Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити һәйитиниң 10 күнлүк явропа зиярити ахирлашти
2012.01.06

Photo: RFA
Шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан, баш назир абдулһәкимхан мәхсум, сәуди әрәбистан җиддә радиосиниң риясәтчиси сираҗидин әзиз, уйғур зиялий абдуләһәд учқун қатарлиқ 4 кишидин тәркип бир һәйәт 2011 - йили 12 - айниң 22 - күнидин 2012 - йили 1 - айниң 3 - күнигичә, шиветсийә, голландийә, белгийә, данийә, германийә, финландийә, шветсарийә вә франсийә қатарлиқ яврупа дөләтлирини зиярәт қилип у дөләтләрдә яшаватқан уйғурлар вә бир қисим уйғур җәмийәтләр шундақла хәлқаралиқ аммивий тәшкилатларниң рәһбәрлири билән учрашти вә уйғур мәсилиси тоғрисида пикир алмаштурди.
Бу һәйәт зиярәт җәрянида, шветсийә парламент әзаси мәһмәт қаплан, дуня уйғур қурултийиниң явропада турушлуқ вәкили мәмәт тохти. Шивитсарийдә турушлуқ уйғур зиялий әнвәр рахман, голландийә шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллири, шәрқий түркистан учур мәркизиниң рәиси абдуҗелил қарақаш қатарлиқ муһим шәхсләр билән учрашти вә уйғурлар тоғрисида пикир алмаштурди. Зиярәт җәрянида һәр қайси дөләтләр турушлуқ уйғурлар билән хизмәт һәққидә музакириләр елип берилған, учришишта йәнә хизмәт - паалийәтләр тоғрисида тәклип - пикирләр оттуриға қоюлған. 4 Кишилик бу һәйәт 2012 - йили 1 - айниң 3 - күни яврупа зияритини ахирлаштуруп истанбулға қайтип кәлди.
Биз бу зиярәт тоғрисида шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи һидайәтулла оғузхан вә уйғур зиялий сираҗидин әзиз қатарлиқ шәхсләр билән сөһбәт елип бардуқ.