқ миллий башлиқларни тутқун қилип, түрмигә ташлиди һәмдә өлтүрди. Шиң шисәйниң террорлуқ сиясити билән 1943-йилиғичә болған арилиқта 100 миңдин артуқ адәмниң тутқун қилинип өлтүрүлгәнлики мәлум.
Икки қетим қурулған шәрқий түркистан җумһурийити
Арилиқта 11 йил өтүп, 1944-йили 9-айда нилқиниң уластай тағлирида фатих батур, ғәни батур әкбәр, нурум, осман вә хәмит қатарлиқларниң башламчилиқида қозғилаң партлап, миллий азадлиқ инқилаби или тағлирида кеңийишкә қарап йүзләнгәндә, 1944-йили 4-айда ғулҗа шәһридә қурулған" азадлиқ тәшкилати" мәхпий түрдә ғулҗа қозғилиңиға тәйярлиқ қилди.
10-Айда нилқа азад болди. 7-Ноябир күни азадлиқ тәшкилати ғулҗа шәһиридә нилқа партизанлири билән бирлишип қозғилаң көтирип, 12-ноябир күнигичә ғулҗа шәһиридики һәрәмбағ, лаңшаң қатарлиқ җайлардин башқа пүтүн шәһәрни азат қилди. 1944-Йили 12-ноябир күни шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмитиниң қурулғанлиқи җакарланди. Әлихан төрә рәис, һакимбәг ғоҗа билән қазақлардин обул хәйир төрә муавин рәис болди һәмдә узун өтмәйла 9 маддилиқ сияси хитабнамә елан қилинди. 1 6 Киши һөкүмәт әзалири бекитилди һәмдә сәһийә, маарип, деһқанчилиқ-орманчилиқ, дини ишлар, баҗ, сода вә чарвичилиқ министирликлири қурулди. Шуниңдин тартип, шәрқи түркистан җумһурийити һөкүмитиниң рәһбәрликидә или хәлқи тездин илини толуқ азат қилди.
1945-Йили 8-априлда миллий армийисини қурулуп, 6-айдин башлап үч йөнилиш бойичә һуҗумға өтүп, тарбағатай вә алтай вилайәтлирини һәмдә җәнуб тәрәптә ақсу, қәшқәр һәм йәкән вилайәтлириниң бир қисим йәрлирини азад қилди. Бирақ, хәлқара вәзийәтниң тәқәззаси һәмдә сталин һөкүмитиниң бесими сәвәбидин 1945-йили 10-айда шәрқий түркистан җумһурийәт һөкүмити билән хитай мәркизи һөкүмити оттурисида течлиқ сөһбити башлинип, 1946-йили,7-айда бирләшмә һөкүмәт тәсис қилинди. Әмма, хитай мәркизи һөкүмити билән шәрқий түркистан һөкүмитиниң тинчлиқ келишиминиң роһи бойичә қурулған бирләшмә һөкүмәт бир йилға йеқин мәвҗут болуп, сияси күрәш әвҗи алған болсиму, лекин мәзкур һөкүмәт бузулуп, әхмәтҗан қасими башчилиқидики бирләшмә һөкүмәткә қатнашқан вәкилләр ғулҗиға қайтти.
Әнә шуниңдин тартип таки 1949-йили 10-айғичә или, тарбағатай вә алтайни бир гәвдә қилған мәзкур һөкүмәт мустәқил мәвҗут болуп турушни давамлаштурған болсиму, бирақ 1949-йили 9-айда әхмәтҗан қасими, исһақ бәг муноноф қатарлиқ инқилаб рәһбәрлири совет территорийисидә "айропилан һадисиси" дегән нам астида сирлиқ түрдә қазаға учриди. Көпинчә тарихчилар әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң сталин һөкүмити тәрипидин өлтүрүлүп, шәрқий түркистан һөкүмити җүмлидин пүтүн уйғур елиниң сталин тәрипидин мавзедуң башчилиқидики хитай коммунист һөкүмигә соға қилинғанлиқини хуласилайду.
Шундақ қилип, 1949-йили 10-айда совет иттипақи билән хитай коммунистлири арисидики һәмкарлиқ вә пүтүшүш бойичә хитай азадлиқ армийиси уйғур елиға кирди. Миллий армийә 5-корпус қилип өзгәртилип, шәрқий түркистан җумһурийити нами билән қурулуп, үч вилайәттә бәш йил мәвҗут болуп турған һакимийәт ахирлаштурулди.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка уйғурлири шәрқий түркистан җумһурийәт күнини хатирилиди
- Шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң рәиси абдувәлиҗан вапат болди
- Советләр иттипақи дәвридики уйғур зиялийлириниң намайәндиси абдулла рози бақейиф тоғрисида сөһбәт
- Шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси тарих институтиниң 'алаһидә хизмәт көрсәткән орган' болғанлиқи һәққидә уйғур тарихшунаслириниң баһаси (2)
- Шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси тарих институтиниң 'алаһидә хизмәт көрсәткән орган' болғанлиқи һәққидә уйғур тарихшунаслириниң баһаси (1)
- Рабийә қадир ханим билән сөһбәт --- йеңи ира гезитидики мақалә һәққидә
- Чиңхуа университетида шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә лексийә өткүзүлди (1)
- Хәлқараниң хитай коммунист партийисиниң 17 - қурултейи һәққидики инкаслири
- Сабит дамолламниң китаби түркийидә нәшир қилинди
- Русийилик уйғуршунас димитрий василийефниң қәдимқи уйғур мәдәнийити һәққидә ейтқанлири
- Дәм елишқа чиққан генерал арман қулоғли билән сөһбәт (2)
- Австралийидә көп тәшкилат бирликтә өткүзгән намайишларда уйғур мәсилиси асасий орунға қоюлди
- Әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң сирлиқ өлүми һазирғичә гуманда
- японийә империйиси топлиған уйғурлар һәққидики материяллар (2)
- японийә империйиси топлиған уйғурлар һәққидики материяллар (1)