“шәрқий түркистан һәққидики тәтқиқат вә мақалиләр” намлиқ китаб нәшрдин чиқти

Йеқинда мисирлиқ шәрқий түркистан мәсилиси мутәхәссиси доктор иззиддин вәрданийниң “шәрқий түркистан һәққидики тәтқиқат вә мақалиләр” намлиқ әсири қаһирә шәһиридә нәшрдин чиқти.
Ихтияри мухбиримиз өмәрҗан
2012.03.30
sherqiy-turkistan-heqqide-kitab-305.png “шәрқий түркистан һәққидики тәтқиқат вә мақалиләр” намлиқ китабниң муқависи
RFA

Доктор иззиддин вәрданий өзиниң магистирлиқ вә докторлиқ илмий мақалилирини уйғурлар вә уйғурларниң ана юрти һәққидә йезип тамамлиған болуп, узун йиллардин бири бу тоғрилиқ көплигән илмий мақалиләрни йезип, әрәб дунясиға уйғурларни тонуштурған.

Доктор иззиддин вәрданий уйғурлар вә уйғур ели тоғрилиқ язған әсәрлири билән әрәб оқурмәнләргә тонушлуқ шәхсийәт болуп, униң әң мәшһур әсәрлиридин бири“шәрқий түркистан вә хитай”дегән әсиридур.

Китабниң тонуштурулуши

“шәрқий түркистан һәққидики тәтқиқат вә мақалиләр” намлиқ китаб 350 бәтлик, чоң һәҗимлик китаб болуп, кичик мавзуларни һесабқа алмиғанда китаб чоң 10 - бөлүмдин түзүлгән. Китаб уйғурларниң ана юрти болған уйғур ели, узун тарихлардин бири давам қилип кәлгән уйғур хитай сүркилишлири, уйғурларниң һазирқи әһвали, уйғурларниң ислам мәдәнийәт хәзинисигә қошқан унтулмас төһпилири, уйғур елиниң ислам дунясидики орни, уйғурларниң асаслиқ арзу - арманлири вә омумий муддиаси, 5 - июл вәқәсиниң чиқишиға түрткә болған асаслиқ сәвәбләр, ислам әллириниң уйғур мәсилисигә тутқан мәвқәси, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң уйғур мусулманларни қоғдаш лазимлиқи һәққидә чиқарған қарарлири қатарлиқларни өз ичигә алған.

Бу китаб асасән, мақалиләр топлими болуп, уйғурлар вә уйғур ели тоғрилиқ илмий мақалиләрни язған мәшһур язғучилардин фәһми һувәйди, фатимә мәнуфи, рағиб сәрҗани, маҗидә мәхлут, әкрәм һиҗази, ибраһим бәйюми, тохти ахун әркин, әһмәд әбузәйд, муһәммәд бәдәви, һәсән әбу талиб, әли тәлқани, шәрқави қатарлиқларниң мақалилирини өз ичигә алған. Уйғурларниң рәсилмири вә уйғур елиниң бәзи көрүнүшлири мунасивәтлик җайларға қоюлған. Китабтики мақалиләрдә сөзләнгән вәқәликләрниң һәммиси мәнбәлири билән ениқ берилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.