Шәрқий түркистанниң миллий марши қандақ ишләнгән?
Мухбиримиз әркин тарим
2009.06.10
2009.06.10

RFA Photo / Erkin Tarim
Узун йиллардин кейин бу миллий маршниң қайта ишлинип, америка дөләт мәҗлиси бинасиниң ичидә ечилған дуня уйғур қурултийиниң ечилиш мурасимида қайта орундилиши қурултайға қатнашқан вәкилләрни вә дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларни қаттиқ һаяҗанландурди.
Бу марш дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйсаниң тәшәббуси вә голландийидә паалийәт елип бериватқан әрк студиосиниң ярдәм қилиши билән, белгийидики музикант әркин әпәнди тәрипидин ишләнгән.
Биз бу миллий марш һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн долқун әйса, әрк студиосиниң саһиби абдураһман өзтүрк вә компиозитор әркин әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.