Тарихта қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш мурасими
Мухбиримиз арслан
2010.11.11
2010.11.11

RFA Photo / Arslan
Мурасимға, милләтчи һәрикәт партийиси, түркийә партийиси, милләтчи вә муһафизикар партийиси қатарлиқ сиясий партийиләрниң вәкиллири, истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилат мәсуллири вә истанбулда яшаватқан уйғур қазақлардин әр - аял болуп көп санда киши қатнашти.
Мурасим, шәрқий түркистан вә түрк дунясиниң шеһитлириға һөрмәт билдүрүп бир минутлуқ сүкүттә туруш вә истиқлал марши оқуш билән башланди. Мурасимда шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң рәиси яқупҗан ечилиш нутқи сөзлиди. Мурасимда, йәдитәпә университетниң оқутқучиси профессор мәһмәт сарай әпәнди, "түркистан һөкүмәтлири немә үчүн мувапиқийәт қазиналмиди?" дегән темида, маниса җәлал баяр университи тил - әдәбият факултети тарих бөлүминиң оқутқучиси доктор әмин киркил әпәнди, "милләтләрниң мустәқиллиқ дәвридә шәрқий түркистанда түнҗи мустәқиллиқ мәсилиси вә қәшқәр һөкүмити", дегән темида, маниса җәлал баяр университи тил - әдәбият факултети тарих бөлүминиң оқутқучиси доктор өмәр қул әпәнди, "империялистлар оттурисида бир мустәқиллиқ дастани, 1944 - йили шәрқий түркистан вәқәлири", дегән темида сөз қилди.
Маниса җәлал баяр университети тил - әдәбият факултети тарих бөлүминиң оқутқучиси доктор әмин киркил әпәнди, "милләтләрниң мустәқиллиқ дәвридә шәрқий түркистанда түнҗи мустәқиллиқ мәсилиси вә қәшқәр һөкүмити", дегән темида сөз қилип мундақ деди: "20 - әсәрниң дәсләпки йиллири дуня тарихиға қарайдиған болсақ, дуняда чоң бир өзгиришләр болған, йеңилиқлар мәйданға чиққан, бүйүк императорлуқлар йимирилгән, йеңи дөләтләр қурулған. Асарәт астида қалған милләтләр мустәқиллиққа еришкән бир дәвр иди. Милләтләрниң мустәқил болуш дәври дәп тонулған бу заманларда, яврупа вә асия дөләтлириниң хәритилири қайтидин сизип чиқилди. Әмма түркистан җуғрапийиси өзгәрмиди. Түркистан дегән йәр әсли түркләр яшиған бир җуғрапийә вә бүгүнки шәрқий түркистан дегән йәр болса миладийидин 100 йиллар илгири түркләр яшиған йәр. Хитай тарихта түркләрдин қоғдиниш үчүн сәддичин сепилини ясиған болсиму кейинки дәврләрдә оттура асияға көз тикип бир қанчә қетим шәрқий түркистанни ишғал қилди. Әң ахирида 19 - әсирдә яқупхан бәдөләт һакимийити манҗулар тәрипидин ағдурулди. Шуниңдин бири шәрқий түркистан тохтимай һәрикәтлинип кәлди. Бүгүнки күндә дуняда қанчилик инсан қелипидин чиққан җинайәтләр болса һәммиси у йәрдә ишлиниватиду. Бу дәвр уйғиниш дәври, әлвәттә бу җинайәтчиләр җавабсиз қалмайду."

Адәттә тарихй вәқәләрни тәтқиқ қилғанда шу дәврниң вә районниң сиясий вәзийитини дөләтләр арисидики күч тәңпуңлуқи тәкшүрүп ениқлиниду. яқупхан дәвридә, 1933 - йилидики шәрқий түркистан һөкүмити дәвридә, бир тәрәптә хитай, бир тәрәптә русийә, йәнә бир тәрәптә японийә, булар асия урушини елип беривататти. Йәнә бир тәрәптә русийә билән ғәрб дөләтлири вә әнглийә риқабәтлишиватқан болуп, әнглийә русийиниң деңизда алдини тосушқа урунуватқан бир вәқәләр болған. Мушундақ бир дәвирдә йәни 1931 - йилларда уруш һәрикәтлиниш әвҗ алди. Бу һәрикәтләр җәрянида, хитай һакимийитиниң районда йүргүзгән еғир бесим сәвәбидин буниңға қарши чиқиш баш тартип болалмайдиған вәзийәткә кәлди, вә күрәш башланди 1933 - йили 9 - 10 - айларда хоҗинияз һаҗиниң һәрикитиниң мәйданға чиқиши билән муһим йеңилиқлар оттуриға чиқти. Бу йәрдә әмирләр һәрикитиниму бу һәрикәтләрниң алдинқи қатардики һәрикәт дәп һесаблишимиз лазим. Бу дәвирдә, мәмәтимин буғра, хоҗинияз һаҗи қатарлиқ кишиләр өз юртлирида юрт мөтивәрлири болуп тонулған хәлқ арисида етибарға елинған кишиләр иди. 1933 - Йили чоң үмидләр билән қурулған бу шәрқий түркистан ислам җумһурийити, рәһбәрләрниң өз ичидә пикир охшашмаслиқ пәрқлири болғанлиқи үчүн мустәһкәм болалмиди вә күткән мәқсәткә йетәлмиди.
Шәрқий түркистан һөкүмитиниң қурулуш басқучлири
Доктор әмин киркил әпәнди шәрқий түркистан һөкүмитиниң қурулуш басқучлири һәққидә тохтилип мундақ деди: бу һөкүмәтниң қурулуш басқучида наһайити муһим нишанлар оттуриға қоюлди. Ички кабинниң қурулуши, асасий қанунниң түзүлүши, шәрқий түркистан ислам җумһурийити ай юлтузлуқ көк байрақни дөләтниң рәсми байриқи дәп тәстиқлиши. Кейинки шәрқий түркистан азадлиқ һәрикәтлири бу байрақни дөләт символи дәп тонуп қолланди. Бу дөләтниң муһим ишлиридин бири, бу һөкүмәт дәсләптә хитайдин азат болғандин кейин хитай билән дүшмәнлишиватқан дөләтләр билән мунасивәт орнатти. Дәсләптә әнглийә вә түркийә билән дипломатийә мунасивәт орнатти. Хәлқарада күткән ярдәмни қолға кәлтүрәлмигән. Бу җәрянида, бир тәрәптин ғәрбий түркистан совет ишғал астида болғанлиқи үчүн совит иттипақи шәрқий түркистан һөкүмитидин қайғуланди вә уларға ярдәм қилмиди. Шәрқий түркистан мустәқиллиқиниң русийә һакимийәт астидики ғәрбий түркистанға тәсир көрситишниң алдини елиш үчүн бир түркүм тәдбирләрни алди. Бу йәрдә шәрқий түркистан һөкүмитиниң ташқи мунасивәтлиридә һиндистан билән елип барған дипломатийә мунасивәттә мувәппәқийәт қазанғанлиқини көрүвалғили болиду. Бу һөкүмәт һиндистан билән зич мунасивәт орнатқан. Шу сәвәбтин болса керәк, 1933 вә 1940 - йилидин кейинки шәрқий түркистан көчмәнлириниң һиндистанға көчүп кетиши вә һиндистанни яшаш үчүн таллиғанлиқи бу дөләт билән яхши мунасивәт қурғанлиқиниң нәтиҗиси. Түркийә у дәвирдики ташқи сиясәттики әң йеқин мунасивәт қурған дөләт.1933 - Йили қурулған шәрқий түркистан һөкүмитиниң асасий қануниниң әһмийити
Доктор әмин киркил әпәнди 1933 - йили қурулған шәрқий түркистан һөкүмитиниң асасий қануниниң әһмийити һәққидә сөз қилип мундақ деди: шәрқий түркистан һөкүмитиниң асасий қанун түзүми наһайити диққәтни тартидиған бир қанун иди. Бу асасий қанун миллий дөләтни идарә қилиш үчүн түзүлгән. Бу у дәврниң миллий ойғинишниң мәйданға чиққанлиқини вә 1933 - йилидики һәрикәтниң түрк милләтчиликниң һәрикити икәнликини ипадиләштә муһим. Бу асасий қанунға шәрқий түркистандики хитайға қарши чиққан пүткүл түрк миллитини вә яки хитайға қарши пүткүл район вә милләтләрни бирләштүрүш вә хитайға қарши бир күч мәйданға чиқиришни мәқсәт қилип түзүлгәнлики җәһәттин әһмийәткә игә.Һөкүмәтниң ағдурулуши үчүн совет иттипақиниң ойниған роли
Доктор әмин киркил әпәнди 1933 - йили қурулған шәрқий түркистан һөкүмитиниң ағдурулушида совет иттипақиниң ойниған роли һәққидә тохтилип мундақ деди: "совет иттипақиниң бу райондики бир түркүм күчлири, бу һөкүмәтни қисқа вақит ичидә ағдурувәтти. Совет иттипақи, һөкүмәтни қурған рәһбәрлири оттурисидики бир түркүм пикир охшимаслиқини мәйданға чиқирип, күшкүртүп, өз - ара пикир - ихтилап пәйда қилған. Буниң нәтиҗисидә яхши нәтиҗиләр күтүлүватқан бу һөкүмәт, арзу қилинған нәтиҗини қолға кәлтүрәлмиди вә шәрқий түркистандики хитай - түрк уруши, бир тәрәптин хитайниң бу районни иккинчи қетим ишғал қилиши, һәрикәт рәһбәрлириниң куп қисминиң өлтүрүлүши, йәнә бир тәрәптин русийиниң бу райондики тәсири вә ешиватқан бесим нәтиҗисидә, бәзи шәрқий түркистанлиқларниң ғәрбий түркистанға көчүшкә мәҗбур болиши, бир қисиминиң һиндистанға көчүп кетиши, бу һәрикәтниң йерим йолда қелишқа сәвәб болди. Бу әлвәттә асан бир көрәш әмәс, бу көрүштә хәлқара ярдәмни қолға кәлтүрмәстин, бир дөләтниң етирап қилиниши, идарә қилип йүргүзүлүши, давам қилиши асас иш әмәс. Бүгүнки күндиму шәрқий түркистан давасиға игә чиқиш вә давани юқири басқучқа елип чиқиштики әң чоң кәмчилликтин бири хәлқараниң ярдәм қилмаслиқи, дәп ойлаймән. Бүгүнки күндә мустәқиллиқини қолға кәлтүрәлмигән хәлқ омумий җәһәттин елип ейтқанда әпсуслинарлиқ билән дуняда пәқәт шәрқий түркистандин башқа һеч қандақ бир йәр қалмиди. Ата юртниң мустәқил, қериндашлиримизниң өзигә өзи хоҗа болидиған бир юртқа айлинишни арзу қилимән. Һәр қандақ вәзийәттә бу җәһәттә қәдәм басқан пүткүл қериндашлиримизни хатирләш бизниң вападарлиқ мәҗбурийитимиз, кичик қәдәм билән башлап чоң қәдәм бесилишини, чоң ишларниң вуҗутқа чиқишини арзу қилимән. Көк байрақниң у йәрләрдә ләпилдигинини көрүшкә аллаһ бизни несип қилғай."Йиғинда йәнә маниса җәлал баяр университи тил - әдәбият факултети тарих бөлүминиң оқутқучиси доктор өмәр қул әпәнди, "империялистлар оттурисида бир мустәқиллиқ дастани, 1944 - йили шәрқий түркистан вәқәлири", дегән темида сөз қилип мундақ деди: "хитай, шәрқий түркистанда 1944 - йилидики һәрикәтниң тәсирини вә бу һәрикәтниң немә үчүн мустәқиллиққа айлиналмиғанлиқиниң сәвәбини билиштә хитай тарихлириға қарап чиқишқа тоғра келиду. 1911 - Йили хитайда суң җуңшәнниң башчилиқида җумһурийәт елан қилинди. 1925 - Йили суң җуңшән өлгәндин кейин униң орниға җаңкәйши кәлди. Милләтчи хитай гоминдаң һакимийити, 1911 - йилдин 1949 - йилғичә болған арилиқта шәрқий түркистанни қошуп пүткүл хитайни идарә қилди. 1925 - Йили суң җуңшән өлгәндин кейин хитайда бир коммунизм еқими мәйдан чиқти вә коммунизм билән гоминдаң оттурисида уруш партлиди. Бу дәвирдә хитайлар шәрқий түркистандики тәсирини йоқатти. Бу йәргә бәлгилигән валий әмәлдарлар мәркизи һөкүмәткә хиянәт қилди. 1940 - Йиллардин башлап коммунизм билән милләтчи гоминдаң оттурисида ички уруш башланди. Бу дәвирдә яң зиңшин вә җин шуриндин кейин әң чоң хиянәтчи шең шисәйниң 1933 - йилдин 1944 - йилғичә шәрқий түркистанда йүргүзгән вәһшиянә зулум вә бесим билән башқуруп кәлди. Мушундақ бир вәзийәттә әпсуслинарлиқ билән хитайда йүз бәргән бу сиясий вәзийәттә, хитайдин айрим мустәқил дөләт қурушни мәқсәт қилинған шәрқий түркистан, тибәт вә ички моңғулистандики һәрикәтләрни һеч қандақ бир күч қоллимиди. Чүнки мустәқил әнглийә вә америка дөләтләр хитайдики коммунизмға қарши ички һәрикәтләр сәвәбидин хитайниң земин пүтүнлүкини қоғдиған. Бу сәвәбтин хитайдин айрилип мустәқил дөләт қуруш мәқсәт қилинған һәрикәтләрни қоллимиған. Русийә бир аз ярдәм қилған әмма русийә өз мәнпәәтлири үчүн ярдәм қилған."
Совет иттипақиниң шәрқий түркистан җумһурийитигә қарита тутқан мәйдани
Доктор өмәр қул әпәнди 1944- йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң йимирилишидә совет иттипақиниң ойниған роли һәққидә тохтилип мундақ деди: "совет иттипақи оттура асия һакимийәт йүргүзгән болсиму шәрқий түркистанни хитайдин өз һакимийәт астиға алалмайдиғанлиқини билгәнлики үчүн русийә шундақ сиясәт йүргүзди. Шәрқий түркистанда өз мәнпәәтлири үчүн һәрикәт қилидиған һөкүмәтни қоллаш, бу хил усулда хитайни буниң билән мәшғул қилип, күчини аҗизлаштуруш, мустәқиллиқ һәрикәтни өз мәнпәәтигә тоғра кәлмисә қоллимаслиқ сиясәт ойниди. Қарайдиған болсақ, 1933 - йили шең шисәйни әмәлдар қилған күч совет иттипақи. 1944 - Йилидики келишим қилдурған күчму совет иттипақи."Доктор өмәр қул әпәнди сөзидә йәнә шәрқий түркистанниң мустәқиллиқиниң моңғулистанниң мустәқиллиқи үчүн қурбан қилинғанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: "шәрқий түркистан армийиси манасқа келип тохтилиду, немә үчүн үрүмчигә киришкә 130 киломитер қалғанда тохтилитиду? буниң җаваби, 1945 - йили 2 - айниң 4 - күнидин 9 - күнигичә ялта йиғини өткүзүлди вә совет иттипақи 2 - дуня урушида америка қошма шитати вә әнгилийидин моңғулистанниң мустәқил болушини вә хитайдин моңғулистанниң мустәқиллиқини етирап қилишни тәләп қилиду. Бу йиғинда бу мәсилиниң хитай билән русийә оттурисида һәл қилинишни қарар қилиду вә бу икки дөләт өз - ара музакирә елип бериш нәтиҗисидә, хитай моңғулистанни мустәқил дөләт дәп етирап қилишниң бәдилигә, шәрқий түркистандики мустәқиллиқ һәрикәтләрни русийиниң қоллимаслиқини шәрт қилиду, нәтиҗидә русийә буни қобул қилиду вә шәрқий түркистан һеч қандақ күчниң қоллишиға еришәлмәй ялғуз қалиду."
Доктур өмәр қул әпәнди сөзидә йәнә шәрқий түркистан җумһурийитиниң пут тирәп туралмаслиқниң башқа сәвәблирини оттуриға қоюп мундақ деди: "у дәвирдә америка коммунизмниң хитайда һакимийәт қурушниң алдини елиш үчүн хитайниң земин пүтүнлүкини қоғдиған. Бу һәқтә мәрһум әйса йүсүп алиптекин сөз қилип, шәрқий түркистан җумһурийитиниң пут тирәп туралмаслиқтики муһим сәвәбләрдин бирси америкиниң шәрқий түркистанға ярдәм қилмаслиқтин болди дәп билдүргән. Әнгилийиму америка билән охшаш пикирдә чиң турған, шәрқий түркистан қуруқлуққа җайлашқан бир дөләт болуп, шәрқий түркистанниң сиртқа йүзлинәләйдиған бирла чиқиш йоли һиндистан иди, сирттин ярдәм алалайдиған йол һиндистан иди. Әпсуслинарлиқ билән у дәврләрдә әнглийә һиндистанни контрол астида тутуватқан дәвр болғачқа ярдәм қилиштин баш тартқан вә 1944 - йилидики шәрқий түркистан һәрикити үчүн сирттин ярдәм елишта чоң бир тосалғу болған. японийә империялист дөләт иди, асияни истила қилиш һәрикити елип барған. Әмма шәрқий түркистанлиқлар японийидин ярдәм күткән болсиму, қоллишиға еришәлмигән. Моңғулиситан совет иттипақиниң мәслиһәти билән 1943 - йилларда шәрқий түркистандики һәрикәтләрни қоллиди, қорал бериш вә һәрбий җаһазларни ярдәм қилди, әмма буларниң һәммиси моңғулиситанниң мәнпәәти үчүн қилинған бир ярдәм, буниң мәқсити хитайни тәшвишкә селиш вә моңғулистан билән хитай оттурисида бир тосалғу пәйда қилиш иди."
Өмәр қул әпәнди сөзиниң ахирида мундақ деди: "10 нәччә йиллар билимсиз қалған хәлқ арисида, хәлқара сиясий вәзийәтни чүшинидиған, кәлгүсини пәрәз қилалайдиған сиясәтчиләрни чиқиралмиди. Бу сәвәбтин шәрқий түркистанда сәмимий бир шәкилдә мәйданға чиққан һәрикәтләрни мувәппәқийәтлик ахирлаштуралмиди. Аридин 76 йил өткән болсиму оттура асияда шәрқий түркистан мәсилиси 1944 - йилидики шәрт шараитлардин техиму арқиға чекинип кәтти. Шәрқий түркистанлиқлар кәлгүси 10 йил ичидә һәқиқий мустәқиллиқни тәбрикләшни халайдиған болса бүгүнки вәзийәтни тоғра бир шәкилдә мулаһизә қилиши керәк. Мустәқиллиқ, бу муқәддәс дәваға һәр бир шәрқий түркистанлиқларниң һесаб вә реая қилмастин қериндашлиқ вә бирлик ичидә хизмәт қилишини тәләп қилиду."
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.